• Әхбаратлар еқими
  • 22 Мамыр, 2019

Яш әл вә яшлар ели

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Қостанай вилайитигә қилған иш бабидики сәпири даирисидә Қазақстан-Россия яшлириниң “Пидаийлиқ – яшларниң иҗтимаий лифти” форумиға қатнашти. Дөләт рәһбири форум қатнашқучилириға алқиш билдүрүп, пидаийлиқниң һәқиқий вәтәнпәрвәрликниң көрүнүши екәнлигигә диққәт ағдурди. – Виктор Цойниң нахшисидики һәммигә мәлум мисраларни өзгәртип, мундақ дәп ейтишқа болиду: “Пидаийлиқ – яшлар иши, қоруқларни йоқитидиған дора”, – мураҗиәт қилди Қасым-Жомарт Тоқаев яшларға шуларниң тилида. – Қазақстан – яш әл вә яшлар ели! Бизниң яшлиримиз – тәрәққиятниң һәрикәткә кәлтүргүчи күчи. Барлиқ дөләт органлириниң вәзиписи – яшларниң өзини утуқлуқ көрситиши үчүн шараит яритиш, яхши башланмиларни қоллап-қувәтләш. Президент 2016-жили “Пидаийлиқ паалийәт тоғрилиқ” қанунниң қобул қилинип, пидаийларниң мәртивисини, уларниң һоқуқлири билән вәзипилирини вә дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләш чарилирини бәлгүлигәнлигини әстилип өтти. Шундақла 2017-жили “ЭКСПО” хәлиқара ихтисаслаштурулған көргәзмисиниң яшларни пидаийлиқ һәрикәткә аммивий җәлип қилишқа башлиғанлиғини тәкитлиди. – Бийилқи жил Қазақстанда пидаийлиқни тәрәққий әткүзүштә йеңи басқуч болиду, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири вә Яшлар жили даирисидә өтүватқан асасий чариләргә тохтилип өтти. Президент билән учришиш даирисидә яшлар форумиға қатнашқучилар Дөләт рәһбири тәрипидин қоллап-қувәтләнгән бирқатар қизиқарлиқ тәклипләрни оттуриға қойди. Мәсилән, “Миллий пидаийлиқ тармақ” юридик шәхсләр тәшкилатиниң рәиси Вера Ким 2020-жилни Пидаийлар жили дәп елан қилиш тоғрилиқ тәклипни ейтти. Президент идеяни қоллап-қувәтлиди вә Қазақстанда буниңдин кейинму пидаийлиқ һәрикәтниң қоллап-қувәтлинидиғанлиғини тәкитлиди. Форум даирисидә Қазақстан вә Россия пидаийлиқ тәшкилатлири бирқатар келишимләрни имзалиди. Россияниң “Пидаий медиклар” вә Қазақстанниң “Яш медиклар” һәрикәтлириниң әзалири алақини йолға қойди. Шерикләр әнди техиму нәтиҗидарлиқ ишләш үчүн Қазақстанда идарисини ечишни планлаватиду. Қасым-Жомарт Тоқаев форум ахирида “Жил пидаийи” хәлиқара мукапитини тәсис қилишни, шундақла Қазақстан вә Россия пидаийлиқ тәшкилатлири рәһбәрлириниң қатнишиши билән турақлиқ ишләйдиған Пидаийлиқ кеңәш қуруш имканийитини муһакимә қилишни тәклип қилди. Президент иш бабидики сәпири даирисидә “СарыаркаАвтоПром” ҖЧЙни зиярәт қилип, компанияниң йеңи утуқлири билән тонушти, Қазақстанда автомобильни тәрәққий әткүзүш саһасидики утуқларни тәкитләп өтти. Бу йәрдә Қасым-Жомарт Тоқаевқа заводни тәрәққий әткүзүш истиқбали, йеңи ишләпчиқириш қувәтлирини вуҗутқа кәлтүрүш стратегияси тоғрилиқ әхбарат бәрди. Қасым-Жомарт Тоқаев регионда болғанда мәмликәтниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға һәссә қошқан бир топ шәхсләргә тәшәккүрнамиләрни тапшурди. Дөләт рәһбири сәпириниң ахирида “Олжа Садчиковское” ҖЧЙниң ишләпчиқириш көрсәткүчлири билән тонушти. Деханчилиқ вә чарвичилиқ билән шуғуллиниватқан мәзкүр кархана Қостанай вилайитиниң вә мәмликәтниң башқа регионлириниң гөш вә сүт мәһсулатлириға болған еһтияҗини тәминләп келиватиду. Президент йеза егилиги мәһсулатини йетиштүргүчиләр билән болған сөһбәттә мәмликәтниң озуқ-түлүк бехәтәрлигини тәминләшкә җиддий һәссә қошуватқан регионниң аграр саһасиниң тәрәққий етишини жуқури баһалиди.

451 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы