• Әбәдийләштүрүш
  • 03 Шілде, 2019

Мемориал тахта орнитилди

Барлиқ аңлиқ һаятини Панфилов наһийәсиниң ихтисадий, мәдәний саһалириниң тәрәққияти йолида пидакаранә әмгәк қилған Асимҗан Мамутовниң исмини яркәнтликләр миннәтдарлиқ билән тилға елип, дайим хатириләйду. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Чүнки Асимҗан Мамутов «Панфилов су қубыры» карханисиниң тәшкил қилинишида тәшәббускарлиқ көрситип һәм уни оттуз жил башқурди. Йеқинда наһийә рәһбәрлири билән хизмәтдашлири, әл-ағинә, дост-бурадәрлири униң исмини әбәдийләштүрүш мәхситидә «Су қубыры» карханисиға мемориал тахта орнатти. Асимҗан Мамутов 1952-жили Панфилов наһийәсигә қарашлиқ Чоң Чиған йезисида дехан аилисидә дунияға кәлди. Дәсләп йезидики 8 жиллиқ мәктәпни, андин Яркәнт шәһиридики Киров (һазирқи Хелил Һәмраев) намидики оттура мәктәптә оқуди, Алмута шәһиридики қурулуш техникумини тамамлиди. Әмгәк паалийитини Яркәнт шәһәрлик коммунал-егилик карханисиниң баш инженери болуп башлиди. 1980-жилдин «Панфилов су қубыры» карханисиниң башлиғи болуп тайинландидә, һаятиниң ахириғичә шу карханида ишлиди. Мемориаллиқ тахтиниң ечилиш тәнтәнисидә сөзгә чиққан наһийә һакиминиң орунбасари Шөһрәт Қурбанов Асимҗан Мамутовниң әмгәк паалийитидин тәпсилий хәвәрдар қилди. Андин узун жиллар мәрһум билән биллә ишлигән Муратқали Қабанбаев униң нәмунилик ишлирини атап өтти. Әнди мәрһумниң синипдиши, қәдинас дости Һакимҗан Йүсүпов балилиқтин башланған достлуғи, андин алий билим елип, нәзәрийәвий билимини елигә, жутиниң тәрәққиятиға қошқан бебаһа һәссисини тилға елип, мәрһум билән биллә болған әстин чиқмас дәқиқилири билән ортақлашти. Наһийә һакиминиң орунбасари Шөһрәт Қурбанов, наһийәлик мәслиһәтниң кативи Ерғали Шоқпаров вә Рәхимҗан Туниязов, Марат Имрәмзиев мемориал тахтиниң рәмзлик лентисини қийди. Ахирида көпчилик мәрһум Асимҗан Мамутовниң роһиға атап берилгән нәзиргә еғиз тәгди. Бу йәрдиму уни билидиған чоң-кичик жутдашлири иллиқ хатирилири билән ортақлашти. Панфилов наһийәси.

168 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы