• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 25 Шілде, 2019

Көймәктә Күн

Күнниң тəптидə көймəктə əтрап, Көлдəк көрүнəр жирақтин сəрап. Ямғурни күтəр чаңқиған гия, Тəлмүргəн һалда асманға қарап. Күнниң тəптидə көймəктə əтрап, Иштларму ятар угидин марап. Бир пəскə қушлар сайришин үзүп, Чөмүлəр  көлдə соғ суда яйрап. Күнниң тəптидə көймəктə əтрап, Қурут- қоңғузму су издəр ямрап. Пəқəт адəмлəр кайийду күнгə , Қайнақ тəптигə аранла чидап. Көйдүргəн күнниң тонурдəк тəпти Синақтур мүмкүн бүгүндин башлап. Түзигəй дəп нийəт- пəйилни, Яман иллəтни арқиға ташлап Төзгили болар һəммə нəрсигə, Күнниң иссиғи һеч нəрсə əмəс. Əстə сақлайли ахирəт күни, Дозақ отидин қутулмақ бəк тəс. Һасил АБДРИМОВ. Уйғур наһийәси.

165 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы