• Қисқартиш
  • 30 Мамыр, 2019

Бәш академия қалиду

Насирахун РОЗАХУНОВ, “Уйғур авази” “Ички ишлар министрлигиниң қаримиғидики он икки алий оқуш орниниң йәттиси қисқирайду. Идарилик билим бериш мәһкимисини заманивийлаштуруш кадрларни таллавелиш, қайта тәйярлаш вә билимини ашуруш системисини қайта қарап чиқишқа имканийәт яритиду. Әнди 12 оқуш орниниң орниға бәш академия қалиду”, дәп билдүрди Қазақстан Җумһурийити ички ишлар министриниң биринчи орунбасари полиция генерал-майори Жанат Сулейменов. Униң сөзичә, келәчәктә Ички ишлар министрлигиниң қалған бәш идарилик оқуш орни кадрларни таллавелишниң асасий мәркизигә айлиниду. Шундақла буниңдин кейин полиция хизмәтчиси идарилик алий оқуш орнини тамамлиғанлиғи һәққидә дипломға егә болғандин кейинла чоң шәһәрлик вә наһийәлик полиция башқармилириниң рәһбәрлири хизмәт бабидин өсүш имканийитигә егә болиду, дәп тәкитлиди генерал-майор. “Һөҗҗәтләрни қобул қилиш Ички ишлар министрлигиниң рәсмий мәхсус-портали арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Сөһбәттин муваппәқийәтлик өткән вә тәнтәрбийә тәйярлиғиниң нормативлирини тапшурған намзатлар тиңшиғучилар тәркивигә киргүзүлүп, келишим түзүлиду”, деди Жанат Сулейменов. Һазирқи күндә Ички ишлар органлири хизмитигә 1200 намзат таллавелинди. Уларниң барлиғи йеңи оқуш программиси бойичә билим алиду.

121 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы