• Йеңилиқлар
  • 30 Мамыр, 2019

«...Оқуғанни көңүлгә ихлас билән тоқайли»

Аччиқ болсиму етирап қилишимиз керәкки, биз, уйғурлар, гезит-журнал вә китап оқушниң мәнивий маһийитини вә әһмийитини пүтүнләй әстин чиқирип қоюватимиз. Әслидә, гезит-журнал вә әдәбий китап һәрбир аилидә болуши әмәс, бәлки һәр аилә, һәрбир адәм тәрипидин оқулуши лазим. Шәмшидин АЮПОВ, “Уйғур авази” Йеқинда Алмута әтрапидики уйғурлар зич яшайдиған мәһәллиләрниң биридә истиқамәт қилидиған бир тонушимиз иптарға чақирипту. Хелә көп адәм жиғилған дәстихан әтрапида у-бу гәпләрдин кейин, әллик яшлар әтрапидики бир бурадиримиз өзиниң уйғур тилида нәшир қилиниватқан гезит-журналларға, жигитбешиниң илтимасиға бола, йезилип қойидиғанлиғини, амма уларниң һечқайсисини оқумайдиғанлиғини вә өзлириниң, һазир һәм балилириниңму рус мәктивидә оқуғанлиғини һеч тартинмайла очуқ ейтти. Шу арилиқта дәстихан әтрапида олтарғанларниң арисида яш җәһәттин хелә чоңирақ бир акимиз мону бир һекмәтни сөзләп бәрди. Бу һекмәт һәммимизни чоңқур ойға салди. Һәттаки, бая «гезит-журнал оқумаймән» дегән бурадәрму шүк олтирип қалди. Қени, сизму ушбу һекмәткә диққәт-нәзәриңизни бөлүп көрүң: «Бир аилидә ата-ана, икки оғул, бир қиз – бәш җан яшайдекән. Ата балилириға интайин көйүмчан болуп, аилиниң бәхит-саадитини өзиниң бәхти дәп қарайдекән вә буниң үчүн барлиқ тиришчанлиғини көрситидекән. Ана вә балиларму атини бәк һөрмәтләйдекән вә «бизгә әң көйүнидиған адәм пәқәт мошу», дәп қарайдекән. Бир күни ата тирикчилик ғеми билән башқа шәһәргә кетипту. Кейин униңдин бир парчә хәт кәпту. Өйдикиләр бу хәтни наһайити әтивалап, бағриға бесип, еһтирам билдүрүпту, бирақ хәтни ечип оқумапту. Кейин кәлгән хәтләрниму шундақ қипту. Атисини көргүси кәлгәндә тәкчидә тизиқлиқ турған һелиқи хәтләрни елишидекән, бағирлириға йеқишидекән, амма йәнила уни оқумайдекән. Аридин бирқанчә жил өтүп, ата өйигә қайтип кәпту. У өйигә кирсә, кәнҗә оғлила бар екән. «Апаң қени?» дегән соалға балиси: «Еғир кесәлгә муптила болуп, давалинишқа пул тапалмай, өлүп кәтти», дәп җавап берипту. Ата: «Мән әвәткән дәсләпки хәтни оқумиғанмедиңлар?. Униңда пул чеки бар едиғу?» дәпту. Балиси у хәтни оқумиғанлиғини ейтипту. Атисиниң «Акаң қени?» дегән соалиға балиси «Акам әски балиларға қетилип, өйдин чиқип кәтти» дәп җавап берипту. Атиниң «Мән язған иккинчи хәтниму оқумиғанмедиңлар? Мән униңда акаңни яман балиларға қетилмаслиғи тоғрисида агаһландурған едим» дегән сөзигә оғли: «Яқ» дәп җавап берипту. «Һәдәңчу, у қени?»,дегән соалға оғли мәйүслинип: «Һәдәм палани адәмгә ятлиқ болған еди, у һәдәмни бәк бозәк қилип, өйдинму чиқармайду», дәп җавап берипту. Ата көзлиридин тарамлап еқиватқан яш тамчилирини сүрткәч, «Һәй, оғлум! Мениң кейинки хетимниму оқумиғанкәнсиләрдә?! Мән униңда әйнә шу яман адәмгә алданмаслиқ һәққидә һәдәңни агаһландурған едим”, дәп өпкиси өрләп, жиғиға әрик берипту. Мана шундақ “атиниң һөрмитини қилдуқ” дәп язған хәтлирини оқумиған бир аилә вәйран бопту...». Һөрмәтлик оқурмән! Әҗдатлиримиз бизгә әҗайип есил китапларни мирасқа қалдуруп кәткәнлиги һәммигә аян. Алди муқәддәс китаплардин тартип, ахири мана мошу қолуңиздики миллитимизниң авази һәм әйниги болған «Уйғур авази» гезитиғичә шундақ дәп ейталаймиз. Бу арилиқта әҗдатлиримизниң мираслири, тәлим-тәрбийә үгүтлири, арзу-үмүтлири, тәҗрибә савақлири, һүнәр-кәсиплири, урпи-адәтлири... һәммиси бар. Биз уларни «улуқ китап, муқәддәс китап, миллитимиз әйниги, мирас китап» дәпла, үзимизгә сүрүпла, егиз йәргә елип қоюпла, жиллар өткәнсири «Мунчә жиллиғи, унчә жиллиғи» дәп хатириләпла қойсақ, бир күнләр келип, дадисиниң хетини оқумиған аилидәк вәйран болмаймиз дәләләмдуқ? Шуңлашқа аз болсун, көп болсун, оқуғинимизға әмәл қилишимиз — пәрзимиз вә қәрзимиз. Мутәпәккүр мәрипәтчи Ибрай Алтинсарин заманисида шагиртлириға «Кәл, балилар, оқайли, оқуғанни көңүлгә ихлас билән тоқайли» дәп вәсийәт қалдурған әмәсмеди?! Шәхсән мән «Биз уйғурчә оқалмаймиз һәм чүшәнмәймиз» дегән уйғурға һәргиз ишәнмәймән. Ундақ болуши мүмкин әмәс. Суда жүргән нәччә тоннилиқ бегемотниму тилға үгитиватидиғу. Униңға нисбәтән биз әқил-һоши йетәрлик инсанғу, ахири!.. Хуласә шуки, биз нәшир қилиниватқан миллий гезит-журнал вә әдәбий китаплиримизни рәт қилидиған амил, йоқилаң банә-сәвәпләрни издимишимиз керәк. Бәлки һәрқайсимиз уларни өз ихтияримиз билән елишимиз һәм уни оқушимиз шәрт. Чүнки мәйли «Уйғур авази» гезити яки башқиму миллий нәшир-әпкарлиримиз болсун, биз, уйғурлар, үчүн нәшир қилиниватқанлиғини әсла ядимиздин чиқармиғинимиз әвзәл.

521 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы