• Йеңилиқлар
  • 30 Мамыр, 2019

Китаплири сирдишиға айланған

Мәлумки, адәм балисиниң әң чоң утуқлириниң бири — билим. Әсирләр давамида топланған билимни әҗдатлиримиз әвлатлириға дәсләп еғизчә, кейинирәк, йәни йезиқ кәшип қилинғандин кейин, китаплар арқилиқ қалдурған. Китап инсанийәт тәрәққиятиниң, тарихиниң жилнамиси, алтун ғәзниси. Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Илгири сабиқ Кеңәш Иттипақиниң аһалисини “Дунияда әң көп китап оқуйдиған хәлиқ” дәп етирап қилатти. Һәқиқәтәнму, бизниң әвлат үчүн китапниң қәдри алаһидә болидиған. Классик язғучи-шаирларниң китаплирини сетивелиш бу яқта турсун, һәтта, оқуш үчүн китапханиларда новәттә турушқиму тоғра келидиған. Адәмләр көпирәк қиммәт баһалиқ җиһазлири билән әмәс, жиққан китаплири билән махтинатти. «Китап —билим булиғи» дегән шиар һәммигә ортақ еди. Һазирқи күндә яшларниң китапқа болған қизиқишиниң төвәнләп кетиватқанлиғи һечкимгә сир әмәс. Бу мақалини тәйярлаш алдида мән узун жиллар давамида һазирқи Миллий китапханида (илгәрки Пушкин намидики китапхана) ишлигән, милләтпәрвәр инсан Санийәм һәдә Азнибақиеваға йолуққан едим. — Мән һаятимни китапсиз тәсәввур қилалмаймән, — дәйду Санийәм һәдә. — Апам рәмити кичик вақлиримизда күндә бизгә китап оқуп беридиған. Кейин йезишни, оқушни үгәнгәндин кейин өзәмниң қолидин китап чүшмәйдиған болди. Мәктәптә, адәттә, биз қанчә китап оқуғанлиғимиз билән махтинаттуқ. Шуңлашқа болса керәк, өзәмму бир немиләрни йезишни яқтураттим. Журналист болушни арман қилаттим. Шу сәвәптин у мәктәпни яхши баһаларға тамамлап һөҗҗәтлирини һеч ойланмастинла ҚазДУниң журналистика факультетиға тапшуриду. Әпсус, оқушқа чүшәлмәй, Маливай оттура мәктивидә чоң пионер йетәкчиси болуп ишқа орунлишиду. Әлвәттә, билимгә дегән иштияқи зор Санийәм һәдә пухта тәйярлиниду һәм келәр жили һөҗҗәтлирини Алмутидики Қизлар педагогика институтиниң «Китапхан иши» факультетиға тапшуриду. Бу факультетқа келишимгә, йәнила шу китапқа болған иштияқ сәвәп болди, — дәйду Санийәм һәдә шу күнләрни әсләп. — “Өзәм һәр күни китаплар арисида болимән, халиған китавимни оқуймән” дәп арман қилаттим. Иккинчидин, шу жили мәзкүр институтта емтиһанларни уйғур тилида Мурат Һәмраев билән Бүвихан Әлахунова қобул қилди. Йолум болуп, шу жили оқушқа чүштүм. Мәзкүр билим дәргаһини утуқлуқ тамамлап, у әмгәк паалийитини Пушкин намидики китапханида башлайду. Билимлик, ишләмчан һәм идрәклик яш қиз қисқа вақит ичидә ишдашлири билән тил тепишип, илғарлар қатарида тилға елинишқа башлайду. Бу китапхана җумһурийитимиздики әң чоң китапхана, — дәп әсләйду у. — Ишқа келип, биринчи новәттә, мошу йәрдә сақлиниватқан уйғур шаир-язғучилириниң китаплирини рәтләшкә кириштим. Китапханиниң барлиқ архивлирида олтардим. Әлвәттә, китаплар наһайити нурғун екән. Уларниң һәммисини топлап, китапхана ишиниң қаидилиригә мувапиқ рәтләп чиқтим. Шу әмгәклирим түпәйли елимизниң чоң китапханисида “Уйғур бөлүми” ечилди. Мән шу бөлүмни башқурдум. Бөлүмдә пәқәт уйғур шаир-язғучилириниң әмгәклирила әмәс, шундақла һәрхил тилларда уйғурлар һәққидә йезилған һәрқандақ әхбаратни топлидуқ. Умумән, жигирмә басма тавақ көләмида материал жиғдим. Униңдин ташқири Уйғур театри тоғрилиқ китап чиқардуқ. Китапхана мудириниң рухситини елип, язғучи Қурван Тохтәмов иккимиз мәхсус қоймиға киришкә муйәссәр болдуқ. Бу йәрдә илгири латин йезиғида нәшир қилинған уйғур шаир-язғучилириниң китаплири бар екән. Буларниң һәммисини тәтқиқ қилишни қолға алмақчи болған едуқ. Амма, айрим сәвәпләргә бола, уни ахириға чиқириш мүмкин болмиди. У материаллар һазирму болуш керәк. “Уни давамлаштуримиз” дегүчиләр тепилса, мәрһәмәт, бу ишни қолға алса болиду. Мошу ишлиримиз түпәйли, елимиздики әң чоң китапханида “Уйғур бөлүминиң” иши йолға қоюлди. Буни мән ишәшлик ейталаймән һәм махтиналаймән. Кейинирәк Санийәм Азнибақиева бираз вақит М.Әвезов намидики Қазақ драма театрида муһәррир болуп ишлиди. Кейин Мурат Әхмәдиевниң тәкливи билән Уйғур театриниң Әдәбият бөлүмини башқурди. Қизиқ йери, у жиллири театрниң барлиқ программилири, афишилири рус тилида йезилатти. Әдәбият бөлүминиң йеңи рәһбириниң тәшәббуси билән еланлар, программиларниң барлиғи уйғур тилида йезилидиған болди. Санийәм һәдә театрда иҗадийәткә алаһидә көңүл бөлүшкә башлиди. Режиссер Әкрәм Әхмәтов билән бирликтә түрк драматурги Исмет Һөрмизлиниң «Чәтәллик» пъесисини, Муһит Һезимовниң дипломлуқ ишиға қазақ язғучиси Султанәли Балғабаевниң «Қиз жигирмигә толғанда» спектаклини тәрҗимә қилиду. Униңдин ташқири, Уйғур театриниң паалийити һәққидә турақлиқ рәвиштә гезитларға мақалилар йезип турди. Радио вә телевизия үчүнму материаллар тәйярлиди. Андин 1998-жилдин башлап та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә, җумһурийәтлик илмий-техникилиқ китапханида бөлүм башлиғи болуп ишлиди. Һаятиңизда қанчилик китап оқупсиз? — дәп соридим һәдимиздин сөһбәтара. Рус, қазақ классик шаир-язғучилириниң барлиқ китаплирини оқуп чиқтим, — деди у. — Әлвәттә, уйғур язғучилириниң китаплири болса, мениң үчүн қиммәтлик нәширләр. Нурғунлиған шаир-язғучиларниң өз қолтамғилири бар китаплири китапханамниң төридә сақлақлиқ. Синипдишим, һели мәрһум Абдумеҗит Дөләтов билән йеқин арилишип өттүм. Шәхсән өзәм Илия Бәхтияниң шеирлирини наһайити яхши көримән. Һазир көзүм «һерип» қалған охшайду, китап оқуш сәл қийин болуп қалди. Бирақ мошу күнләрдиму уйғур шаир- язғучилириниң китаплирини сетивелишқа тиришимән. Есиңларда болса, илгири соға сүпитидә китап тәғдим қилиш әнъәниси моҗут еди. Әпсус, һазир яшлиримиз китапниң қәдрини билмәйду. Бәзидә нәврилиримгә кайип кетимән. Қайси тилда халиса, һәрқандақ китапни тепип оқуса болидиған заманғу һазир. Мән жуқурида ейтип өттүмғу, кичигимиздинла апам бизгә китапқа болған иштияқни ойғатқан еди. Мошу иштияқ мениң кәспимгә айланди, шу арқилиқ һаятта орнумни таптим. Һазир өтмүшимгә нәзәр ташлисам, һаятим беһөддә өтмәпту. Әлвәттә, һәммә нәрсә тәл-төкүз болди дәп ейталмаймән. Дадимиз яш вапат болуп кәткәндин кейин бизни һәммә тәрәптин йөлигән апам билән иним Мирғияс болди. Тәғдирниң язмишини қаримамсиз, 2012-жили қизим Камила паҗиәлик вапат болди. Бир жил илгири болса, туюқсиз иним Мирғиястин айрилип қалдим. Иним, биз, қериндашлириниң, тағдәк йөләнчиси болидиған. Иккимиз муңдаш-сирдаш болуп өстуқ. Уларни кинигәндә йәнила китаплиримни қолға алимән. Һазир китаплирим сирдишимға айланди.

513 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы