• Йеңилиқлар
  • 30 Мамыр, 2019

Ярайсән, Сәйярә!

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Бу жил – Яшлар жили. Униң яш қазақстанлиқлар үчүн әһмийити зор. Дөләтниң қоллап-қувәтлиши билән улар көплигән утуқларни қолға кәлтүрүп, елимизниң тәрәққиятиға өзлириниң салмақлиқ үлүшини қошуп кәлмәктә. Қабилийәтлик яшлар һәр тәвәдә, һәр саһада ишбиләрмәнлиги билән көзгә чүшүп, утуқлуқ әмгәк қиливатиду. Мана шундақ үлгилик яш мутәхәссисләрниң бири – Сәйярә Һасановадур. Сәйярә Долқунҗанқизи 2010-жили оттура мәктәпни «Алтун бәлгүгә» тамамлап, шу жили С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетиға грантқа оқушқа чүшиду. Алий оқуш орнини пүтирип, врач-терапевт мутәхәссислиги бойичә қолиға диплом алиду. Сәйярә Һасанова дәсләпки иш-паалийитини Чоң Ақсу йезисидин башлайду. Бүгүнки күндә у Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханиниң терапия бөлүмидә кәспигә садиқ хизмәт қилмақта. Йеқинда у Қизилорда шәһиридә өткән Саламәтлик сақлаш саһасиниң җәнубий өлкилик «Мәңгілік ел – Салауатты ұрпақ» намлиқ яшлар форумиға иштрак қилди. Икки күнгә созулған форум давамида семинар-тренинг, секциялик ишлар вә шуниңға охшаш яшларға беғишланған һәрхил чарә-тәдбирләр уюштурулди. Шундақ қилип, «Мәңгілік ел – Салауатты ұрпақ» яшлар форумиға қатнашқан йүздин ошуқ яш мутәхәссисниң арисидин төрт қатнашқучи «SENІM» җәмийәтлик бирләшмисиниң 500 000 тәңгилик сертификати билән тәғдирләнди. Уларниң арисида Сәйярә Һасановаму бар. Бу йеқимлиқ йеңилиқни аңлап, бешимиз көккә йәткәндәк болди. Сөз ахирида саламәтлик саһасида утуқлуқ хизмәт қиливатқан ақ халатлиқ бу қизни ушбу хошаллиғи билән тәбрикләп, алдики ишлириға утуқ тиләп, техиму йүксәк чоққилардин көрүнүшини тиләймиз!

427 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы