• Баш қошуш
  • 22 Мамыр, 2019

Хәлиқ бирлиги – Мустәқиллигимизниң асасий қәдрийити

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Nur Otan партияси наһийәлик шөбисиниң, Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән наһийәлик китапханида «Хәлиқ бирлиги – Мустәқиллигимизниң асасий қәдрийити» мавзусида башқошуш болуп өтти. Униңға жигитбашлири билән жут активистлири иштрак қилди. Жиғинда наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Шәмахун Нурумов елимизда иҗил-инақ яшап келиватқан барчә қазақстанлиқларниң паравәнлигигә, шу җүмлидин тәвәдә өм һаят кәчүрүватқан уйғур билән қазақниң муқәддәс достлуғиға алаһидә тохталди. Андин асасий гәп 9-июнь күни өтидиған сайлам тоғрилиқ болди. Натиқ Nur Otan партияси тәрипидин көрситилгән намзат Қасым-Жомарт Тоқаевниң принциплирини атап көрсәтти. Қасым-Жомарт Тоқаевниң елимиздики 130дин ошуқ милләт вәкилиниң бирлигини сақлап, уларниң келәчигини парлақ қилидиған рәһбәр болидиғанлиғиға ишәнчә билдүрүп, сайламда наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вәкиллириниң Қасым-Жомарт Тоқаевниң намзитини толуқ қоллап-қувәтләйдиғанлиғини изһар қилди. Өз новитидә сөз алған жигитбашлири һәм наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики ханим-қизлар кеңишиниң әзалири сайламниң ойдикидәк өтүшигә иқбал қилидиғанлиғини қәйт қилса, Чонҗа йезилиқ ақсақаллар кеңишиниң рәиси Сәйдәхмәт Қасимов, жигитбеши Әркин Ташмәтов Қасым-Жомарт Тоқаевқа «...Бирлигимизни чачмайдиған, өмлүгимизни сақлайдиған рәһбәр» дегән баһасини бәрди.

351 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы