• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 26 Маусым, 2019

Чиллақ

(Қиз вә оғулни саламға елип бериш) Өйлиниш тойиниң әтиси оғулниң ата-аниси қиз тәрәпниң ата-аниси билән туққанлирини чиллаққа чақириду. Бу чай той һадуғини чиқириш, қудилар билән йеқиндин тонушуш, ичәкишиш мәхситидә өткүзүлиду. Шу күни үзашқа, қизни саламға елип кириш, униңға тәлим бериш вә жигит қолдашлириниң жигитни қейинатисиниң өйигә саламға елип бериш рәсим-қаидилири ада қилиниду. Чиллақ әрләр үчүн аяқлашсиму, аяллар орнидин қозғалмайду. Чүнки бу пәйттә жутниң һөрмәтлик мөтивәр анилири яки момилар саламға киргән келингә тәлим бериши керәк. Шу арида йәңгә бешиға яғлиқ артивалған қизни саламға елип кириду. Салам-тазимдин кейин йәңгә гәп башлайду: Әссаламу әлейкүм, қелинағча саламға кирди худа йолида. Тәлим бериш үчүн алдин-ала тәйярланған нураний аниларниң бири йәңгиниң мошу вә униңдин кейин ейтқан сөзлиригә лайиқ изаһ бериду: Худайим қоллисун. Келинағча саламға кирди пәйғәмбиримиз йолида. Пәйғәмбиримиз Муһәммәт Мустапа қоллисун. Келинағча саламға кирди чариялар йолида. Чариялар яр болсун. Келинағча саламға кирди бовилири, момилири йолида. Бова-момилири яр болғай. Келинағча саламға кирди муһтәрәм ата-анилири йолида. Ата-анилири һәмра болғай. Келинағчи саламға кирди чоң ата-анилири йолида. Чоң ата-анилири қоллиғай. Келинағча саламға кирди уруқ-туққан, қом-қериндашлири йолида. Уруқ-туққан, қом-қериндашлири яр-йөләк болғай. Келинағча саламға кирди қаққан қозуқ, түккән-түгүч – һәммиси йолида. Келинимиз яхши болса, қаққан-қозуқ, түккән-түгүч һәммиси келинимизгә несип болғай, – дәйду. Шуниңдин кейин көпни көргән, әл-жут ичидә аброй-инавити жуқури аниларниң бири келингә тәлим бериду.

235 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы