• Баш қошуш
  • 30 Мамыр, 2019

Жут җанкөйәрлириниң жиғини

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Өткән йәкшәнбә күни Алмута шәһириниң Төвәнки Пятилетка мәһәллисидә мәзкүр жутниң жигитбеши Алимҗан Қасимов билән Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Санийәм Исламбақиеваниң уюштуруши билән җамаәтчилик вәкиллириниң баш қошуши болуп өтти. Униңға Султанқорған мәһәллиси «Шәриқ-Қорған» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Мәһәмәтҗан һаҗим Хакиев вә мәзкүр бирләшминиң тәркивидики Спорт кеңишиниң рәиси Рәхимҗан Садиқов, Султанқорған мәһәллисиниң баш жигитбеши Ғәйрәт Мәмәтәлиев, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Һосманҗан Обулов, Түрксиб наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нурбүви Пазилова, «Интизар» журналиниң муһәррири Азнат Талипов вә мәзкүр қурларниң муәллипи қатнашти. Жиғин җәриянида ана тилимизда нәшир қилиниватқан гезит-журналларға муштири топлашни җанландуруш, пәрзәнтлиримизни ана тилида оқутушқа дәвәт қилиш вә уларни аилидә миллий роһта тәрбийиләшни күчәйтиш, җамаәтчилик вәкиллириниң җәмийәтлик ишлардики паалийәтчанлиғини ашуруш вә башқиму мәнавиятимизға аит муһим мәсилиләр муһакимә қилинди. Мәзкүр жутқа қәдәм тәшрип қилған меһманлар күн тәртивидә қариливатқан мәсилиләр бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлишип, җамаәтчилик вәкиллири тәрипидин қоюлған соалларға җавап бәрди. Баш қошуш давамида «Уйғур авази» гезитиға муштири топлашта паалийәтчанлиқ көрситип келиватқан мәзкүр жутниң жигитбеши Алимҗан Қасимов билән Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Санийәм Исламбақиеваға Пәхрий ярлиқ вә мәнивий соғилар тапшурулди. Ахирида җамаәтчилик вәкиллири тәрипидин меһманлар һөрмитигә иптар берилди.

290 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы