• 16-июнь – Медицина хадимлири күни
  • 12 Маусым, 2019

Йәттә қериндашниң бәши дохтур

Дохтурлар сулалиси. Уйғур наһийәсидә Зәйнидиновлар аилисини әйнә шундақ атишиду. Чүнки бир аилидин 5 дохтур йетилип чиқти. Зәйнидиновлар аилисиниң түврүги вә жүриги болған Рәхмитулла ата билән Раһиләм ана йәттә пәрзәнт қучуп, уларниң һәммисигә заманға лайиқ тәлим-тәрбийә берип, җәмийәткә ярамлиқ шәхсләрдин қилип өстүрди. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Әслидә Зәйнидиновлар аилисиниң әҗдади турпанлиқ болуп, ата-бовилири Ғалҗат йезисиға көчүп чиққан екән. Әнди аилидики бәш дохтурниң атиси Рәхмитулла Зәйнидинов 1934-жили Чоң Ақсу йезисида туғулуп, шу йәрдики оттура мәктәпни пүтәргән. 1956-жили Қазақ йеза егилиги институтини тамамлап, узун жил инженер болуп ишлигән. Рәхмитулла атиниң өмүрлүк җүпти Раһиләм Мухтәрова аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлиған инсан. Улар пәрзәнтлириниң яхши билим елип, әлгә пайдиси тегидиған кәсип егилиридин болушини тиләтти. Шуниң нәтиҗисидә балилириниң барлиғи җәмийәттин өз орнини тепип, һәр саһаниң маһир мутәхәссислири болуп йетилип, хәлиқ үчүн хизмәт қилмақта. Зәйнидиновлар аилисиниң тунҗиси Рәхмәтҗан Зәйнидинов Алмутидики Қазақ дөләт медицина институтиниң Педиатрия факультетини, андин Алмута шәһәрлик балилар дохтурханисида интернатурини тамамлап, 1982-жили Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханида дәсләп балилар хирурги, кейинирәк хирургия бөлүминиң башлиғи, шипахана мудири, баш врачниң давалаш ишлири бойичә орунбасари лавазимлирида әмгәк қилди. Хирург сүпитидики әмгәк паалийитидә Абдуманап Әмитахунов, Өмирқан Садиқоғли, Чинтай Асрандин кәби тонулған тәҗрибилик хирурглар билән кәсипдаш болуп, улардин көп нәрсиләрни үгәнди һәм уларни өзиниң устази дәп билди. Рәхмәтҗан Зәйнидиновниң қизи Наиля Зәйнидиноваму ата изини бесип, С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетини тамамлап, бүгүн профессор В.А.Чурсинниң анестезиология вә реанимация бойичә резидентурисида оқушини давамлаштуруватиду. Әнди мәктәп пүтириш алдида турған йәнә бир қизи Анельяму Медицина академиясигә оқушқа чүшүп, нейрохирург мутәхәссислиги бойичә алий билим елишни мәхсәт қилмақта. Зәйнидиновлар аилисидики үч қиз – Бүвинисәм, Фарида вә Гүлнисәм Зәйнидиновалар – медицина саһасиниң мутәхәссислири. Қизларниң чоңи Бүвинисәм Зәйнидинова Алмута Дөләт медицина институтини тамамлап, акушер-гинеколог мутәхәссислиги бойичә хизмәт қилип, һазир һөрмәтлик дәм елишта. Әнди Фарида Зәйнидинова «Кудермет» ширкитидә врач-провизор болуп ишләйду. Өйиниң кәнҗиси Гүлнисәм Зәйнидинова С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетиниң Стаматология факультетини тамамлиған. Бүгүнки күндә у Чоң Ақсу йезисидики ағриқханида чиш дохтури. Зәйнидиновлар аилисидә дохтур кәспини таллиған Рабат Зәйнидинов һазир Алмута шәһиридики ҚҖ Президенти иш башқармиси йенидики медицина мәркизиниң мәркизий клиникилиқ ағриқханисида хирург болуп ишләйду. Рабат Зәйнидиновниң қизи Рамиләм Зәйнидиноваму саламәтлик пасибани. У Қазақстан-Россия медицина университетини тамамлап, һазир Алмута шәһиридики ағриқханиларниң биридә әмгәк қилмақта. Бу тәвәррүк аилидин учум болған Савутҗан Зәйнидинов Җамбул гидромелиорация институтини тамамлап, бүгүнки күндә тиҗарәт билән шуғуллиниватиду. Әнди униң қизи Наргиза Зәйнидинова С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетини тамамлап, һазир Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханида кардиолог. Әнди Давутҗан Зәйнидинов – һәрбий, истипадики подполковник. Қисқиси, йәттә қериндашниң бәши дохтур. Һәқиқәтән бу тилға аларлиқ йеңилиқ. «Мустәқиллик дәвридә өзиниң әмгиги, билими вә һүнири билән озуп чиққан қанчиму замандашлиримиз бар. Уларниң бесип өткән йоли – һәрқандақ статистикидинму артуқ» дейилгән елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида. Дәрвәқә, Зәйнидиновлар әвладиниң мустәқил Қазақстанниң, җүмлидин медицина саһасиниң тәрәққиятиға қошқан һәссисиниң зор екәнлигини йоққа чиқиралмаймиз. Чүнки бала-чақа, нәврә-чәвриләрни қошуп һесаплиғанда Зәйнидиновлар әвладидин йетилип чиққан йәттә дохтур хәлиқ саламәтлигиниң һәқиқий муһапизәтчилиридур. Бу дохтурлар сулалисиниң шиари мундақ: «Дохтур болуш – инсанларға йеңи һаят әта қилиш». Ейтиш керәкки, бюджет мәһкимилири хадимлири ичидә әң төвән мааш елип, инсан саламәтлигини сақлаштәк муһим вәзипә һөддисидин ишәшлик чиқип келиватқан меһриван инсанлиримизниң ирадисигә, әлвәттә, апирин әйләшкә әрзийду. Уларниң бойиға һәқиқий инсан үчүн һаҗәт болған барлиқ алий хисләтләр муҗәссәмләнгән. Шуңлашқиму уларни кәспий мәйрими мунасивити билән тәбрикләп, зор саламәтлик вә иҗтимаий паравәнлик тиләштин башқа ейтаримиз йоқ.

212 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы