• Яшлар жили
  • 12 Маусым, 2019

Кәсип таллашта хаталашмайли

Мәлумки, оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, алий оқуш орнини таллаш учумкарлар һаятидики әң муһим қәдәмләрниң биридур. Шуңлашқа ушбу чоң қәдәмгә атлимай туруп, мәктәп тамамлиғучи егиләйдиған кәспини тоғра таллиши керәк. Әнди уларға университетни таллашта қандақ амилларға нәзәр ағдурғини тоғра, Қазақстанда әң әтивалиқ қандақ алий оқуш орунлири моҗут? Бийил қайси алий оқуш орунлириға қанчә дөләт гранти бөлүнди? Төвәндә биз көпчиликни қизиқтуруватқан әйнә шу соалларға қисмән җавап беришкә тириштуқ. Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Алий оқуш орнида билим елиш қанчә туриду? Елимиздики әң қиммәт алий оқуш орни Нур-Султан шәһиридики Гумилев намидики Евразия Миллий университети екән. Оқуш һәққи – 650 – 710 миң тәңгини тәшкил қилиду. Бүгүнки күндә мәзкүр билим дәргаһида 168 мутәхәссислик бойичә 13 факультетта 16 миң студент тәһсил көриду. ҚҖ Миллий ихтисат министрлиги Статистика комитетиниң мәлуматлири бойичә, 2017 — 2018-оқуш жилида Қазақстанда 496,21 миң студент билим алди. Өткән оқуш жили билән селиштурғанда елимизниң алий оқуш орунлирида билим алғучилар сани 19,14 миң адәмгә яки 4 пайизға өсти, амма он жил ичидә көрсәткүч 30,8 пайизға яки 220,84 миң адәмгә қисқарған. UNESCO мәлуматлириға асаслансақ, чәт әлдики қазақстанлиқ студентлар сани 2007-жили 32,14 миңни тәшкил қилған болса, 2017-жили 89,66 миңғичә өскән. Бүгүнки күндә Қазақстанда 122 алий оқуш орни паалийәт жүргүзмәктә. Ахирқи он жилда, мәлум сәвәпләр түпәйли, 45 билим бериш мәһкимиси йепилған. Алий оқуш орунлириниң үчтин бири Алмута шәһиридә орунлашқан. Атап ейтсақ, Алмутида 40 алий оқуш орни моҗут болуп, уларниң они — дөләтлик, оттузи — шәхсий. Һазирқи заман яшлириниң кәлгүси тәрәққияти технологияләр билән зич мунасивәтлик. Әлвәттә, келәчәктә инглиз вә бирнәччә программилаш тилини билидиған ІТ мутәхәссислири еһтияҗға егә болиду. Һәммидин жуқури баһа ҚБТУ билән Қазақстан-Немис университети учумкарлириниң арисида тиркәлгән. Мошу параметр бойичә «Туран» университети, Қазақ технология вә бизнес университети билән Мәркизий Қазақстан академияси аз балл алған. Мутәхәссисләрниң пикричә, Қазақстанниң әң аброй-инавәтлик алий оқуш орунлири арисида, жуқурида қәйт қилинған рейтингқа мувапиқ, ҚБТУ, Атырав Нефть вә газ университети, Сулейман Демирел намидики университет, илгәрки Йеза егилиги университети вә Хәлиқара әхбарат технологияләр университети бар. Бүгүнки күндә Қазақстандики әң қиммәт оқуш орни – КИМЭП, йеңи оқуш жилида бу институтта оқуш һәққи барлиқ мутәхәссисликләр бойичә 71 900 тәңгини тәшкил қилған. Әгәр студент оттура һесап билән бир жил ичидә 30 кредитни өзләштүрсә, бу алий оқуш орнида оқуш хуни 2 миллион тәңгидин ашидекән. ҚБТУда бир жил билим елиш үчүн мутәхәссислигигә бағлиқ жилиға 1,45 миллиондин 2 миллион тәңгигичә төлиши, әнди икки дипломлиқ билим елиш үчүн қошумчә хәлиқара емтиһанларни тапшуруши шәрт. Әң қиммәт алий оқуш орни үчлүгини Алмута менеджмент университети егиләйду. Бу йәрдә жиллиқ оқутуш баһаси 700 миңдин ашиду. Инглиз тилида һәрхил мутәхәссисликләр бойичә оқуш жилиға 1,5 миллион тәңгигичә бариду. Хәлиқара Әхбарат технологиялири университетида оқуш жилиға тәхминән 900 миң тәңгә, Қазақстан-Немис университетида барлиқ мутәхәссисликләр бойичә 850 миң тәңгини тәшкил қилиду. Әл-Фараби намидики ҚазМУда оқуш жилиға 619,5 миң тәңгидин 1,07 миллион тәңгигичә туриду. С.Асфендияров намидики медицина университетиниң жиллиқ баһаси 770,1 – 847 миң тәңгини тәшкил қилиду. Елимизниң әң қиммәт университетлириниң онлиғиға Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий Сәнъәт академияси кириду. Жиллиқ оқуш хуни – 600 миңдин 1 миллион тәңгигичә туриду. Бийил қайси мутәхәссисликкә грант көп бөлүнди? Қазақстан һөкүмити 2019 — 2020-оқуш жилиға беғишланған алий билимлик мутәхәссисләрни тәйярлашқа молҗаланған дөләт билим бериш буйрутмисини бәкитип, үмүткарларға 51 085 грант бөлди. Грантлар техникилиқ вә педагогикилиқ саһаларға көп бөлүнгән. Дөләт буйрутмиси төвәндики мутәхәссисликләр бойичә тәхсим қилинған: Педагогикилиқ мутәхәссисликләр – 8276; Сәнъәт –1615; Иҗтимаий пәнләр (журналистика, әхбарат) – 960; Бизнес –1223; Тәбиий пәнләр –4088; Әхбарат-коммуникациялик технологияләр – 5977; Инженерлиқ пәнләр –15 011; Йеза егилиги пәнлири –1600; Ветеринарлиқ медицина – 835; Хизмәт көрситиш саһасида –2200; Тәйярлиқ (Қазақстан Җумһурийитиниң гражданлири әмәс, қазақ миллити вәкиллири үчүн бөлүмләр) –2450; «Серпін» дөләт программисиға мувапиқ – 5109; Башқа саһаларға –1641. Билим вә пән министрлиги мәтбуат хизмитиниң мәлуматлириға асаслансақ, грантлар елимизниң билим бериш мәһкимилири арисида таритилған. Медицина мутәхәссисликлири үчүн дөләт билим бериш буйрутмисини Саламәтлик сақлаш министрлиги бәлгүләйду. Бу саһаға бөлүнидиған грантлар сани һазирчә намәлум... Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» программилиқ мақалисида утуққа йетишниң әң асасий баш амили билим екәнлиги, яшлиримизға әвзәллик беридиған мәхсәтләр қатарида билим һәрдайим биринчи орунда туруш керәклиги һәм билимни һәммидин жуқури қойидиған милләтла утуққа йетидиғанлиғи алаһидә қәйт қилиниду. Һәқиқәтәнму, Қазақстанниң кәлгүси тәғдириниң билимлик яш әвлатниң қолида екәнлигини һечким инкар қилалмайду. Шуңлашқиму Елбасы ейтқинидәк, биз пүткүл мәмликәт бойичә билим беришниң дуниявий үлгиләр дәриҗисидики сүпәтлик хизмәт көрситишини қолға кәлтүрүшимиз керәк. Униң үчүн дайим билим йолида издинишимиз лазим. Чүнки билим – асасий нишанимиз, йол көрсәткүчи қиблинамимиз һәм парлақ келәчигимиз.

200 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы