• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 25 Шілде, 2019

Бемәналиққа йол қоймайли

Йошуридиғини йоқки, кейинки вақитларда җәмийитимиздә баш-көзини қара чүмбәлдә орап, келәңсиз юбка-көйнәкләрни кийидиған ханим-қизлар, һәтта гөдәк-қизчақлар пәйда болди. Уларниң пикричә, әйнә шундақ кийинсә, диний етиқати чиң, пак, тәқвадар, һәқиқий мусулман болармиш. Чүшәнгән адәмгә қара көйнәк кийиш, қара чүмбәл артиш – әрәп аяллириниң турушлуқ җайиниң тәбиий муһитиға маслаштурулған кийиниш адити. Шуңлашқиму уйғур ханим-қизлири бу хилдики келәңсиз, көрүмсиз кийимләр арқилиқ тәқвадарлиқни, диний етиқатини ипадилимәй, яришимлиқ, сипта, нормал кийинип, чирайлиқ яғлиқ-шарфларни артип жүрсиму болидиғу! Гөзәл, латапәтлик, мәптункар болуш – қиз-аяллиримизниң бәхти вә иптихари. Бу һәргизму шәрм-һая билән әдәп-әхлақни бир чәткә қайрип қоюп, мәйдиси, қолтуғи очуқ көйнәк, қисқа юбка, һесиптәк тар иштан кийиш дегәнлик әмәс. Миллий әнъәнилиримизгә, урпи-адитимизгә мас келидиғандәк кийиниш арқилиқму гөзәлликни сақлап қалғили болидуғу! Ислам дини уйғурлар арисида тарқалғандин кейин әҗдатлиримиз бүйүк Ипәк йоли арқилиқ Европа вә Азия әллиригә берип сода-сетиқ билән шуғулланғанлар, Бомбей, Исламабад, Бағдат, Дәмәшқ, Қаһирә, Сәмәрқәнт, Әнҗан қатарлиқ шәһәрләрдә билим алғанлар, Мәккә, Мәдинигә һәҗ-тавап қилғили барғанлар һәргиз әрәп стилида кийинмигән һәм униңға хотун-қизлириниму мәжбурлимиған. Йәни дининиң өзгиришидин қәтъий нәзәр, әрләр чәкминини, мата тамбилини, дописини ташлимиған. Аялларму шаһи ромал үстигә чимән допа вә башқа түрлүк тумақларни, әтләс, духавидин көйнәк вә иштанларни кийишни давамлаштуруп кәлгән. Шу заманларда ихтисадий шараити яр бәргән адәмләр җаһан кезип, тәрәққий әткән әлләрдики мемарчилиққа, тибабәтчиликкә, һүнәр-техникиға вә башқа саһаларға аит йеңилиқларни үгинип, өз жутлириниң гүллинишигә төһпә қошқан болсиму, миллий кимлигидин һәргиз ваз кәчмигән. Өз вақтида диний җәһәттин савати йоқ сопи-ишанлар қиз-аялларни пәс көрүп, уларни билим вә тәрбийә елиш пурситидин айриған. Җул-җул җәндә кийип, чач-сақаллирини өстүрүп, кишиләрни вә өзлирини хурапийлиққа, наданлиққа мәһкүм қилип, хәлқимизни иҗтимаий, ихтисадий тәрәққияттин чекиндүрүп, хару-зарлиқта, ач-ялиңачлиқта қойған. Йәни миллий мәдәнийитимизни вәйран қилишқа җан-җәһли билән урунған. Бу һәрикәтлири билән дуниядики адәмләрни тоғра йолға башлайдиған әң пак ислам дининиң аброй-инавитини дәпсәндә қилған. Әйнә шундақ җаһаләтлик заманлардиму хәлиқпәрвәр, мәрипәтпәрвәр өлима-шаирлиримиз бу хилдики илләтләргә тақабил туридиған шеир-дастанларни язған. Сәнъәткар-һапизлиримиз нами аләмгә мәшһүр « Он икки муқамни», хәлиқ нахша-қошақлири билән дастанлирини яритип, әвлаттин-әвлатқа қалдуруп кәтти. Жуқурида қәйт қилинған мисаллардин шуни көрүвелишкә болидуки, әсәбий, бемәнә идея Һәргиз йеңилиққа, тәрәққиятқа, җүмлидин илим – мәрипәткә интилидиған хәлқимизниң узун тарихқа егә мәдәнийәт бостаниға, әҗдатлиримиз бәрпа қилип, бизгә қалдуруп кәткән урпи-адәт гүлшинигә тосалғу болалмайду.

140 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы