• Гезитхан пикри
  • 22 Мамыр, 2019

Бөшүгимизни түзәшни биләйли

Әгәр тарихқа нәзәр ташлайдиған болсақ, миллитимизниң өтмүши вә бүгүни тоғрилиқ йезилған мақалиларни көпләп учритимиз. Уларниң һәммисидила уйғурларниң қедимий мәдәнийәт бәрпа қилған парасәтлик һәм уюшқақ вә өм милләт екәнлиги тилға елиниду. Демисиму тарихимиз билән мәдәнийитимизниң чоңқур екәнлиги һәқ. Башқисини ейтмиғанниң өзидә «Он икки муқамимизниң» өзила бир бебаһа ғәзнә-байлиқ. Биз, өзимизму, пат-пат өтмүшимизни тилға елип, униңдин пәхирлинип келиватимиз. Амма, әйнә шу әҗдатлар тәрипидин қалдурулған бебаһа мирасқа биз, бүгүнки әвлатлар, қанчилик дәриҗидә варислиқ қиливатимиз? Униңға еғиз толтуруп, ениқ бирнәрсә дәләлмәймиз. Йеқинда бир сорунда атмиштин алқиған бир бурадиримиз: «Бизниң мәшрәплиримиздики, ханим-қизлар чайлиридики, той-төкүнлиримиз билән нәзир-чирақлиримиздики өмлүгимизгә қарап, башқа милләтләр һәйран қелишиду. Биз әйнә шундақ уюшқақ һәм өм милләт» дәп әвлатлар варислиғини шуниңға бағлаватиду. Әгәр у тилға еливатқан «өмлүкни» виждан таразисида өлчәйдиған болсақ, башқилар әмәс, өзимиз хиҗаләт болуп қалимиз. Ойнаватқан мәшрәплиримиз билән башқиму сорунларда мәнавият, тил тәғдири, мәктәплиримизниң әһвали, умумән, миллитимизниң кәлгүси ғемини қилиштин көрә, һеч әһмийити йоқ ушшақ гәп-сөзләргә берилип кетимиз. Сөз-чөчәктин башқа гепимиз йоқ. Уни өзимизму яхши билимиз. Бирақ әтиси болидиған баш қошушта йәнила шу сәпсата давамлишиватқан. Дәрвәқә, Қазақстан Җумһурийитидә, башқа милләтләр қатарида биз, уйғурларғиму, барлиқ мүмкинчиликләр яритилған. Ана тилимизда гезит-журналлиримиз нәшир қилиниватиду. Атмиштин ошуқ оттура мәктәптә пәрзәнтлиримиз өзиниң ана тилида билим еливатиду. Академиялик статусқа егә миллий театримиз паалийәт жүргүзүватиду. Көпкә тонулған онлиған алимлиримиз, устазлиримиз, журналистлиримиз, сәнъәткарлиримиз мүмкинчилигиниң йетишичә, җаниҗан хәлқиниң хизмитини бәҗанидил атқуруватиду. Уйғур жутлириниң жигитбашлири билән ханим-қизлар тоғрилиқму әйнә шундақ дейишкә болиду. Билсәк һәм чүшәнсәк, миллитимизниң әйниги, хәлқимизниң авази болған «Уйғур авази» гезити пәқәт шу йәрдә һармай-талмай ишләватқан журналистларға яки өйму-өй, кочиму-коча арилап муштири топлап жүргән жигитбашлири билән ханим-қизларғила керәк әмәс, алди билән өзини уюшқақ, өм, билимлик, парасәтлик милләт һесаплайдиған барчә уйғурға керәк! Қазақстанда уйғурлар сан җәһәттин хелә көп болсиму, гезитимизниң тиражини 20 миңға йәткүзәлмәйватимиз. Көп сөзләймиз вә қуруқ вәдини яғдуруветимизу, әмәлиятта җан көйдүрүватқинимиз чағлиқ. Әнди миллий мәктәп – моҗутлуғимизниң мәнбәси. Әтә-өгүн мәктәплиримиз, театримиз, гезитимиз йепилса – биз ким болимиз? Гуванамисидила «уйғур» дәп йезилған, амма уйғур мәдәнийитини, тилини билмәйдиған, урпи-адәтлиридин хәвири йоқ бир маңқурт әвлатқа айлинимиз. Һә, ундақ әвлатқа мәктивиңму, уйғур гезитиңму, уйғур театриңму һаҗәт болмайду. Шундақ екән, биз мошу күнгә қәдәр өз һәләкчилигимиздә жүргән болсақ, әнди хәлиқ ғеминиң, болупму маарип, мәтбуат вә сәнъәтни риваҗландуруш мәйданиға кирип, ишлиримизни җанландурушимиз керәк. Йоққа хамушларчә есилғичә, барни сақлап қалайли. Һәр айда ойнаватқан мәшрәплиримизгә вә башқиму һәдди-һесапсиз чайлиримизға хәшләватқан пуллиримизға ана тилимизда чиқиватқан гезит-журналлиримизға йезилсақ, Уйғур театриниң билетлирини, язғучи-шаирлиримиз билән алимлиримизниң китаплирини сетивалсақ, миллий мәнавиятимизниң тәрәққиятиға мисқалчә болсиму үлүш қошқан болмасмедуқ?! Мәлумки, бүгүнки күндә мәктәплиримизни моҗут шәклидә сақлап қелиш вә заман тәливигә мувапиқ әтраплиқ риваҗландурушимиз, муһими, бала-чақимизни уйғур тилида оқутушқа өз ихтияримиз билән аммивий йосунда беришимиз, пәқәтла өзимизгә, йәнә келип ана тилимизға болған өзимизниң һөрмитимиз, миллий мәнпийәткә болған садиқлиғимизға бағлиқ. Уйғур тили һәрбир аилидә өчмәс чирақ болуп йенип туруши керәк. Ейтмақчи, ана тилини билиш нәдин келиду? Ақ сүт бәргән анидин башлиниду. Миллий тәрбийә аилидә шәкиллиниду. Шуңлашқа «Аилә – инавәтлик булиғи» дәйду. Әпсуски, һазирқи заманивий яш ата-анилар өзлири ана тилида сөзлимисә, балилири тилни кимдин үгәнсун? Шуниң үчүн бала-чақимиз, нәврә-чәврилиримиз ана тилида билим елиши һаҗәт. Ахирида ейтарим, әгәр миллитимизниң аброй-инавитини көтиримиз дәйдекәнмиз, һәммимиз бирлишип, милләт тәрәққияти үчүн хизмәт қилайли. Кәлсә-кәлмәс сәпсаталарға берилмәй, питнә-пасаттин нери болайли. Өтмүшимизни унтумай, өйдики бөшүгимизни түзәйли, қериндашлар. Султан ИСРАПИЛОВ, Алмута шәһири “Чегорин” мәһәллисиниң жигитбеши.

428 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы