• Яшлар жили
  • 26 Маусым, 2019

Маһир уссулчини хатирилиди

Йеқинда Уйғур наһийәлик Балилар вә өсмүрләр спорт мәктивиниң спорт мәйданида маһир уссулчи Рабдул Һевуллаевниң хатирисигә беғишланған футбол турнири өтти. Сабирәм ӘНВӘРОВА, “Уйғур авази” Мусабиқиниң ечилиш мәрасимида риясәтчи буниңдин бир жил муқәддәм талант-қабилийити арқилиқ көпчиликкә тонулуп, хәлиқниң иллиқ ихласиға бөләнгән яш сәнъәткар Рабдул Абдулҗаноғлиниң сәнъәт йолида қол йәткүзгән утуқлириға қисқичә тохталди. Рабдул Һевуллаев 1986-жили 24-июнь күни Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисида дунияға кәлгән. Оттура мәктәпни Алмута шәһиридә тамамлиған. У алтә йешидин уйғур миллий уссуллирини бабиға йәткүзүп орунлашқа башлайду. Ейтишларға қариғанда, у уссулни дадисидин үгәнгән екән. Рабдул он йешида көпчиликниң көзигә чүшүшкә башлайду. Кичигидин уссулға шәйда болуп өскән Рабдул Абдулҗаноғли дәсләпки қетим «Ипархан» продюсерлиқ мәркизи тәсис қилған «Хошә!!!» шоу-программисида көрүнүшкә башлиди. Шуниңдин кейин у “Ипархан” продюсерлиқ мәркизи йенидики “Уссулчи ғунчилар” ансамблиниң тәркивидә Түркиядә өткән IX хәлиқара “FOMGED” балилар фестивалида һүнәр көрситип, фестиваль ғалиби атилиду. 2016-жили Рабдул Һевуллаев ШУАРда өткән «Талант сәһниси» шоу-программисиға қатнишип, биринчи басқучтин муваппәқийәтлик өтти. Әпсус, бу униң ахирқи уссули еди... У қисқа, амма мәнилик һаятида өзиниң һәқиқий талант егиси екәнлигини испатлиғачқа, исми хәлиқниң жүригидә мәңгү сақлинип қалди. Мусабиқә иштракчилири мәрһумниң ушбу қолға кәлтүргән утуқлирини әсләп, сүкүт сақлиғандин кейин сөзгә чиққан Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари Алимҗан Хусуров мәзкүр мусабиқини уюштурғучиларға һәм униңға қатнашқучи командиларға, жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға миннәтдарлиғини изһар қилип, оюнниң адил өтүшигә тиләкдашлиқ билдүрди. Өз новитидә, сөз алған җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов «Яшлар жили» даирисидә уюштурулуватқан ушбу мусабиқиниң яшлиримиз үчүн әһмийити зор чарә-тәдбирләрниң бири һесаплинидиғанлиғини тәкитләп, бирлиги ярашқан Уйғур наһийәсидин Рабдул Һевуллаевтәк қабилийәтлик, талантлиқ яшларниң көпләп йетилип чиқидиғанлиғиға камил ишинидиғанлиғини ейтти. Уссул маһирини яд әйләп, қатнашқучи командиларға ақ йол тилигәнләр қатарида хәлқимизниң пәхри, Уйғур наһийәсиниң гүллинишигә мунасип төһписини қошқан, ишбиләрмән рәһбәрләрниң бири Владимир Тохтасуновму болди. Ахирида сөз новитини алған Рабдул Һевуллаевниң атиси Абдулҗан Җамалдиноғли мәзкүр мусабиқини уюштурушқа көп күч чиқарған Рустәм Сонуровқа, йеқиндин қоллап-қувәтлигән наһийә һакимийити билән наһийәлик спорт бөлүмигә вә жирақ-йеқиндин қәдәм тәшрип қилған меһманларға, шундақла бу турнирға қатнишиватқан командиларға миннәтдарлиғини изһар қилди. Тәкитләш керәкки, маһир уссулчиниң хатирисигә беғишланған мәзкүр мусабиқә дәсләп Чонҗа вә Түгмән йезилирида өткүзүлди. Униңға жиғилған спорт ишқивазлириниң санида чәк болмиди. Икки күн давамлашқан мусабиқигә 14 команда қатнишип, униң йәкүни бойичә Чонҗа командиси – 1-орунға, Кәтмән командиси – 2-орунға, Дардамту командиси – 3-орунға, Ақтам командиси 4-орунға муйәссәр болди. Ғалип чиққан командилар маддий вә мәнивий соғилар билән мукапатланди. СҮРӘТЛӘРДӘ: 1. Турнир ғалиби – Чонжа командиси ишқивазлири билән. 2. Р.Һевуллаевниң аниси Дилбәр (солдин оңға), рәпиқиси Дилнура, сиңлиси Дилраба вә атиси Абдулҗан.

224 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы