• Замандаш
  • 19 Маусым, 2019

Һаяти әвлатқа үлгә

Насирахун РОЗАХУНОВ, «Уйғур авази» Һашимҗан Қасимов билән Майсәм Ибрагимовларниң аилисидә чоң хошаллиқ. Аилә егиси Һашимҗан Қасимов 91 яшлиғини қарши алди. Сөйүмлүк ата һәм бовини дәсләпкиләрдин болуп оғли Алимҗанниң аилиси тәбрикләп кәлди. Атиниң нәврилиригә ейтидиғанлири нурғун. Бу күни уни шундақла жумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң һәйъәт әзалири Сәнәм Беширова, Мизангүл Аваммисимова вә Шәмшиқәмәр Абдрахмановаму тәбриклиди. Һашимҗан Қасимоғли елимиздики әң һөрмәтлик ихтисатчилириниң бири, пән намзити, икки алий билимгә егә. Әнди бир чағларда у Әмгәкчиқазақ наһийәсидики Таштиқара йезисиниң бар вуҗуди билән билимгә интилған, униң үчүн мәктәптә пәқәт әла баһаларға оқушқа тиришқан, аддий оғлини еди. Һашимҗан Қасимов йәттә йешида атисидин айрилди. Уму, көплигән тәңтушлири охшаш арқа сәптә нурғун әмгәк қилди. 1949-жили төмүр йол техникумида оқуш имканийити яралди. Техникумдин кейин умумтамақлиниш системисида һесапчи, бухгалтер, чоң бухгалтер болуп ишлиди. 1951-жили һәрбий хизмәткә чақиртилип, Иран билән чегаридаш җайда дивизиялик чарлиғучи болуп хизмәт қилди. Һәрбий сәптин қайтқандин кейин уни ихтисат саһаси илгәркидәкла қизиқтуриду. У йәрлик һакимийәтниң йолланмиси билән Алмутидики Ашханилар вә ресторанлар трестиға ишқа әвәтилиду. Бу йәрдә 17 жил давамида әмгәк қилип, трестниң баш бухгалтери лавазимиғичә көтирилди. Мошу жиллири у әмгәктин қол үзмәй, Москва шәһиридики Кеңәш сода институтини сирттин оқуп тамамлайду. У ишиға дайим иҗадий йөнилиштә болуп, ихтисатчиларниң мүшкүл әмгигини йеникләштүрүшниң йеңи усул вә шәкиллирини җарий қилишқа бар күчини сәпәрвәр қилди. У җумһурийәт бойичә һесаплашниң журнал-ордерлиқ усулини әмәлиятта пайдилиниду. Бу, өз новитидә, иш җәриянида көплигән операцияләрниң қайтилинишини йоқитишқа имканийәт яритиду. Талантлиқ рәһбәр бухгалтерлиқ һесават бериш қәрәлини 50 пайизға қисқартиш йоллирини издәп тапти. Әстаидил әмгиги үчүн җумһурийәт Сода министрлигиниң, кәспий иттипақлар комитетиниң ярлиқлири билән тәғдирлиниду. Һ.Қасимов хизмәт бабида турақлиқ өсүп, оқушни вә илмий паалийәтни давамлаштуриду вә йетәкчи ихтисатчиларниң биригә айлиниду. 1966-жили у Алмута шәһәрлик сода башқармисиниң баш бухгалтери хизмитигә тайинлиниду. — Мән дайим қол билән ишләйдиған бухгалтерларниң әмгигини автоматлаштурушни арман қилаттим, — дәйду Һашимҗан ака Қасимов.—1968-жили бу арминимға йәттим: электронлуқ һесаплаш машинилири билән тәминләнгән станция қурдум. Биз бир қетимда 180 егилик һесаплаш карханисиға хизмәт көрситишкә башлидуқ. Мәзкүр саһаниң йетүк мутәхәссиси шиҗаәтлик әҗри түпәйли «Изгү әмгиги үчүн» медали билән мукапатланди. Әң муһими, униң бу тәҗрибиси пүткүл Кеңәш Иттипақиға тарқалди. Мошу жиллири тәҗрибилик мутәхәссис ихтисат мавзусиға онлиған нәзәрийәвий мақалиларни язиду. Уларму пүткүл иттипақ даирисигә тарқап, кәсипдашлириға чоң пайда кәлтүриду. Һашимҗан ака қол йәткүзгән утуқлирини техиму риваҗландуруп, Қазақстан Сода министрлиги җумһурийәтлик һесаплаш мәркизиниң мудири болуп сайлиниду. 70-жиллири у алий оқуш орунлирида ихтисат нәзәрийәси бойичә студентларға билим бериду, уларниң диплом ишлириға рәһбәрлик қилиду. Емтиһан елиш бойичә дөләт комиссиясиниң рәиси болиду. Илғар ихтисатчиниң әмгиги маддий вә мәнивий баһалинип турди. Униң барлиқ мукапатлирини ейтип түгәткүсиз. Тәҗрибилик ихтисатчи һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин йәнә 17 жил әмгәктин қол үзмиди. — Дөләт вә хәлиқ үчүн хизмәт қилиш әң жуқури баһа, — дәйду Һашимҗан ака сөһбәтара. — Әмгәк қилимән дәп бәзидә тәвлүгигә икки-үч саатла ухлиған пәйтләр болған. Өз ишиңниң нәтиҗисини көргәндә барлиқ нәрсини унтуйсәнкән. Мөтивәр тоғра ейтиду. Униң әмгәк йоли һәқиқәтәнму бүгүнки әвлат үчүн үлгә-нәмунә болуп қалғуси.

945 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы