• Замандаш
  • 18 Шілде, 2019

«Йәттә атисини билмигән – житим»

Нурамбәг ака Баратов өзиниң йешиниң чоңлиғиға қаримай, күнини бекарға өткүзмәйду. Вақтини асасән, өзи билгән-көргәнлирини қәғәз бетигә чүширип, уни яш әвлатқа йәткүзүш билән өткүзиду. Йеқинда у Ғәйрәт йезисиға кәпту. Пурсәттин пайдилинип, иккимиз бираз сөһбәтлишип қалдуқ. Нурамбәг Баратов 1935-жили Ғулҗида, аддий аилидә дунияға кәлди. Дәсләп йезидики оттура мәктәптә билим елип, андин Шәриқ мәктивидә тәһсил көриду. Билимини техиму мукәммәлләштүрүш мәхситидә Үрүмчи тил техникумида оқуйду. Тәғдир тәққазиси билән 1959-жили Ана диярини тәрк етишкә мәҗбур болиду. У аилиси билән дәсләп Челәк тәвәсиниң Табаксовхоз йезисиға (һазирқи Бижанов йезиси) олтирақлишиду. Кейин у йеқинлириниң мәслиһити билән 1971-жили Алмута шәһириниң Горный Гигант мәһәллисигә көчүп кетиду. Бу йәрдә у та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә һәрхил ишлар билән бәнт болиду. – Инсан балиси пәқәт тирикчилик қилип, күн көрүш үчүнла әмәс, әл-жутиниң ғеми биләнму, яшиши керәк, – дәйду милләтпәрвәр инсан Нурамбәг ака сөһбәт ара. Нурамбәг ака Горный Гигант мәһәллисигә келиши билән жутдарчилиқ ишларға паал арилишип, миллий мәдәнийитимизгә аит чарә-тәдбирләрни уюштурушқиму өз һәссисини қошиду. «Йәттә атисини билмигән – житим» демәкчи, у өзиниң теги-тәтини, әҗдатлириниң қәйәрләрдә яшиғанлиғи һәққидә дәсләп «Әҗдатлар изи», кейинирәк «Иссиқ макан» намлиқ қолязмилирини нәширдин чиқириду. У өзиниң «Лапчилар бәс-бәстә» намлиқ китавида, өткән әсирдә өз көзи билән көргән лапчилар вә уларниң лаплири һәққидә йезип чиқса, «Шеирлар вә батур Зихруллам» топлимида Зихруллам батур һәққидә мәлуматларни әтраплиқ йорутушқа тиришиду. Шу арқилиқ хәлқимиз ичидин чиққан батурниң намини көпчилик арисида кәң түрдә тәрғип қилишни мәхсәт қилиду. Кейинки китави «Топлам вә шеирлар» дәп атилип, қәләм егиси униңда көңүл сөзлирини шеирий мисралар арқилиқ йәткүзүшкә тиришиду. Шеирлири асасән, Вәтән, ана-жут, тирикчилик, достлуқ мавзулириға беғишланған. 90 яшқа қәдәм басқан Нурамбәг ака Баратов өмүрлүк җүпти Турсунай һәдә билән өй-отақлиқ болуп, дунияға бәш пәрзәнт әкәлди. 3 оғли билән 2 қизини җәмийәткә мунасип инсанлардин қилип йетилдүрүп, һәрқайсиниң һаяттин өз орнини тепишиға зәмин яратти. Нәвриләрму уларниң арами... «Бәхитни қериғанда бәрсун» дәп қойиду конилар. Һә көпни көргән Нурамбәг акиға бизниңму тиләйдиғинимиз шу. Абдулжан АЗНИБАҚИЕВ.

969 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы