• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 30 Мамыр, 2019

Һәйкәлтарашлиқ

Уйғурларниң будда диниға етиқат қилған мәзгиллиридә интайин зор утуқларға еришкәнлиги көпчиликкә яхши мәлум. Керийә наһийәсиниң Қара харабисидин қезивелинған бәшинчи әсиргә тәвә Татхагана будда һәйкили, Хотәндики Йотқан харабисидин тепилған сапал қуш, Турпандин байқалған лай қончақ, рәңлик лай ат һәйкили, Самави ханға тәхлит қилинған рәңлик яғач һәйкәл, Қарашәһәрдин қезивелинған яғачтин оюлған Важра палван һәйкили, йәнә лайдин ясалған әр кишиниң беши қатарлиқ тепилмилар сөзүмизгә испат болалайду. Өзгичә услуб вә миллий алаһидиликкә егә қедимий уйғур һәйкәлтарашлиғи асасән гәж, полат чивиқ, мата, пахал вә тухум қатарлиқ йәрлик мәһсулатларни хамәшия қилип кәлгән. Гәж – сүзүк кристалл һаләттики ақ, ач сериқ, шаптул чечиги рәңгидә яки күл рәң келидиған анорганик бирикмә. Адәттә, у бенакарлиқ қурулушлирида, һәйкәлтарашлиқ, нәққашлиқ саһалирида нурғун пайдилинилиду. Уни шундақла теңиқчилиқта, йәни сунған яки чиққан устиханларни гипслашта ишлитиду. Гәж «белиқ гәж» вә «том гәж» дәп икки түргә бөлүниду. Биринчиси, узунчақ һәм чидамлиқ келиду. Кейинкиси, уюл һәм йоған болиду. Уйғур һәйкәлтарашлири көпинчә белиқ гәжни ишлитиду. Уни тәйярлаш үчүн алди билән гәжни тонурда пиширип, соқуп-талқанлап әгләктин өткүзиду. Андин мәлум миқдардики гәжни суға селип, доғап һалитигә кәлтүриду. Лиғирлап турған иссиқ қан уютмисидәк қатқандин кейинла, уни ишлитишкә болиду. Һәйкәлтарашлар һәйкәл ясаштин авал полат чивиқ арқилиқ униң асасини муқумлаштурувалиду. Андин лиғирлақ һалитидә қатқан гәжни һөл вақтида униң үстигә сугайду. Гәж мәлум қелинлиққа йәткәндә пуштигәрдан, бурәндәгәрдан, норкәшгәрдан, зиқчигәрдан вә искинәгәрдан қатарлиқ һәйкәлтарашлиқ әсваплири билән сайманларниң ярдимидә қириш, йонуш арқилиқ һәйкәлниң ташқи көрүнүшини қуруп чиқиду. Һәйкәл пүткәндин кейин тухумниң еқини мата билән һәйкәл үстигә сугап силиқлаштуриду. Тухум еқи билән һәйкәлни пәрдаз қилғанда һәйкәл пақирап, силиқ һаләткә келиду. Әвзили, у иссиқ-соғда һәм ямғур-йешинда йерилмайду, йәни нәмликни қобул қилмайду. Шундақла узақ муддәт топа астиға көмүлүп қалсиму, өзиниң әсли һалитини сақлап қалиду. Уйғур һәйкәлтарашлири өз маһарәтлирини асасән бенакарлиқ сәнъитигә беғишлап, там-торус, деризә-ишик гирвәклиригә, меһрапларға, мунар-гүмбәзләргә һәрхил гәж ойма нәқишләрни сизған. Уларда гүл ғунчилири, мевә-чевиләр, буға-мараллар, түрлүк чалғу әсваплар, өй бисатлири вә һөснихәтләр өз әксини тапқан. Уйғур һәйкәлтарашлиғи бүгүнки күндиму қайтидин җанлинип, тәрәққият йолиға чүшти. Жуқури бәдиий қиммәткә егә нурғунлиған һәйкәлләр ана дияримизниң һәрқайси җайлирида қәд көтирип, шәһәр-кәнтләрниң һөснигә һөсүн қошуп турмақта.

191 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы