• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 26 Маусым, 2019

Қачти тәләй

Бирин яхши дəп, бирини яман, Ғəлвүргə селип тасқаймиз һаман. Түз йоллар турса чүшүп əгиргə, Шу йолда меңип асқаймиз һаман. Бирин яхши дəп, бирини яман, Шуңа толмиди задила хаман. Буғдийин һəҗəп айралмай көзлəр, Һармидуқ зади жиғип биз саман. Бирин яхши дəп, бирини яман, Көп сөзни сөзлəп маңдуқ биз қаян. Ейтмақчи болған пикирни һəтта, Чирайлиқ сөздə қилмидуқ баян. Бирин яхши дəп бирини яман, Биргə болмидуқ чечилдуқ һəр ян. Уюлған улар қетиқтəк дегəн Достларму бизгə болдиғу һəйран. Яман дəймиз биз яхшисин көрмəй, Көңлүмиз тинмас қашасин өримəй. Шуңа тəлəйму қечип жүриду, Бизлəр жүргəн шу кочида жүрмəй. Һасил АБДРИМОВ. Уйғур наһийәси.

157 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы