• Қәлб нидаси
  • 25 Шілде, 2019

Мәтбуатта ағинәмниңму изи қалди

1955-жил. Күз пәсли. Тарихий вәтинимиздин ата-анимиз билән киндик қенимиз төкүлгән Алмута вилайитиниң Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ Йеңишәр йезисиға көчүп кәлдуқ. Йезидики рус-қазақ мәктивиниң 6- синипиға қобул қилиндим. У яқта уйғурчә бәш синипни тамамлиған едим. Әтрапимизда пәқәт уйғурлар болғанлиқтин, ана тилдин башқисиға әһмийәт бәрмигән екәнмән. Русчә мәйлиғу, қазақчиниму билмәймән. Чүнки, биз өскән йәрдә қазақ қериндашларму йоқ еди. Шуңлашқиму, дәсләпки жиллири мениң үчүн наһайити еғир синақ болди. Дайим «хата дәп қойимәнмекин» дәп, гәп-сөзлиримму тартилишқа башлиди. У яқтин кәлгән тонуш-билишлиримниң гайи бирлири: «Немә болдиңуй? Ғоҗамниң сөзмәл, шох балиси кекәч бопла қаптиғу?! дәп күләтти. Синип рәһбиримиз Патима Әбеуова: «Йеңи синипдишиңлар чәт әлдин кәлгәнликтин, силәрниң ярдимиңларға муһтаҗ. Мүмкин болса, ярдимиңларни көрситиңлар» дәп синиптики балилар билән тәпсилий тонуштуруп чиқти. Әркин Сопиев билән Белор Хиреева – синипниң әлачилири екән. Андин мени чуғи кичик, бир путиниң накалиғиға қаримай, дайим тетик жүридиған Әркин билән бир партиға олтарғузди. Гәп-сөзлиридин униң интайин зерәк бала екәнлигини чүшәндим. У маңа қолини созуп: «Әкә қолуңни, ағиниләрдин болайли», деди. Униң өзини салмақлиқ, чоңлардәк салапәтлик вә мәдәнийәтлик тутуши дилимни бирдинла мәптун қилди. Иккимиз аз вақит ичидила худди кона тонушлардәк ичәкишип кәттуқ. У тарихий Вәтинимиз һәққидә нурғун нәрсиләрни билгүси келәтти. Мән билгинимни зерикмәй сөзләп берәттим. Өзәмму униңдин Қазақстан һәққидә көп нәрсиләрни биливалдим. Бир жилдин кейин биз Йеңишәрдин 3 чақирим арилиққа җайлашқан Ават йезисиға көчүп бардуқ. Мениң ағинәм шу йезида туратти. Иккимиз бош вақит тапсақла, бир-биримизни издәйдиған болдуқ. Өй ичидики ишларни биллә қилғач, зерикмәй параң салимиз. У интайин милләтпәрвәр жигит еди. «Адаш, сән уйғур елидин кәлгәнликтин, тилимизни раван билисән. Растимни ейтсам, бәзи сөзлириңни гайида чүшәнмәй қалимән. Һәр һалда, мән саңа қарап һәвәслинимән. Биз болсақ, ана тилимизни үзә яки турмуштики «барди-кәлди» әһвалларни чүшәндүрәләйдиған дәриҗидила билимиз» дәтти. Шундақла у мени заңлиқ қилған синипдашлиримизниң гәплиригә әһмийәт бәрмәслигимни, башқа тилни әмәс, бәлки ана тилини билмигәнләрни шаңхо қилиш керәклигини ейтатти. «Бу дунияда әң улуқ – Алла, андин кейин – Ана. Мана шу улуқ зат – аниниң сүти билән сиңгән тилини билмигән, уни қәдирлимигән адәмниң сөзлиригә уюлуп яки уларниң чақ-чақлириға хапа болуш – ахмақлиқ» дәтти. У вақитларда Қазақстанда уйғур тилида гезит-журнал чиқматти. Әдәбий-бәдиий китапларму йоқниң орнида еди. Әркин болса, китап оқушни яхши көрәтти. Қазақчә вә русчә китапларни көп оқуйдиған. Кейин «Коммунизм туғи» гезити чиқишқа башлиди. Уйғур оқурмәнлириниң у вақиттики хошаллиғини тил билән ейтип йәткүзгүсиз, әлвәттә. Бир күни ағинәм қәғәзни қаттиқ қучағлап, вақириған пети икки чақлиқ һарву қошулған ешигини чаптуруп йетип кәлди: – «Адаш, хуш хәвәр! Әкә хуш хәвәрлигиңни, болмиса, ейтмаймән!» – «Айсултанни» бәрдим саңа! Ейт тез, немә болди?» – дедим. «Айсултан» Вәтәндин елип кәлгән уйғур йезиғидики он икки китапниң бири, йәнә келип Әркинниң сөйүмлүк әсәри еди. Бош вақитларда уларни ағинәмгә өзәм оқуп берәттим. У кечә-күндүз тиңшап зерикмәтти. Кейин Әркин уйғур йезиғини үгитишимни илтимас қилған еди. Қисқиси, мән униң “муәллими” болдум. «Шагиртим» тиришип, тез арида йеңи йезиқни үгинивалди. Мәндики барлиқ китапларни оқуп чиқти. Чүшәнмигән сөзлириниң мәнасини сорап, йезивалидиған. Бәзи-бир сөзләрниң мәнасини чүшәндүрәлмәй қийналсам, «Адаш, биринчи синиптин ана тилимизда билим алған сән – мениң үчүн профессординму артуқсән!» дәп кетидиған. Шундақ қилип, ағинәмниң хуш хәвири, қолидики бир парчә қәғизи – ана тилимизда йоруқ көргән «Коммунизм туғи» гезитиниң дәсләпки сани екән. Хошаллиғимиздин уни көзлиримизгә сүртүп кәттуқ. У вақитларда ихтисадий қийинчилиқ хелила билинәтти, бирақ шуниңға қаримай, уйғур гезити һәрбир өйдә болидиған. Әркин маңа қазақчә, русчә сөзләшни үгәтти. Биз бир партида олтирип, онинчи синипни тамамлидуқ. У җисманий тәрипидин аҗиз болғини билән, һәрқандақ бәқувәт адәмниң қолидин кәлмәйдиған ишларни қилалатти. Тәтил күнлири яғашчилиқ қилип, үстәл, орундуқ вә җоза охшаш җиһазниң ушшақ-чүшәк түрини устилардин кам ясиматти. Өткән әсирниң атмишинчи жиллири адәмләр соқма там өйләрдин яғач, хиштин өйләрни селип, көчүшкә башлиди. Шу чағда ағинәмниң һүнири униңға бираз әсқатти. Онинчи синипни тамамлиғандин кейин Әркин бухгалтерлиқ курста тәһсил көрүп, оқуп, Ават қуш фабрикисиға һесапчи болуп орунлашти. Жутум, хәлқим десә, җенини беришкә тәйяр, сехи җан еди. Әркинниң йәнә бир – алаһилидиги, у интайин меһриван болидиған. Житим-йесир, йоқсулларға қолидин кәлгән ярдимини айимайдиған. Бир күни мәлимиздә бир тал оғли бар ялғуз киши қайтиш болди. Мусибәт болған өйдә йәттә нәзир берилгәндин кейин һелиқи балини, һечбир туққанчилиғиниң йоқлуғиға қаримай, өйигә әкивалди. 11 яшлиқ оғулни өзиниң бәш пәрзәндидин кам көрмәй өсәрди. Бала кейин милиция мәктивидә оқуп, елимизгә адил хизмәт қилди. Полковник унваниға еришти. Гезитни қолидин чүшәрмәйдиған Әркин мақалә йезишни яқтуридиған. «Хәп, ана тилимда оқуған болсам, гезитқа мақалә язаттимдә» дәтти у. Бир күни иккимиз параң селип олтураттуқ, у: «Гезитқа мақалә йезип көрмәймизму?» деди. Мән: «Көрәйли. Бирақ, бизниң язғинимизни гезитқа басарму?» дедим. Иккимиз «тавакәл» дәп қуш фабрикисида ишләватқан бир илғар қушчи қиз һәққидә мақалә йезип, астиға «Ә.Сопиев вә Ш.Әршидинов, Ават йезиси» дәп имза қойдуқ. Күтмигән йәрдин мақалимиз гезитта йоруқ көрди. У вақиттики хошаллиғимизни тил билән ейтип йәткүзгүсиз. Мана шуниңдин кейин иккимиз мақалә йезишқа җиддий киришип кәттуқ. Бекар болсақла, мақалә язимиз. Бу өткән әсирниң йәтмишинчи жиллири еди. Биз Улуқ Вәтән урушиниң иштракчилири, арқа сәп ветеранлири, әмгәк илғарлири һәққидә вә башқиму мавзуларға мақалиларни язивәрдуқ. Хәтлиримизни гайида почта арқилиқ әвитимиз, гайида апирип беримиз. Шундақ қилип, гезиттики журналистларниң барлиғи билән тонушуп, чиқишип кәттуқ. У вақитларда гезитта асасән язғучи, шаирлар ишләтти. Уларниң гәплирини тиңшисаң, тиңшиғуң келәтти. Өйгә қайтқанда Әркин иккимиз алған тәсиратлиримиз билән бөлүшәттуқ. «Редакция – пәқәтла адәмниң яхшилири жиғилған җайкән» дәттуқ. Ака, ағинә, инилиримизни сеғинип, икки парчә йезилған мақалимизни банә қилип, йәнә бараттуқ. Роһий озуқ елип қайтаттуқ. Кейин биз рус тилидиму мақаллиларни йезишқа башлидуқ. Уларни Әмгәкчиқазақ наһийәлик «Пламя труда», Алмута вилайәтлик «Огни Алатау» гезитлиригә әвәттуқ. Азду-тола қәләм һәққи алимиз. «Пламя труда» гезитиниң 50 жиллиқ тәвәллудида һәр иккилимиз наһийәлик партия комитетиниң Тәшәккүрнамисини елишқа муйәссәр болдуқ. Шуниңға қарап Әркин: «Адаш, «Коммунизм туғиниң» 50 жиллиғиғичә қәлимимиз хелила өткүрлишип қалидиған охшайду» дәтти. Кәспий журналист болмисиму, журналист кәби издинип, мақалиларни язидиған Әркинниң Улуқ Вәтән урушида әрлик көрситип, җенини Вәтән үчүн қурван қилған жутдишимиз Шәмил Һәмраевниң қәһриманлиғи һәққидә мәлуматларни топлап, уларни наһийә, вилайәт, җумһурийәт, һәтта Москвағичә йезип, тонутуп, испатлиши нәтиҗисидә йезидики чоң кочиниң бири һаяти яп-яш қийилған жигитниң исми билән аталди. Әркин қатилниң қолидин қаза болған жутимизниң дәсләпки устази Абдумеҗит Йүсүп оғлиниң исмини әбәдийләштүрүш йолидиму көп күч чиқарди. Мана мошундақ әҗайип сехи қәлб егиси Әркин муштири топлаш вақитлиридиму өзини айимай ишләйдиған. Өйму-өй меңип жүрүп, һәрбир уйғурниң ана тилимиздики гезитларға муштири болушиниң лазимлиғини җекәтти. Әпсус, Әркингә өзи арман қилған гезитимизниң тәвәллудини көрүш несип болмиди. Бирақ, у һәм өйидиму, һәм таладиму яхши адәм болуп қелишни билди. Рәпиқиси Гүли билән алтә пәрзәнт сөйүп, уларни җәмийәткә лайиқ инсанлардин қилип чоң йетилдүрди. Әгәр һаят болса, бу күнләрдә әжайип инсан Әркин Сопиев 80 яшқа толатти. Мүмкин өткүр қәлими билән талай-талай есил мақалиларни язар еди... Шерипҗан һаҗим Бузурғоҗаоғли. (Сүрәт муәллипниң архивидин елинди). Әмгәкчиқазақ наһийәси.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы