• Йеңилиқлар
  • 18 Шілде, 2019

«Зерен-2019» яш тиҗарәтчиләр лагери ишини башлиди

Мәлумки, «Зерен-2019» җумһурийәтлик яш тиҗарәтчиләр язлиқ лагери Қазақстан Җумһурийити Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлигиниң тәшәббуси билән уюштурулуп, елимизда Яшлар жилини өткүзүш бойичә Йол хәритиси даирисидә әмәлгә ашурулмақта. Йеқинда «Зерен-2019» җумһурийәтлик яш тиҗарәтчиләр язлиқ лагери ҚҖ Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги Яшлар вә аилә иши комитетиниң рәиси Мадияр Қожахметниң рәһбәрлигидә тәнтәнилик ечилди. Униңға Ақмола вилайити һакиминиң орунбасари Айна Мүсрәлимова вә Зеренди наһийәсиниң һакими Берикжан Абутәлипов қатнашти. Тәкитләш лазимки, лагерьниң мәхсити — яшларни Қазақстанниң барлиқ регионлирида ениқ әмәлгә ашидиған, иҗтимаий йөнилиштики тиҗарәт лайиһәләрни әмәлгә ашурушни үгүтиш. Лагерь яшларни өзлирини көрситишкә ярдәмлишип, яшларниң, шуниң ичидә йеза яшлириниң ихтисадий вә иҗтимаий саһаларда утуқларға йетишигә ярдәмлишиш үчүн ечилған. «Бүгүн биз елимизниң әң мәнзирилик җайида көптин бери күткән, кәң даирилик «Зерен-2019» лайиһәсини биллә ечиш үчүн жиғилдуқ. Силәрни қизиқ билим елиш җәрияни, әң муһими – өз келәчигиңлар үчүн дадил қәдәм ташлаш имканийити күтүватиду. Бу йәрдә силәргә йол көрситип, қайси йөнилиштә ишләш керәклигини үгитидиған билимлик оқутқучилар вә бизнес-спикерлар билән әркин мунасивәт орнитишқа барлиқ шараит яритилған. Силәргә утуқ тиләймән» – деди өз сөзидә Мадияр Қожахмет. Мәзкүр лагерьни уюштурғучиларниң мәлуматлири бойичә, лагерьға 18 яштин 29 яш арилиғидики Қазақстанниң граждани вә МДҺниң һәр қандақ дөлитидин 5 адәм қатнишалайду. Лагерь үч мәвсүмгә бөлүнгән. Һәрбир мәвсүмдә 200 қатнашқучи болиду. «Зерен-2019» лагерида туруш вә билим елиш һәқсиз. Биринчи мәвсүм 3–11-июль арилиғида, иккинчи мәвсүм 13–21-июль, үчинчи мәвсүм — 23–31-июль күнлири арилиғида өтиду. Барлиқ қатнашқучи өз идеясини әмәлгә ашуруш имканийитигә егә болиду яки лагерь оқутқучилири ярдими билән тамамән йеңи лайиһә тәйярлиши мүмкин. Лайиһиләрниң асасий йөнилишлири: гражданлиқ җәмийәтни тәрәққий әткүзүш, тиҗарәт истиқбаллири, йешил ихтисат, креативлиқ ихтисат вә йеңи медиа саһалири. Мәзкүр лайиһәниң йәнә бир алаһидилиги – очуқ бәс-муназирә мәйдани болушида, билим елиш җәрияниниң барлиқ қатнашқучиси экспертлар билән биллә стартаплар тәйярлайду, әмәлгә ашурулған ишлар нәтиҗиси бойичә бизнес-лайиһәлирини тонуштуриду. Билимлик экспертлардин тәркип тапқан жюри әзалири қатнашқучилар тәвсийә қилған лайиһиләрни таллайду. Әң илғар 30 лайиһә мәбләғ билән тәминлиниду. Қошумчә қилсақ, бу мәхсәтләр үчүн 15 миллион тәңгә бөлүнгән. Мәзкүр лагерьниң қатнашқучиси, Алмута вилайитидин кәлгән Ақбота Жарылқасынниң ейтишичә, мошундақ кәңдаирилик һәм әһмийәтлик лайиһәгә қатнишиш һәқиқәтәнму келәчәккә болған йолланма. «Мән Алмута вилайитидин өз лайиһәм билән кәлдим. Һазир уни тәйярлаватимән, маңа тәҗрибә билән билимлик мутәхәссисниң мәслиһити йетишмәйватиду. “Зеренға” кәлгәндин кейин өзәмгә устаз таптим. Утуққа йетип, лайиһәмни елимгә тонуштуруш имканийитим бар дәп ойлаймән. Яшларни қоллап-қувәтләшкә беғишланған «Зерен-2019» охшаш лагерьлар дөләт тәрипидин яшларға көрситиливатқан чоң ғәмхорлуқ. Униңға һәқсиз қатнишип, 9 күн давамида нәтиҗидар ишләшкә имканийитиң бар. Яшларға өз күчини синап көрүшкә, конкурсларға қорқмай қатнишишқа мәслиһәт беримән. Шундақ қилсақ, биз өзимизни көрситәләймиз», — дәп Ақбота өз тәсирати билән бөлүшти. Мана аз күнләрдин кейин биринчи мәвсүмниң ахирида 10 ғалипниң исми ениқ болиду. Уларниң лайиһәлиригә мәбләғ бөлүнүп, арманлири әмәлгә ашиду. Биринчи мәвсүмдә дөләт вә җәмийәт әрбаби Әлихан Байменов, тонулған альпинист Мақсут Жумаев, «Қазақстан барысы» қазақ күришини тәрәққий әткүзүш фонди васийләр кеңишиниң рәиси Арман Шораев, «Bіlіm Medіa Group» ширкитиниң асасчиси вә рәһбири Рауан Кенжеханулы, сәясәтшунас Дос Кошим вә башқилар яшлар билән өз тәҗрибилирини бөлүшиду. Тәкитләш лазимки, қатнашқучиларни таллаш бийил 27-май 30-июнь күнлири арилиғида www.zerencamp.kz сайтида өтти. Униңға 1000дин ошуқ илтимас келип чүшти. Демәк, яшларниң бу лайиһәгә қизиқиши зор.

426 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы