• Көргәзмә
  • 22 Мамыр, 2019

Шахнозаниң новәттики утуғи

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Шахноза Һейтҗанова – Байсейит йезисидики Исмайил Тайиров намидики оттура мəктəпниң 11-синип оқуғучиси. У кичигидин шеирийəткə иштияқ бағлап кәлмәктә. Биз уни һәр жили өтидиған Абдумеҗит Дөлəтов намидики «Баһар қайтиду» вә Һебибуллам Қаһаров намидики «Һошшәрә, яш талант!» конкурслирида учритип жүримиз. У бу конкурсларда бирнәччә қетим «Шеир иҗат қилиш» вə «Ипадилик оқуш» номинациялири бойичə алдинқи орунлардин көрүнди. Өз вақтида Шахноза җумһурийәтлик «Ғунчə» фестивалида «Гран-при» мукапитиниң саһиби аталди. Униң шеирлири «Ғунчə» журнали билән «Уйғур авази» гезитиниң бәтлиридә, шундақла «Тунҗа пəрваз» вә «Тунҗа қəдəмлəр» балиларниң шеирлар топламлириниң сәһипилиридә бесилди. Оқушқа чоң җавапкәрлик билән қарайдиған Шахноза 9-синиптин тартип тарих пəнидин «Өлкетану» секцияси бойичə наһийəлик Кичик пәнләр академиясиниң (КПА) конкурсиға қатнишиватиду. Бу йәрдиму у өзиниң қабилийәтлик екәнлигини испатлап, мукапатлиқ ІІ орунға еришти. Буниңға қошумчә, Шахноза бултудин бери «Уйғур əдəбияти» секциясидə паалийәт елип бериватиду. У «Ана жут мавзуси вə униң ипадиси» мавзусида тонулған шаир жутдашлири Абдумеҗит Дөлəтов билән Җəмшит Розахуновниң əсəрлири асасида селиштурма тəһлил жүргүзди. Шахноза илмий йетәкчиси, уйғур тили вə əдəбият пəнлириниң муəллими Зумрад Қадированиң рәһбәрлигидә бу əмгəк үстидə икки жил мабайнида ишлиди. Хуласиси, наһийəлик КПА конкурсида ІІ орунға еришип, вилайәтлик байқашқа йолланма алди. Вилайәткә буниңдинму пухтирақ тәйярлинип, І орунни егилиди. Шахноза йеқиндила КПАниң җумһурийәтлик байқишиға қатнишип, бу йәрдиму І орундин көрүнди. Оттура мәктәптин учум болуш алдида турған Шахноза һазир Биртуташ миллий тестиға тәйярлиқ көрүватиду. Мәхсити – чоң синақтин сүрүнмәй өтүп, алий оқуш орниға чүшүш. У келәчәктә салаһийәтлик әдлийә хадими болуп йетилип чиқишни вә елигә адил хизмәт қилишни арман қилиду. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

670 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы