- «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
- 19 Маусым, 2019
Аилә мунасивити
Уйғурларниң аиләвий адәтлиридә атилиқ қандашлиқ мунасивитиниң тәсири қоюқ әкис етилгән. Йәни аилә башқуруш әргә мәнсүп болуп, униң аилидики орни вә һоқуқи чоң болған. Ана башлиқ қалған аилә әзалириға атиниң мәһкүмигә бойсунуш шәрт қилинған. Мәсилән, хәлқимиздә бир аилигә нисбәтән барлиқ елим-берим ишлирини башқуруш, рәтләш, барлиқ ихтисадий мәсилиләргә егидарчилиқ қилиш һоқуқи аилә башқурғучиға хас болған. Аилиниң башқа әзалири униңға вәкиллик қилалмиған. Әгәр аилә рәһбири өлүп кәтсә, яки мәлум сәвәпләргә бола, сиртқа чиқип кетип қайтип келәлмигән болса, жуқурида қәйт қилинған мәсилиләрни җамаәтниң кепиллиги вә гувалиғи астида шу аилиниң чоң оғли (әгәр аилидә оғул болмиса – аниси) вакаләтән биртәрәп қилишқа һоқуқлуқ.
Аилиниң ихтисадий мүлкигә варислиқ қилиш җәһәттин уйғурлар асасән ислам шәриәтлиригә тайинип, «аилә әзалири ичидики әр — бир оқ, аял — йерим оқ» қаидисигә риайә қилған. Йәни өйниң бир түркүм мүлүклири деханчилиқ сайманлири, қача-қомуч, қазан-чөмүчлири шу аилиниң чириғини яндурған оғулға қалдурулған. Мабада ата-ана һаят вақтида беқивалған балилар, нәврә-әвриләр вә башқа җанлар болса, уларму аилә мүлкигә варислиқ қилиш һоқуқиға егә.
Оғул бала өсүп, өй-очақлиқ болғандин кейин, дәрһал бөлүнүп чиқмайду. Ата-аниси һаят туруп, мирас қалса, җамаәтчилик ичидә қаттиқ әйип һесаплиниду. Балилар чоң болуп алаһидә өй тутуш пәйти кәлгәндә, кәнҗә оғул ата-анисиға һәмра болуп, шу аилиниң чириғини яндуриду. Шуниң үчүн уйғур чөчәклиридә, дастанлирида кәнҗә оғулни батур вә данишмән сүпитидә улуқлаш әнъәниси моҗут.
120 рет
көрсетілді0
пікір