• Әдәбий достлуқ — әбәдий достлуқ
  • 26 Маусым, 2019

қериндашлиқ риштилиримиз үзүлмигәй

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Сешәнбә күни Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» Қазақстан хәлқи Ассамблеяси, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә Мухтар Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң уюштуруши билән атақлиқ түрк язғучиси, «Guncel Sanat» журналиниң баш муһәррири Арслан Байырниң һамийлиғида көрнәклик язғучи-алимә Гүлбәһрәм Хошаеваниң түрк тилида йоруқ көргән «Сәнсиз атқан таңлирим» («Sensіz ulasan sabahlar») намлиқ топлиминиң тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Униңға муәллипниң кәсипдашлири, зиялилар билән язғучи-шаирлар вә бирқатар җамаәтчилик ишлириниң активистлири һәм жутдашлири қатнашти. Мәрасимниң модератори, филология пәнлириниң доктори, профессор Алимҗан Тиливалди дәсләп көпчиликкә исми китапханларға яхши тонуш, өзиниң қайтиланмас иҗадийити арқилиқ әдәбиятимизда ишәшлик кирип кәлгән Гүлбәһрәм Хошаеваниң язған-түккинини чәтәллик қериндашлиримизму оқушқа имканийәт яратқан Арслан Байырни тонуштуруп, андин сөз новитини униң өзигә бәрди. Түркиялик меһман бу әдәбий достлуқниң қандақ башланғанлиғиға вә униң әмәлгә ешишиға кимләрниң сәвәпчи болғанлиғиға әтраплиқ тохтилип, бу җәһәттин өзигә йеқин һәмра болған сәпдаш-қолдашлири — әл-Фараби намидики Қазақ миллий университети йенидики «Түрк-Иран» илмий-тәтқиқат мәркизиниң рәһбири, профессор Ислам Жеменей билән алим Алимҗан Тиливалдиниң исминиң алаһидә пәхирлиниш илкидә тилға алди. Шундақла у топламни нәширдин чиқириштин илгири, униңдики һәрбир материални мәйли у ихчам һекайә яки көләмлик новелла болсун, әтраплиқ оқуп чиқип, уларни түрк тилида чиқиришқа бәл бағлиғанлиғини тәкитлиди. Шуниң билән биллә Арслан Байыр түрк вә уйғур миллитиниң қериндашлиқ йеқинчилиқлириниң толиму нурғунлиғини вә бу қелиплашқан достлуқни әдәбият арқилиқ давамлаштурушниң муһимлиғини алаһидә қәйт қилди. Умумән, меһман Гүлбәһрәм Хошаеваниң әсәрини түрк тилида нәшир қилғанлиғи үчүн өзини бәхитлик һесаплиған һалда, муәллипниң қәлимигә мәнсүп һәрқандақ әмгәкниң оқурмәндә чоңқур тәсират қалдуруп, уларниң язғучиниң өз һаятидин елиниши түпәйли китапханни һис-туйғуға селип, қизиқиш һасил қилиш хусусийитигә егә екәнлигини йәткүзди. Буниңдин ташқири, у әгәр имканийәт яр бәрсә, башқа уйғур язғучи-шаирлириниң әсәрлирини түрк тилида йоруқ көрүшигә қолидин кәлгән ярдимини қилишқа тәйяр екәнлигини ейтти. Андин сөзгә чиққан М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими Гүлжахан Орда бүгүнки чарә-тәдбирниң әһмийитигә жуқури баһасини берип, униң пәқәт ялғуз муәллипниңла әмәс, бәлки пүткүл уйғур хәлқиниң хошаллиғи екәнлигини тәкитләп, өзиниң сәмимий тәбригини изһар қилди. Натиқ шундақла мустәқил Қазақстанда әдәбиятқа, болупму җумһурийитимиздә истиқамәт қиливатқан барлиқ милләтләрниң тилиниң, әдәбияти билән мәдәнийитиниң риваҗлинишиға алаһидә көңүл бөлүнүватқанлиғини вә тәрҗимә саһасидиму көплигән ишларниң әмәлгә ашурулуватқанлиғини ейтип, түркийтиллиқ хәлиқләрниң әдәбий достлуғини техиму күчәйтиш лазимлиғини тәкитлиди. Мәрасим җәриянида миллий әдәбиятимизға халисанә ярдимини көрситип, көпчилигимизни хошаллиққа бөлигән чәтәллик меһманға Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи намидин чапан кийгүзүлгәндин кейин, бир топ шәхсләр, җүмлидин Арслан Байыр, Гүлжахан Орда вә Алимҗан Тиливалди китапниң рәмзлик лентисини тәнтәнилик қийди. Гүлбәһрәм Хошаеваниң китавини тонуштуруш мәрасимида профессор Ислам Жеменей, җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, шаирлар Абдуғопур Қутлуқ, Мәмтимин Обулқасимов, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидин Иссақ Лохманов, кәсипдашлири Фарида Атабаева, Д.Қонаев намидики Евразия академиясиниң профессори Әлима Сқағиева, Валентин Пикуль намидики Хәлиқара әдәбият мукапитиниң лауреати Камила Қудабаева, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзаси Гүлназ Сәйдуллаева, Алмута шәһиридә яшаватқан ғалҗатлиқларниң жигитбеши Юнусҗан Шәрипов вә башқилар язғучиға иллиқ тиләклирини билдүрүп, иҗадийитигә ақ йол тилиди. Бу күни Гүлбәһрәм Хошаеваниң хошаллиғи билән ортақлашқан меһманлар униңға гүлдәстиләр тәғдим қилип һармиди. Мәрасим давамида меһманларни көплигән хәлиқара конкурсларниң ғалиби «Интизар» уссул ансамблиниң әзалири һәрхил милләт вәкиллириниң уссуллирини иҗра қилип, уларға арамбәхш дәмләрни беғишлиса, Қуддус Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң актери Мирзәхмәт Һошуров муәллипниң «Сени дайим күтимән» намлиқ монологини оқуп бәрди. Ахирида Гүлбәһрәм Хошаева барлиқ меһманларға, җүмлидин ушбу чарә-тәдбирниң уюштурғучилириға чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди.

279 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы