• Шеирлар
  • 22 Мамыр, 2019

Язмидим шеирни әрмәк үчүн...

Или билән муңдишиш (2012-жили Ғулҗиға барғанда Или дәрияси бойиға чүштүм вә чоң қурулуш ишлириниң башланғанлиғини көрдүм... ) Тешиқиған арминимни тақилап, Кәлдим бүгүн қирғиғиңни яқилап. Сирлиқ Или зәпму муңлуқ өп-чөрәң, Сулириңму ақар «үнсиз» шақирап. Аңланмайду шох авази қушларниң, Шипаңдиму* йоқ той сази яшларниң. Шүркәндүрәр тәнни һәйвәт садаси, Қурулушқа төкүлгән зор ташларниң. Хадукларму** маңмас әнди сән таман, Һарвукәшләр дегән үчүн йол яман. Баһар айда вәйран болған бағлириң, Булбуллириң үчүн болуп бир арман. Ечилғачқа көпләп ечиқ-ериқлар, Сүйүң азлап тегиңдә чоң йериқлар. Чөкүп көрсә чоңқуриңға хиялда, Қойнуңда җиқ ғәйри-өзгә белиқлар. Кезип жүрүп әзим дәрия бойлириң, Ечиндурди чүшкән сәвда-койлириң. Йоруқлуқниң сирин тапти өзәңдин, Чоңқуриңни ирим қилған ойлирим: Әтрапиңни жүлмәрәтсә қурулуш, Болмас Или, мәңгү мундақ хор болуш. Гүлзарларни кәлтүрмәккә әслигә, Керәкмекин саңа кәскин бурулуш?! Һә, әксичә, йоқ қирғаққа урулуш... Шипаң*— Или бойидики гөзәл мәнзирилик җай. Хадук** — ат-һарву. Язимән “Мен жазбаймын өлеңді ермек үшін” Абай. Язмидим шеирни әрмәк үчүн, Йә бирәв дитиға тәгмәк үчүн. Язимән гүлләрни көңлүмдики, Иҗатниң беғиға тәрмәк үчүн. Язмидим шеирни әрмәк үчүн, Вә яки мәйдәмни кәрмәк үчүн. Язимән уйқисиз түнлиримниң Бәдили – яхши қур бәрмәк үчүн. Язмидим шеирни әрмәк үчүн, Шөһрәттин йә кәйпә сүрмәк үчүн. Язимән иҗатниң қайнимида, Күчүмни бир синап көрмәк үчүн. Язмидим шеирни әрмәк үчүн, Тәшкилат йә бирәр өмәк үчүн. Язимән әркинлик йоллирида, Хәлқимниң арзуси йүксәк үчүн! Үнсиз сада Ату дегән дәһшәт нам алған, Жүрәкләргә өчмәс дағ салған, Дилда үнсиз сада боп қалған, Унтулмиди шу қара күнләр. Жигирминчи әсир бешида, Еғир күлпәт чүшүп бешиға. Қени еқип сунған ешиға, Ақ көңүллүк уйғур етилди. Ғазаң болуп яп-йешил бағлар, Матәм тутуп ақ башлиқ тағлар, Тарихиға чүшүп ақ дағлар, Гунаси йоқ уйғур етилди. Рәһим қилмай пәйли яманлар, Әл тәғдирин басти туманлар, Шеһит болуп миңлап оғланлар, Аһ, бегуна уйғур етилди. Янғин юлтузум Чимирлап янған үмүт юлтузум, Янивəр йоруқ, һечқачан өчмə. Яридар дилда өзəң ялғузум, Қəлбим көкидин, ақмиғин-көчмə! Саңа бағланған арманлар йүксəк, Уни чүшинип, сəзмəйсəн мүмкин. Болсиму мениң минəзим лөкчəк, Болайла жугач бир сениң үчүн. Сəкпарə көңүл, сөйгүни күтүп, Униңға йетиш есил арминим. Əгəр туюқсиз кəтсəң сəн жүтүп, Бəхитсиз болуп мениң қалғиним. Юлтузум шуңа, янғинə, өчмə, Житим болмиғай мениң арминим. Һаят асмини миң юлтуз ичрə, Өзəңсəн йəккə таллап алғиним! Түндики меһман Түн йерими... Олтираттим қахлап дүмбәмни, Бөлмәмдики чирақ нуриға. Хиялимда кезип аләмни, Чүшүп қелип ойлар ториға. Деризәмдин кирип Тәнһалиқ, Алди мени қаттиқ қучақлап. Деди: “Болай һәмра вапалиқ, Тәғдиримни саңа чиң бағлап”. Нази билән сирлиқ-сехирлиқ, Җилвә қилип уссул ойниди. Сөзләр ейтип назук-йеқимлиқ, Алдимақни мени ойлиди. Берилмидим һейлә-иғваға, Көңүл уни қобул әтмиди. Қоғлисамму лекин талаға, Тәнһалиқ – бәз, зади кәтмиди. Қаршилиғим таңға созулди, Һарғинлиғим қалди билинип. Ақ таңлирим сеғиниш болди, Кирпикләргә уйқа илинип... Җүр, оғлум Җүр, оғлум, Туғулған жутта жүрүп келәйли, Боваң-момаңни көрүп келәйли. Маңа – әслимә, саңа – иштияқ Чағлар пәйзини сүрүп келәйли. Җүр, оғлум, Йезамға бүгүн берип келәйли, Теғидин гүлләр терип келәйли. Топа йолларда қанғичә жүгрәп, Мағдирсиз болуп, һерип келәйли. Җүр, оғлум, Мәлә таманға өтүп келәйли, Сап һавасини жутуп келәйли. Сәндәк йешимда қачуруп қойған, Балилиғимни «тутуп» келәйли. Җүр, оғлум, Туғулған йәрни кезип келәйли, Шәһәрдин бир күн безип көрәйли. Әвлат излирин өчәрмәс үчүн, Ғар ташқа исмиң йезип келәйли. Җүр, оғлум... Анам тәргән гүлләр Көкләмдә келип өйүмгә анам, Һойламға гүлләр көчитин тәрди. «Суғирип турғин, унтумай балам», — Дәп маңа җекип, мәслиһәт бәрди. Анам сөзини ядимда тутуп, Гүлләргә күндә су қуюп турдум. Көңлүмни бөлүп, асрап-күтүп, Һарам чөпләрни өсәрмәй жулдум. Айниди гүлләр, яз келип хойма, Рәңму-рәң болуп ечилип кәтти. Тилсим гиләмдәк безәлди һойла, Нәпис пурақлар чечилип кәтти. Маңғанда ишқа, янғандиму һәм, Зоқум келиду гүлләргә қарап. Беарам көңлүм болар хатирҗәм, Алғанда хушбой һидини пурап. Әслитип гүлләр анам чеһрини, Қозғилар дилда алий сезимлар. Тәргәч уларға қошуп меһрини, Аләмчә гөзәл болуп туюлар! Ойғанмисақ (Уйқиға амрақ бир илпитимгә қарап туғулған ойлар) Тепилсила кичиккинә бир пурсәт, Ухлавелиш койинила ойлайсән. Күн ичидә көз илисән нәччә рәт, Немә шунчә уйқиға һеч тоймайсән. Саламәтлик дегән тәндә йетәрлик, Өзәңмиғу буни инкар қилмайсән. Киргән йолуң ақивити хәтәрлик, Билип туруп уйқаңни зәп қиймайсән. Моҗут үчүн сәндә номус, һар-виждан, Чәттә қарап турмай гепим қилимән. Беғәмликниң кесиридин нә инсан, Яшап, өмүр сүрмигәнни билимән. Бирәр қетим шу уйқиңдин кәчкинә, Әтрапиңға көңүл қоюп қарап бақ . Җаһиллиқниң сарийидин қачқинә, Заманәңни, өз-өзәңни сорап бақ. Уйқуң толуқ, кийим пүтүн, қосақ тоқ, Бу, әлвәттә, шүкричилик мизани. Бирақ, әгәр роһий озуқ болса йоқ, У ғәпләткә мәһкүмлүкниң нишани. Силкинип бир, ойғанмисақ болмайду, Өткән күнләр орниму һәм толмайду. “Әр болимән, Әл болимән” дегәнләр, Әтисини бөшүгидин оңлайду. Өзгә учти ай-юлтузға, асманға, Илим-билим болуп өрләш иқбали. Һә, биз хошал тога йотқан япқанға, Қизиқтурмай тәрәққият әһвали. Хәлиқ башлар көпәйдиғу «даһилар», Хизмитидин хиянити жиқ бирақ. Авам-пухра арман қилған саһиллар, Әмәлият болди пәқәт билҗирақ. Әзәлдинла хәлиқ болған улуқ биз, Дөләт тутуп, тарихта из қалдурған. Милләт әмәс супириси қуруқ биз, Һәссимизни бирәвләргә алдурған. Өтмүш билән яшап болмас, ойлайли, Һели биздә вақит-пурсәт, имкан бар, Дәл бу заман ойғақ-сәгәк болайли, Алда техи бүйүк мәхсәт, нишанлар! Әлара сөз бар — Һаким иштин кетиптәк! — Немә дәйду? — Пара билән тутуптәк! Растмекән шу? Раст охшайду... — Һой, техи йеқиндила, “ Мән қарши, — дәп, париға” Шиар тутқан рәсими, Тарқитилған торларда. Һәҗәп қарши болмапту, Сөзидә у турмапту. Қорқмай пара алғанда, Зади немә ойлапту? Вай, таң... Немә ойлидекинтаң? Мәнғу уни нәвақта, “Парихор” дәп аңлиған... Башлиқ яки зор бирәр, Тәкшүрүп кәлсә әгәр. Айимастин барини, Төккәнкән бу бурадәр. Топақ яки союп қой, Бәзмә әмәс, қилип той. Хошамәтни яғдуруп, Тепивапту чоң аброй. Апирип тағ-сайларға, Мәнзирилик җайларға. Ойнитаркән қаримай, Пәсилләргә, айларға. Болса мундақ байлиғи, Яхшекәндә айлиғи? Йә қошумчә бар иши, Темип турған қаймиғи. Айлиғиғу чағлиқла, Мәнсивигә бағлиқла. Бейитқан уни әсли, Пул, соға, қой-сағлиқлар. Ойлап һарам ойларни, Тепип түрлүк йолларни. Алар миңлап париға, Тәңгә, евро, долларни. Көзләп яман мәхсәтни, Пайдилинип мәнсәпни. «Селиқ» селип һәммигә, Унтуғанди инсапни. Ахириғу тутулди, Бирақ, қанчә утулди? Униң охшаш нәччиси, Ғәлитила қутулди... Ечилғанда сирлири, Иштин кетип бирлири. Тиҗарәтни таллапту, Әсқетип көп пуллири. Бәзибири тутулуп, Кәлмәк түгүл «олтирип». Ғәмхорчиси әкәтти, Жуқуриға көтирип. Бири тепип амаллар, «Кесилмәпту» аранла. Әшәддий бу парихор, Елип шәртлик қәрәлла! Тоймиғанни әлни йәп, Елип кәтти кишәнләп. Хелә жилға сотлапту, Әлдә җиққу ундақ гәп. Тутулмиған талайлар, Дәркән биздә тәләй бар! Болар улар бақида, Дозаққила херидар. Алған... Алар... Алиду... Немә пүтмәс пара бу? Мәнсәпхорлар қилмиши, Зади қачан қалиду? Әлни ялмап тоймиған, Тамтилиғин қоймиған. Парихорға миң ләннәт, Өз нәпсини ойлиған. Болай десәк җамаәт, Биз бир илғар җәмийәт. Париларни йоқ қилиш, Болсун биздә һәрикәт. Түзәйли «Ақтағлиқ», «қаратағлиқ» шу кесили, Сақийип кәтмигәндәк техи һели. Парчилап бир хәлиқни тәшкилатлар, Қойғини қаймуқтуруп қилар җели. Минбәрдин сөз сөзлисә бәзи «даһи», Өзини пәйғәмбәрдәк чағлар гаһи. Мәрданә, дадил бол дәп жүргән билән, Хошамәт ханлиғиниң өзи шаһи. Бирлири сорун билән төр талишип, Бәзиси орун билән мөр талишип. Бечарә хәлиқ ғеми чәттә қелип, Жүриду бир-биригә ғалваришип. Яратмай һәтта мечит әзинини, Бирәвләр алмаштурди мәзинини. “Болсиму мәйли кекәч, жутдашқу”дәп, Қайнитип жутвазлиқниң қазинини. Көйнәкни кийгән билән хан әтләстин, Келиду кона ғайә өзгәрмәстин. Сөзлишәр икки уйғур өзгә тилда, Муқәддәс ана тилда сөзләлмәстин. Һәммини пул-дунияға бағлаштуруп, Қойдуқму қәдрийәтни алмаштуруп. Әң авал түзәйличу өзимизни, Қалғанни Аллам қояр қамлаштуруп... Заман китави Товва дәймән, өзәмгә товва, “Заман” атлиқ қара китапни Ким қойдекин оқушқа маңа, Ишләткәндәк чиқмас һесапни. Ечип қалсам чирайлиқ өйләр, Һули болған бәрдашлиқ ташлар. Көрүнмәйду астида гөрләр, Бәдинидин айрилған башлар... Сәһра-шәһәр һәммә күзәттә, Назарәттә кочилар, өйләр. Өзгичә ой болса пәлпәттә, Түзитиләр хияллар-ойлар. Қизил иштан кийгән кишини, Яхши көрүш керәк миннәтсиз. Болмиса бар униң кишини, Өзәң халап салғин һиммәтсиз. Мана бу йол бәлбағдәк бир йол, Ғәрип таман турған ечиқап. Бир бәлбағда миллиардтәк қол, Алиқанлар кәтмәс һетиқап. Әшу йолда түнүгүн техи, Йеңи өйгә киргән хошнилар. Рази болуп несигә сехи, Балисини қилған қәриздар. Маңсаң бираз шимал таманға, Кәң йәрләргә ғоҗайин ейиқ. У әзәлдин шерик ялғанға, Беғәм ятар башлири қейип. Йәнә бир бәт ачсам варақлап, Чиқти әркә оғул шаһзадә. Әҗдиһани апту қучақлап, Ечилипту йүздә чүмпәрдә. Әйнә бири «тәгмә, у диндаш!», Дәпла қалди чаққан бесилип. Унтумапту «төмүр қериндаш», Қаларини янчуқ кесилип. Мана оғлан әрдәк туғулған, Қорқмай дадил сөзләп кетиду. Өз өйидә чиқмиса чуқан, Қоли хелә йәргә йетиду. Етиқатни бирлири аяп, Сәһниләрдә жиғлап яқлиди. Тамашибин өзини ойлап, Көзлиридин яшлар ақмиди. Дини – байлиқ, дили-пири – пул, Иманини салған содиға. Содигәрләр болуп қапту қул, “Пайда-кирим” атлиқ җодиға. Көкрәк кәргән билән бир ночи, Қилидекән уму әтийәт. Тәҗрибилик әсли у очи, Тунҗа нишан – шәхсий мәнпийәт. Чоюндәкла еғир бу китап, Оқусамла қисилар нәпәс. Бәтлиригә чүшмәпту аптап, Бағлиған у түнләргә һәвәс. Вильям МОЛОТОВ.

362 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы