• Асасий мақалилар
  • 26 Маусым, 2019

Арыс паҗиәси: һәммимизниң ортақ қайғуси

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Дүшәнбә күни Түркстан вилайити Арыс шәһиридә йүз бәргән паҗиә барлиқ қазақстанлиқларни бепәрва қалдурмиди. Тәкитләш лазимки, йүз бәргән вақиә дәсләп, һазир қелиплашқан адәт бойичә, иҗтимаий торлар арқилиқ тарқилишқа башлиди. Шу видеоларда партлаш йүз бәргән җайниң әтрапида яшаватқан аһалиниң паракәндиликтә мал-мүлкини ташлап қечиватқан пәйтлири әкис етилди. Дүшәнбә күни Түркстан вилайитиниң Арыс шәһиридә йүз бәргән паҗиә барлиқ қазақстанлиқларни бепәрва қалдурмиди. Тәкитләш лазимки, йүз бәргән вақиә дәсләп, һазир қелиплашқан адәт бойичә, иҗтимаий торлар арқилиқ тарқилишқа башлиди. Шу видеоларда партлаш йүз бәргән җайниң әтрапида яшаватқан аһалиниң паракәндиликтә мал-мүлкини ташлап қечиватқан пәйтлири әкис етилди. Кейин мәлум болушичә, дүшәнбә күни Арыс шәһиридики 44859-һәрбий қисимдики оқ-дора қоймилирида партлаш йүз бәргән. Шуниң ақивитидин Арыс шәһири зәрдап чәккән. Шу күни дәрһал вақиә йүз бәргән җайға вилайәт һакими Өмүрзақ Шөкеев келип, паҗиә һәққидә ениқ мәлуматларни бәрди. Шу әхбаратларға асаслансақ, партлаш әтигәнлиги тәхминән саат тоққузларда йүз бәргән. Шәһәрдә пәвқуладдә әһвал елан қилинди. Партлашлар давамлишиватқачқа, аһалиниң һаятиға ховуп пәйда болғанлиқтин, хәлиқни шәһәрдин көчириш қолға елинди. Шу күни Арысқа Ички ишлар министрлиги Пәвқуладдә әһваллар комитетиниң рәиси Владимир Беккер йетип кәлди. Дәрһал Түркстан вилайәтлик пәвқуладдә әһваллар департаментиниң өрт өчириш бөлүминиң 76 мутәхәссиси, 16 мәхсус техникиси өрт өчириш ишиға киришти. Шундақла Чимкәнт шәһиридин 463 мутәхәссис, 53 техника, 270 полиция хадими кәлтүрүлди. Арыстики пәвқуладдә әһвалға мунасивәтлик Ордабасы наһийәлик ағриқханисида медицинилиқ штаб қурулди. 30дин ошуқ тез ярдәм машиниси күзәтчиликтә турди. Паҗиәниң дәсләпки күни һәрхил җараһәтләр билән әлликкә йеқин адәм ағриқханиларға йәткүзүлди. Бу вақиә төмүрйол алақилириғиму сәлбий тәсир қилди. «Чимкәнт — Арыс — Темир» төмүрйол участкисида йолувчилар бехәтәрлигини тәминләш үчүн һәрикәт тохтитилди. Шәһәрдә гражданларниң мүлкини қоғдаш вә тәртипни тәминләш үчүн Миллий гвардияниң 500 солдити җәлип қилинди. Кейин чүшкән мәлуматлар бойичә партлашта үч адәм вапат болди. Дүшәнбә күни паҗиә йүз бәргән җайға Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев кәлди. Президент Арысни арилап, әһвал билән тонушти. Шундақла шәһәр турғунлири билән учрашти. Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Арыс шәһиридә болуп, пәвқуладдә әһвал йүз бәргән зонида эвакуация ишлириниң кетип бериши, адәмләрниң эвакуация пунктлириға орунлишиш шараити билән тонушти. Президент Арысниң эвакуация қилинған турғунлирини зөрүр болған барлиқ нәрсиләр, җүмлидин иссиқ тамақ вә медицина хизмити билән тәминләшни, гражданларниң бехәтәрлигини тәминләш вә уларниң мүлкини сақлаш мәсилилирини дайим назарәт астида тутушни тапшурди. — Мошу тәртиптә ишләшни давамлаштурувериңлар. Һөкүмәткә шәһәргә, муһими — турғунларға ярдәм бериш тапшурмиси берилди. Һазир адәмләрниң, шәһәр турғунлириниң бехәтәрлиги биринчи орунда туруши керәк. Иккинчи — бу ярдәм қилиш. Пүткүл Қазақстан Арысқа ярдәм қилиду, мәхсус фонд ечилиду. Шәһәр җамаәтчилигигә, ветеранларға миннәтдарлиқ билдүримән, улар аһали билән ишләватиду. Партлаш сәвәплирини, униң немә үчүн йүз бәргәнлигини ениқлаш керәк. Җинаий иш қозғилип, тәргәв башланди. Әгәр әйипкарлар болса, улар қанун бойичә җавапкәрликкә тартилиду. Буниңдин кейин Арыс партлаш қурулмилиридин толуқ тазилиниши керәк, — дәп билдүрди Қазақстан Президенти. Қасым-Жомарт Тоқаев от кетиш вә партлаш ақивәтлирини йоқитиш бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. Дөләт рәһбири Арыс шәһирини арилап, оқ-дора амбирида йүз бәргән партлашлардин әң көп зәрдап чәккән турушлуқ өйләрни вә мәмурий объектларни көздин кәчүрди. Президентқа эвакуация ишлириниң кетип бериши, партлаш вә от кетиш очақлирини йоқитиш тоғрилиқ доклад қилинди. Қасым-Жомарт Тоқаев ички ишлар органлириниң, йәрлик иҗраий органларниң, Мудапиә министрлигиниң хадимлириға вә һәрбий хизмәтчиләргә миннәтдарлиқ билдүрди. Қазақстан Президенти шундақла Чимкәнттики вилайәтлик клиникилиқ ағриқханида болуп, Арыстики партлашлардин зәрдап чәккәнләрниң һалидин хәвәр алди. Дөләт рәһбири пәвқуладдә әһвал йүз бәргән зонида медицинилиқ ярдәмни уюштуруш бойичә қошумчә чариләрни көрүшни тапшурди, шундақла зәрдап чәккәнләр билән сөһбәтлишип, уларниң чапсанирақ сақийип кетишигә тиләкдашлиқ билдүрди. Һәрбий бөлүмдә йүз бәргән партлашқа мунасивәтлик Ички ишлар министрлиги тәрипидин җинаий иш қозғилип, тәргәв ишлири башланди. Һазир саперлар шәһәр кочилирида партланмай қалған бомбилардин тазилаш ишлирини әмәлгә ашуруватиду. Дөләт органлириниң рәсмий вәкиллириниң ейтишичә, шәһәрдә техи ховуп болғанлиқтин, аһалиниң өйлиригә қайтип келишигә рухсәт берилмәйватиду. Һазир пәвқуладдә әһвал ақивитидин кәлтүрүлгән чиқим һесаплиниватиду. Жуқурида ейтқинимиздәк, паҗиә һәққидә хәвәрләр иҗтимаий торлар арқилиқ тарқалди. Шу хәвәрләрдә ата-анисини жүтирип қойған гөдәкләр тоғрилиқ әхбаратлар көп болди. Шундақла вақиә йүз бәргәндә паракәндиликкә берилмәй, биринчи новәттә, аялларни, балиларни елип чиқиватқан шәхсләр, өзлириниң әмәс, хәлиқниң бехәтәрлигини ойлап һәрикәт қиливатқан һәрбийләр һәқиқий мәнада қәһриманларға айланди. Амма шу қийин әһвални пайдилинип, шәхсий пайда тепишқа киришкәнләр һәққидиму мәлуматлар берилди. Һәтта, егисиз қалған өйләргә оғрилиққа чүшүп, булаң-талаң билән шуғулланған үч адәм қамаққа елинди. Алаһидә тәкитләш лазимки, Арыста йүз бәргән паҗиә барлиқ қазақстанлиқларни бепәрва қалдурмиди. Шәһәр аһалиси Чимкәнт вә башқиму шәһәрләргә йәткүзүлүп, барлиқ һаҗәт болған нәрсиләр билән тәминләнди. Тамақ, кийим-кечәк, ятидиған орунлар тәйярланди. Қазақстанниң барлиқ регионлирида арыслиқларға ярдәм қилиш акцияси башланди. Мәхсус һесап-чот һәм чоң шәһәрләрдә мәхсус штаблар қурулди. Бу акцияни Қазақстан хәлқи Ассамблеяси қоллап-қувәтлиди. Әлвәттә, бу акциягә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркәзлириниң шөбилири паал қатнишишқа башлиди. Болупму Чимкәнт шәһиридики уйғурлар паалийәтчанлиқ көрсәтмәктә. — Паҗиә йүз бәргәндин кейин ҚХА йенида мәхсус штаблар тәшкил қилинди, — дәйду Чимкәнт шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Гөзәл Темирова. — Биз, чимкәнтлик уйғурлар, шәһәрдики 26-мәктәптә орунлаштуқ. Биринчи күни бу йәргә 453 адәм кәлтүрүлди. Уларни үч вақлиқ иссиқ тамақ, кийим-кечәк, орун-көрпә билән тәминләшни өз зиммимизгә алдуқ. Уйғурлар бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқирип, қолумиздин келишичә ярдәм қилишқа башлидуқ. Бу күнгә қәдәр мәктәптә 180 адәм қалди. Улар тәхминән йәнә бир һәптә мошу йәрдә болиду дәп күтүлмәктә. Униңдин ташқири, Чимкәнт шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Баһадур Сәлимов 53-мәктәпкә кәлтүрүлгәнләрни тәминләшни толуғи билән өз зиммисигә алди. Уму үч вақлиқ иссиқ тамақ, кийим-кечәк, һаҗәт нәрсиләр билән тәминләватиду. Зәрдап чәккәнләргә һисдашлиқ билдүрүштә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Түркстан вилайәтлик шөбисиму алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтмәктә. Қошумчә қилсам, бу йәргә кәлгәнләр һазир чүшкүнлүк илкидә болуватиду. Бәзилири сөзләшниму, һәтта, артуқ һәрикәт қилишниму халимайду. Өй-мүлки, мал-җаниварлириниң ғемини қиливатқанларму көп. Паракәндиликтә бирла кийими билән кәлгәнләр, һөҗҗәтлирини алмиғанларму җиқ. Шуңлашқа биз бу йәрдә уларға психологиялик ярдәм беришқиму тиришиватимиз. Униңдин ташқири, шәхсән өзәм, юрист сүпитидә, зәрдап чәккәнләргә қанун җәһәттин мәслиһәтләрниму бериватимән. Һазир әһвал турақланди. Маддий вә мәнивий ярдәм бәргүчиләр сани көп. Пурсәттин пайдилинип, бизгә шундақ ярдәм бериватқанларниң һәммисигә рәхмәт ейтмақчимән. Арыс шәһиридә йүз бәргән паҗиәгә мунасивәтлик сешәнбә күни Алмутидики “Достлуқ өйидә” җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң селекторлуқ кеңәшмиси өтти. Униңға ҖУЭМ бюро әзалири һәм Нур-Султандин онлайн-режимда Мәҗлис депутати, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов иштрак қилди. — Әлвәттә, биз, қазақстанлиқ уйғурлар, бу паҗиәгә бепәрва қаримаймиз, — деди өз сөзидә Шаһимәрдан Үсәйиноғли. — Есиңларда болса, Қарағанда вилайитидә, Алмутидики Қарғалы микрорайонида йүз бәргән паҗиәләрдә һәммимиз зәрдап чәккәнләрниң қайғусиға ортақ болуп, ярдәм қилдуқ. Арыс паҗиәси һәммимизни тәврәндүрди. Һазир арыслиқларға ярдәм бериш акцияси кәң қанат йейиватиду. Бизму бу ишқа паал қатнишишимиз лазим. Дәрһал қилинидиған ишларниң планини түзүп ишқа киришәйли. Шуниңдин кейин сөз алған Алмута шәһәрлик Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Сабит һаҗим Йүсүпов өз пикрини мундақ изһар қилди: — Әлвәттә, биз чәттә қалмаймиз. Бүгүндин башлап барлиқ уйғур жутлириға, жигитбашлириға хәвәр беримиз. Мениңчә болса, барлиқ ярдәм бир җайға, йәни ҖУЭМ әтрапиға топлиниши һаҗәт. Шу вақтила ярдимимизниң нәтиҗидарлиғи жуқури болиду. Бу ишни бир-икки күн ичидә әмәлгә ашуруш керәк. Бу пикирни ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, мәркәз йенидики «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан Муратова, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова, рәссам Әхмәт Әһәт, «Җанан» җәмийәтлик фондиниң рәиси Мизангүл Авамисимова, Алмута шәһири Қайрат мәһәллисиниң чоң жигитбеши Һашимҗан Арзиев вә башқиму бюро әзалири қоллап-қувәтлиди. Улар шу йәрдила өзлириниң халисанә ярдимини берип, икки йүз миң тәңгә әтрапида нәқ пул жиғди. Шундақла юрист Шәмшиқәмәр Абдрахманова мәхсус һесап-чот ечип, барлиқ мәбләғни шу җайға топлаш һәм һаҗәт болған барлиқ нәрсиләрни шу топланған ахчиға сетивелиш тәкливини бәрди. Бу тәклипму бюро әзалириниң қоллап-қувәтлишигә егә болди. — Келип чүшүватқан мәлуматларға қарисақ, һазир арыслиқларға қурулуш материаллири, шәхсий гигиена васитилири, озуқ-түлүк һаҗәт екән, — деди өз новитидә сөз алған ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари Долқунтай Абдухелил. — Шуңлашқа пәқәт нәқ пулла әмәс, керәк нәрсиләр биләнму алсақ болиду. Сәвәви, айрим тиҗарәтчиләргә нәқ пулға қариғанда материаллар билән бәргән қолайлиқ. Мошуниму нәзәрдә тутушимиз лазим. Жиғилған барлиқ маддий ярдәмни бизниң заводта топлаш имканийити бар. Шу йәрдә машиниларға бесип, ярдәм карвини сүпитидә әвәтсәк. Шу карванни ҖУЭМ вәкиллири өзлири тапшуруп бәрсә, техиму яхши болиду. Селекторлуқ кеңәшмә йәкүни бойичә мәхсус штаб қурулди. Шундақла ҖУЭМниң Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Қарасай наһийәлиридики шөбилиригә ениқ тапшурмилар берилди. Һазир хәйрихаһлик акцияси иши җиддий жүргүзүлүватиду. Әгәр ярдәм беришни халиғучилар болса, 8-707-583-55-66 телефони арқилиқ алақә қилса болиду. Биз жуқурида ейтқинимиздәк, иҗтимаий торларда бу вақиә қизғин муһакимә қилиниватиду. Яш шаир Абдулҗан Азнибақиев өз һиссиятини шеирий мисралар билән изһар қилған екән. Шуни диққитиңларға һавалә қиливатимиз.

554 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы