• Тәвәллуд
  • 30 Мамыр, 2019

ҚазМУ учумкарлири жиғилди

Елимиздики йетәкчи алий оқуш орни — әл-Фараби намидики Қазақ миллий университети — қурулғининиң 85 жиллиғини һәм Учумкарлар күнини тәнтәнилик нишанлап өтти. Өткән һәптидә мәзкүр оқуш орнини һәрхил жиллири тамамлиған икки миңдин ошуқ учумкар жиғилип, сабиқ курсдашлири, устазлири билән учрашти. Учумкарларниң ІІ форуми ҚазМУниң 85 жиллиғиға вә Учумкарлар ассоциациясиниң 25 жиллиғиға беғишланди. Мәлумки, алий оқуш орнини тамамлиған Учумкарлар ассоциациясиниң рәһбири, әдлийә факультетини 1981-жили тамамлиған, һазир Конституциялик кеңәшниң рәиси Қайрат Мами. Униң президиуминиң тәркивигә Олжас Сулейменов, Мырзатай Жолдасбеков, Кенжеғали Сағадиев, Ақмарал Арыстанбекова, Арманжан Байтасов, Нурлан Смағулов охшаш тонулған шәхсләр киргән. Форумға шундақла дөләт органлири билән дипломатиялик миссияләр һәм ҚазМУниң елимиздики вә чәт әлләрдики шериклириниң вәкиллири, тиҗарәтчиләр, студентлар вә устазлар қатнашти. Форумниң ечилиш тәнтәнисидә Алмута шәһириниң һакими Бауыржан Байбек Дөләт рәһбири Қ.Тоқаевниң тәбрикнамисини оқуп бәрди. Шундақла Парламент Сенати аппаратиниң рәһбири Серик Садықов, Парламент Мәҗлисиниң вице-спикери Гульмира Исимбаева, шаир Олжас Сулейменов, Ички ишлар вице-министри Рашид Жақупов, Билим вә пән министрлиги департаментиниң мудири Адилет Тойбаев, Astana Group компаниясиниң президенти Нурлан Смағулов өз тәбриклирини йоллиди. Шу күни меценатларниң Һөрмәт тахтиси тонуштурулуп, әл-Фараби һәм Ө.Жолдасбековниң ядикарлиқлириға гүлчәмбәрләр қоюлди. ҚазМУ ректори, академик Ғалым Мутанов өз сөзидә бу билим дәргаһиниң елимиздики әң чоң алий оқуш орни екәнлигини, елимиздики тонулған сәясий әрбаплар, тиҗарәтчиләр вә алимларниң нәқ мошу университетта билим алғанлиғини алаһидә тәкитлиди. Һазир ҚазМУ дуния дәриҗисидики илмий университетқа айлиниш алдида туриду. Дәсләпки қетим хәлиқара QS рейтингида дуниядики 800 әң яхши алий оқуш орни ичидә 220-орунға көтирилип, әң илғар 250 университет қатариға кирди. Қазақстандики алий оқуш орунлири арисида экологиялик әң таза 200 вә технологиялик тәрәққий әткән әң күчлүк 50 университет қатариға киргән бирдин-бир алий оқуш орни, “Түрк дуниясиниң әң яхши университети” дәп етирап қилинған. Форумда университет билән дайим зич алақида болуш билән биллә униңға турақлиқ һамийлиқ қилип келиватқан Асылбек Қожахметовқа, Арманжан Байтасовқа, Абдрасил Жарменовқа вә Зелина Катрановаға «Меценат КазГУ» сертификатлири тапшурулди. Улар өз сөзлиридә бийил университетни тамамлаватқан учумкарларға утуқ тилиди. Форум даирисидә «Bіzdіn elіta — Наша элита» китавиниң үч томи тонуштурулди.

218 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы