• Мукапат мубарәк!
  • 10 Шілде, 2019

Мукапат мубарәк, кәсипдашлар

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Журналистларниң кәспий мәйрими һарписида кәсипдашлиримизниң әмгәклири баһалинип, һәрхил дәриҗидики мукапат-соғилар тапшурулиду. Әлвәттә, буларниң һәммиси журналистларға илһам беғишлап, рәғбәтләндүридиғини сөзсиз. Түнүгүн «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғида қелиплашқан әнъәнә бойичә кәсипдашлиримизни мукапатлаш тәнтәниси өтти. Тәнтәнидә «Қазақ газеттері» ҖЧЙниң Баш мудири — Муһәррирләр кеңишиниң рәиси Шәмшидин Паттеев коллективни тәбрикләп, мукапатларни тапшурди. Тәкитләш лазимки, бийил «Ана тілі» гезитиниң баш муһәррири Жанарбек Әшимжан Президент стипендиати аталди. Шундақла мәзкүр гезитниң тил мәсилилири бойичә бөлүм муһәррир Әсел Сарқытова Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Тәшәккүрнамиси, дизайнер Нуржан Асанов «Ақпарат саласыниң үздігі» бәлгүси билән тәғдирләнди. «Теңге монитор» гезитиниң Астана шәһиридики өз мухбири Исатай Қамбаровқа Әхбарат вә җәмийәтлиқ тәрәққият министрлигиниң Пәхрий ярлиғи тапшурулди. Әнди «Қазақ газеттері» ҖЧЙ тәсис қилған «Алтын қалам» мукапити билән бу қетим «Ақиқат» журналиниң бөлүм муһәррири Дина Иманбаева, «Күміс қалам» мукапити билән «Ана тілі» гезитиниң бөлүм муһәррири Ақбота Қуатова, «Қола қалам» мукапити билән «Уйғур авази» гезитиниң Уйғур наһийәси бойичә өз мухбири Сабирәм Әнвәрова, веб-сайтниң мухбири Гаухар Тустикбаева «Қауырсын қалам» мукапити билән тәғдирләнди. Шу мунасивәт билән кәсипдашлиримизни қизғин вә сәмимий тәбрикләп, иҗадий утуқ тиләймиз.

289 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы