• Висал
  • 03 Шілде, 2019

Сабиқ синипдашлар қуруқ қол кәлмиди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» “Вәтәнпәрвәрликниң әң илғар үлгиси – туғулған йәрниң тарихини мәктәптә оқутуштин башлиса наһайити яхши болиду. Туғулған йәрниң һәрбир сейи вә идирлири, тағлири билән дәриялири тарихтин учур бериду. Һәрбир йәр нами тоғрилиқ талай ривайәтләр вә һекайиләр бар. Һәрбир тәвәниң исимлири әл хатирисидә сақланған пәрзәнтлири бар. Шуларниң барлиғини яш әвлат билип, өскини лазим”. (Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидин).  Мәлумки, 1967-жили А.Розибақиевниң туғулғининиң 70 жиллиғи һарписида Алмута вилайәтлик иҗраий комитетиниң қарари билән Әмгәкчиқазақ наһийәси (бурунқи Челәк наһийәси) Челәк йезисидики С.Киров намидики оттура мәктәптин уйғур синиплири бөлүнүп чиқип, өз алдиға мәктәп болуп, униңға уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәндиниң нами берилди. У чағларда оттура мәктәпләр аз учратти. Бу наһийәдики ялғуз уйғур оттура мәктиви болғачқа, дәсливидә билим дәргаһида йеза-йезилардики толуқсиз оттура мәктәпләрдин кейин билимини давамлаштурушни халиған балилар келип оқуди. Шуңлашқиму бу мәктәп наһийәдики билимгә хуштар уйғур балилириниң алтун угисиға айланди. Бүгүнгичә бу йәрдә 4000дин ошуқ бала тәрбийилинип, билим алди. Уларниң ичидә 70тин ошуғи «Алтун» вә «Күмүч» медаль саһиблири аталди. 1000ға йеқин қиз-жигит алий вә оттура мәхсус оқуш орунлирини тамамлиди. Мәктәпни һәрхил жилларда тамамлиған Турғанҗан вә Мәсимҗан Веләмовлар, Дилшат Рәйһанов, Абләһәт Исмайилов, Әзимҗан Султанбаев, Адаләт Баһамова, Заһидәм Һевуллаева пән докторлири вә намзатлири дәриҗисигә егә болса, атақлиқ сазәндә Марат Норузов «Илһам» мукапитиниң лауреати аталди. Йеқинда мәктәпниң иккинчи жилқи түләклири 50 жиллиқ учришишқа жиғилди. Атап кетиш керәкки, мәзкүр учришишни уюштурушни сабиқ синипдашлар Сидиқҗан Рәһманов, Гүлҗамал Һошурова, Әнвәр Султанбаев вә Асийәм Мөрдинова қолға алди. Улар заманивий алақә қураллиридин пайдилинип, иҗтимаий торниң барлиқ түридә сабиқ синипдашлирини издәштүрүш ишлирини башлиди. Тәлийигә яриша, әхбарат чақмақ тезлигидә тарап, көп вақит өтмәйла синипдашлар 100 пайиз дегидәк жиғилди. Уюштурғучилар Қазақстандикила әмәс, бәлки униң сиртидикиму синипдашлири билән хәвәрлишип, беши көккә йәтти. Шуниң билән 1969-жили Челәктики Абдулла Розибақиев намидики оттура мәктәпни Челәк, Қизил Шәриқ, Дехан, Ғәйрәт вә Қарийота йезилиридин 52 нәпәр қиз-жигит тамамлапту. Уларниң арисида Гүлҗамал Һошурова, Һәмрабүви Бақиева, Арзигүл Исмайилова, Санийәм Нәсирдинова, Абдулһәй Сопахунов – муәллим, Абдуқасим Разиев – педиатр-врач, Мәһәммәтсәли Садиров, Сидиқҗан Рәһманов, Камал Һезбақиев – ихтисатчи, Әрмән Мәхпиров – артист, Әнвәр Султанбаев – җиһаз технологи, Асийәм Мөрдинова, Гүлбәһрәм Җамалова, Гөһәрбанум Ниязова – сода-сетиқ хадими, Турапҗан Әубәкиров – қурулушчи, Бағдангүл Зайитова – һәмширә, Гүлҗаһан Ахмоллаева – бухгалтер, Ниязбүви Разиева – инженер-технолог, Турсунҗан Яқупов агроном болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқипту. Һаят тәливи шундақ, 1 — 10-синип мабайнида синипдаш аталған 90 балиниң жигирмидин артуғи бақилиқ болуп кетипту. Һаятлардин саламәтлиги начарлашқанларму бар екән. Һәр һалда, 50 жиллиқ учришишқа сабиқ оқуғучилардин 51 адәм кәлди. Телефон арқилиқ бир-бири билән тепишқан сабиқ савақдашлар А.Розибақиев намидики оттура мәктәп һойлисидики А.Розибақиев һәйкили йенида учрашти. Бир-бирини тәшналиқ билән күткән дост-бурадәрләр қучақлишип, жиғлишип көрүшти. 50 жиллиқ түләкләрни мәктәпниң мудири Диләрәм Мәмәтова вә устазлар күтүвалди. Әрбапниң ядикарлиғиға гүлдәстиләр қоюлғандин кейин учришишниң тәнтәнилик қисми мәктәпниң акт залида давамлашти. Диләрәм Замандинқизи өзлири билим алған мәктәпкә қәдәм тәшрип қилған ака вә һәдилирини қизғин тәбрикләп, билим дәргаһиниң бүгүнки нәпәси вә түләкләр учришишлириниң әһмийитигә тохталди. Мәзкүр учришишқа синипдашлар устазлириниму тәклип қипту. Йеши 90гә тақиған дәсләпки устаз, башланғуч синип муәллими Муһтәбәр Сабирова вә химия пәниниң муәллими Рәһимҗан Қәмбәров кәчниң әң һөрмәтлик меһманлири болди. Улар мәктәп тарихи, өзлири ишлигән жиллар вә кәсипдашлири һәққидә әсләтмилири билән бөлүшти. Чоң хизмәтләрни қилип, әл һөрмитигә еришкән шагиртлириниң утуқлирини аңлап, улардин сәмимий пәхирлинидиғанлиғини йәткүзди. Атап кетиш керәкки, бу күни түләкләр қуруқ қол кәлмәпту. Синипдашлар намидин сөзгә чиққан Һенипәм Кебирова ана мәктивигә тәнтәрбийә пәни үчүн керәк-ярақларни тапшуруп, оқуғучиларниң сағлам һаят тәрзигә садиқ болушини тилиди вә мошу учришишниң асасий уюштурғучиси болған Сидиқҗан Рәһмановқа миннәтдарлиғини изһар қилип, униң саламәтлигигә бола учришишқа келәлмигәнлиги үчүн ечинидиғанлиғини билдүрди. Сабиқ синипдашлар А.Розибақиевниң һәйкили алдида хатирә сүрәткә чүшкәндин кейин, буниңдин бирнәччә жил бурун вапат болған синипдиши Мәһәммәтсәли Садировниң өйидә болуп, мәрһумниң роһиға атап қуръан оқуди. Андин кейин синипдашлар учришиши кафеда давамлашти. Бу йәрдиму улар дуниядин өткән устазлири вә синипдашларни әскә елип, уларниң роһиға атап дуа оқуди. Зияпәтлик дәстихан әтрапида бир-бири билән муңдишип, мәктәптә өткән ғәм-тәшвишсиз балилиқ чағлирини һаяҗанлиқ илкидә әслиди, өзлириниң һаяти, әмгәк паалийити, җәмийәттә тутқан орни һәққидә ейтти. Зияпәт ахири уссул вә нахшиларға улашти. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

478 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы