• Һесап-чот
  • 30 Мамыр, 2019

Бюджет ахчиси қәйәргә хәшлиниду?

Насирахун РОЗАХУНОВ, “Уйғур авази” Алмута шәһириниң һакими Бауыржан Байбек мәслиһәт депутатлири билән кеңәшмә өткүзди. Униңда һаким үстимиздики жилда шәһәр бюджетиниң тәхсим қилиниши тоғрилиқ ейтип бәрди. “Умумән шәһәрдә мәбләғни ихтисат қилиш бойичә нурғун ишлар әмәлгә ашурулди. Һазирниң өзидә 5,5 миллиард тәңгә ихтисат қилинди, у “Бәхитлик аилә” программиси бойичә көпбалилиқ аилиләрниң муәммалирини һәл қилишқа әвәтилди. Мәзкүр йөнилиштә һелиму чариләр түркүми көрүлмәктә. Буниңдин ташқири бәзибир лайиһиләрни кейингә қалдуруш түпәйли йәнә 7 миллиардқа йеқин тәңгә ихтисат қилдуқ. Биздә шундақла бюджетқа-қатнишиш чарә-тәдбири даирисидә һәрбир наһийәгә бир йерим миллиард тәңгә аҗритилиду. Җумһурийитимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев җәнубий пайтәхтимиздә болуп, шәһәрни тәрәққий әткүзүш йәкүнлири билән тонушти. Биз Президентқа аһалиниң җиддий муәммалири тоғрилиқ ейтип бәрдуқ. Тәкитләш керәкки, җумһурийәтлик бюджетниң үчтин бир қисмини Алмута шәһиригә бериду. Өз новитидә шәһәргә җумһурийәтлик бюджеттин ахча бөлүниду. Мошу жилниң күз айлирида Алмутиниң мәблиғи бюджеттин чиқирилиду. Шундақла биздә 10 пайизлиқ қош мәбләғләштүрүш бар. Бу ахчини биз яз, күз айлирида өзләштүрәләймиз вә шәһәр турғунлири сүпәтлик хизмәтләрни алалайду вә өз мәсилилирини һәл қилалайду”, деди һаким. Һаким шундақла икки метро станциясини аяқлаштуруш плани тоғрилиқ барлиғини хәвәрдар қилди. “Биз чоң транспорт ислаһитини жүргүзүватимиз. Шундиму әң асаси – бу метро. Һәммигә мәлумки, шәһиримиз сейсмоховуплуқ зониға җайлашқан. Шуниң үчүнму униң қурулуш ишлириму бөләкчә. Метро қурулушиға 2 миллиард тәңгә инвестиция қилиниду. Келәр жилниң ахири яки 2021-жилниң бешиға қәдәр икки станция пайдилинишқа берилиду. Станцияләрдә һаҗәтханиларни селиш, аһалиниң һәрикәт қилиши чәкләнгән топи үчүн шараитларни яритиш көздә тутулған. Әпсус, буниңдин илгири пайдилинишқа берилгән метро станциялиридә жуқурида ейтилған имканийәтләр диққәт нәзәримиздин чәттә қалған. Шундақла биз метро үчүн составларни сетивелишқа 8,2 миллиард тәңгә әвәттуқ”, дәп хәвәр қилди Б.Байбек. Һаким көрүк қурулушлири башланған җайларда бузулидиған өйләрниң егилиригә ахча төләш мәсилисиниң йешилгәнлиги һәққидиму ейтип бәрди. Илгири улар бузулидиған өй үчүн берилидиған ахча миқдари һәққидики қарар 2017-жили чиқирилған болсиму, бу мәсилигә мунасивити бар турғунлар ахчиниң төләнмәйватқанлиғиға шикайәт қилған. “Бүгүнки күндә қанун бойичә участка базар баһасиға бағлиқ сетивелиниду. Мундақму вәзийәтләр орун алған: участкиға бағлиқ сот ишлири аяқлашқан болсиму, униңға ахча бөлүнмигән. Адәм өз мүлкини халиғиничә пайдилиналмайду, чүнки участка униңға тәәллуқ әмәс, лекин ахча төләнмигән. Биз гражданлар һоқуқини һимайә қилимиз, мәсилә йешиливатиду. Сетивелинған йәрләрдә – Сейфуллин – Жансүгүров, Емцов – Рысқулов вә башқиму җайларда көрүкләр селиниду, шәһәрниң әтрапи тәрәққий әткүзүлиду”, деди һаким. Б.Байбек Алатав наһийәсини аватлаштуруш һәққидиму ейтип бәрди. Униң тәкитлишичә, шәһәр бойичә Алатав наһийәси селиқ төләштә ахирқи орунда туриду. “10 жил ичидә Алатав наһийәсигә 430 миллиард тәңгә инвестиция қилинди. Биз башқа наһийәләрниң ахчисини елип, Алатав наһийәсигә сәрип қиливатимиз. Шәһәр рәһбири һал-оқити начар вә чәттин кәлгән адәмләр үчүн 99 икки вә 320 бир бөлмилик өйләрни иҗаригә елишни планлаватқанлиғини хәвәр қилди. “Бу дәсләпки бәдәлни төләлмәйдиғанлар үчүн яхши. Буниңға йәнә 866 миллион тәңгә қошумчә мәбләғ бөлүнидиғанлиғиға үмүт қилимиз. Бүгүнки күндә йәрниң баһаси бираз болсиму төвәнлиди. Һазир йәрни дөләт фондиға сетивалидиған пәйт. Биз алтә жилға йәр билән тәминләндуқ, униңдин кейин стратегиялик җәһәттин ойлиниш керәк. Алмутида шәхсий инвесторлар активлиқ көрсәтмәткә. Улар 73 турушлуқ өй селиватиду. Бу 5750 адәмни турушлуқ өй билән тәминләшкә мүмкинчилик яритиду”, деди Б.Байбек. Һаким шәһәр әтрапидики балиларға толуп-ташқан мәктәпләрниң әһвали һәққидиму ейтип бәрди. “Алатав вә Наурызбай наһийәлиридики икки мәктәпкә қошумчә беналарни селишқа мәбләғ аҗритишни планлаватимиз. Биз уларни қошумчә беналар дәп атисақму, у мәктәпләрниң һәммә шараитқа егә бенасидур. Шундақла 17 дөләт балилар бағчиси үчүн вә уларниң бехәтәрлигини тәминләш мәхситидә ахча аҗритишни планлаватимиз. Шәһәрниң 8 наһийәсидики ериқлар тазилинип, қайта җөндилиду. Әгәр биз бу ишларни һәл қилсақ, аһалидин келип чүшидиған әризә-шикайәтләрму азийиду”, деди шәһәр рәһбири. Һакимниң сөзичә, қанунға хилаплиқ қилғучилар түпәйлиму нурғун ишлар қилиниватиду. Җәриманлар шәһәр кириминиң хелә көп қисмини тәшкил қилиду. “Қанунни бузмисаң, җәриманму төлимәйсән – дегән принцип бар. Артуқ ахчаң болмиса, қанунни бузма. Җәримандин чүшкән ахча арқилиқ биз нурғун мәсилиләрни һәл қилимиз. Мәсилән, ветеранларға берилидиған бирқетимлиқ ярдәм пул миқдарини өстүрүватимиз. Бу чоң ярдәм вә яхши қоллап-қувәтләш. Һәр жили ветеранларға берилидиған ярдәм пул миқдарини 500 миң тәңгигә йәткүзүшни планлаватимиз. Шундақла җәриманлар һесавиға уларни дора-дәрмәкләр билән тәминләш көздә тутулмақта. Мошу ахчиға биз Медев спорт комплексидики саламәтлик пәләмпийини мурәккәп ремонттин өткүзүшни көзләватимиз”, деди һаким. Сөзиниң ахирида һаким йәрни зиянкәш һашарәтләрдин вә ғаҗилиғучилардин тазилаш үчүн биопрепаратларниң пайдилинилидиғанлиғини тәкитлиди. Дәсләп бу иш Жетысу наһийәсидә әмәлгә ашурулиду. Шундақла Бауыржан Байбек депутатларни Алмутиниң һавасини тазилаш бойичә көрүлүватқан чарә-тәдбирләрдинму хәвәрдар қилди.

200 рет

көрсетілді

36

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы