• Мәнавият
  • 05 Маусым, 2019

“Китап – әқил булиғи”

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Яркәнт шәһириниң турғуни Шәрәпәтхан Җаппарова билән тәсадипи учришип қалдим. У наһийәлик китапханида өткән бир мәрасимда буниңдин 40 жил бурун нәширдин чиққан китапларни яздуруп еливататти. Зия Сәмәди, Җамалидин Босақовниң китаплирини авайлап сумкисиға салған анимиз бизгә мундақ деди: — Бу китапларни мән яшлиғимда оқуп болғанмән. Өйүмиздики китап тәкчисидә бар еди. Кимду-бири “оқуп турай” дегән банә билән елип кетиведи, қайтурмиди. Бүгүнки әвлат мошу китапларға муһтаҗ. Бизниң заманниң адәмлирини мошу китаплардики қәһриманлар арқилиқ тонуштурсам дәймән. Худайим буйриса, нәвриләр тәтилгә чиқип кәлмәкчи, шуларға оқуп беримән... Һәдимизниң бу сөзидин тәвринип кәттим Йошуридиғини йоқ, кейинки вақитларда китапханиларда мундақ учришишлар кам йүз бериватиду. Чүнки электронлуқ система һаят тәризимизгә айлиниватқан бу күндә китапни дост тутуватқанлар сани жилдин-жилға азийиватиду. Лекин пүтүн бир әвлатнила әмәс, бәлки тонуш-билиш, йеқинлирини китапхумарлиғи билән өзигә җәлип қиливатқан Шәрәпәтхан охшаш милләтпәрвәр анилар болса, китап вә униң қәдир-қиммити һәққидә әвлаттин-әвлатқа ейтилип, уларниң қәлбидә бир учқунниң пәйда болидиғанлиғи шүбһисиз. Шәрәпәт Җаппарова Панфилов наһийәсиниң Садир йезисида туғулған. Шу йәрдики башланғуч мәктәпни ана тилида, андин оттура мәктәпни Яркәнт шәһиридики Алтынсарин намидики мәктәптә тамамлиди. Әмгәк паалийитини әшу 1966-жили Садир йезисида, андин Чоң Чиған оттура мәктивидә муәллим болуп башлиған Шәрәпәтхан 1968-жили «Откябрьниң 40 жиллиғи» колхозиниң китапханисиға тәклип қилинди. — Китапхана колхоз рәиси мәрһум Николай Головацкийниң тәшәббуси һәм қоллап-қувәтлиши билән тәшкил қилинди. У китапхумар адәм болидиған. Колхозчиларниңму гезит-журналларни вә китап оқушини назарәт қилатти. Шуңлашқа китапханлар колхоз мутәхәссислири билән колхозчилар вә уларниң балилири еди. Шуниң үчүнму биз йеза егилиги саһасиға аит рус, қазақ, уйғур тиллиридики китаплар билән бәдиий әдәбиятларға буйрутма берәттуқ. Китап фондимиз көпийип, 100дин ошуқ гезит-журналға муштири болаттуқ. Шунда мениң байқиғиним, жил он икки ай тиним тапмайдиған колхозчилар ишләшниму, бош вақтини пайдилиқ бир иш билән өткүзүшкиму, һәм китап оқушқа, спорт билән шуғуллинишқиму вақит тапатти. Һазирқи яшларни әйиплигиним әмәс, лекин уларниң вақтиниң көп қисми телефон яки компьютер алдида өтүватиду. Заманға маслашқини дурусту, бирақ қайси заманда, қандақ яшимайли китап — у бебаһа ғәзнә. Шундақ екән, шәхсән өзәм йеңи нәширдин чиқиватқан китапларниң бәтлириниң сарғийип кетишини, униң чаң бесип йетишини халимаймән. Балилирим билән нәврилиримни шуниңға тәрбийиләймән. Өмүрлүк җүптүм, мәрһум Үсүпҗанму китапхумар адәм еди. Иккимизниң шәхсий китапханисида йүзлигән китап бар. Мән пат-пат нәврилиримгә китап вә униң қәдир-қиммити, ана тилимиз, тарихимиз, сәнъитимиз һәққидә ейтип беримән. Чүнки тәрбийә аилидин башлиниду әмәсму!. Барлиқ аңлиқ һаятини китапханиға сәрип қилған Шәрәпәтхан һәдә яркәнтлик Үсүпҗан Баратов билән аилә қуруп, бәш пәрзәнт сөйди. Тәвәдики юристларниң бири болған Үсүпҗан ака буниңдин үч жил бурун аләмдин өтти. Лекин Баратовлар аилисиниң чириғини яндуруп, ата орнида ата һәм ана болуватқан Шәрәпәтхан һәдә әндиликтә бош вақит тапсила, нәврилиригә бирдин-бир рәсмий җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезити билән китапларни оқуп берип зерикмәйду. Һә, уларму момисиниң баһалиқ мәслиһитини тиңшашқа хумар. Ейтмақчи, ибрәтлик аилиниң нәврилири спортниң йәкму-йәк түри вә бовиси үгәткән шахмат оюни бойичә җумһурийәтлик турнирларда ғалип чиқиватқанлиғи момиси үчүн пәхирлинәрлик. Баратовлар аилиси бу қетим Шәрәпәт аниниң 70 жиллиқ тәвәллуди мунасивити билән баш қошмақчи. Тәвәллудта, адәттикидәк, йәнә шаһлар оюни – шахматтин турнир уюштурулуп, униңда ғалип чиққанлар һөрмитигә аилә сәнъәткарлириниң концертлиқ программисиға улишиду. Пәрзәнтләр билән нәвриләр бу күни момисиға әң қиммәт соға – китап һәдийә қилмақчи. Панфилов наһийәси.

349 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы