• Йеңилиқлар
  • 28 Қыркүйек, 2012

Мәҗлис тәркиви толуқтурулди

21-сентябрь күни «Нур Отан» ХДП Мәркизий аппаратида партияниң Сәясий кеңиши бюросиниң кәңәйтилгән мәҗлиси өтти, дәп хәвәрләйду партияниң мәтбуат хизмити. Бюрониң қарап чиқишиға бирла мәсилә — Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисидики бош қалған орунлар бойичә «Нур Отан» партияси депутатлириниң мандатлирини бериш мәсилиси қаралди. Партиявий тизим бойичә сайланған икки депутат башқа ишқа йөткилишигә мунасивәтлик өз вакаләтликлирини қәрәлидин илгири тохтатқан еди. Атап ейтқанда, Бақтығожа Измухамбетов — Атырав вилайитиниң һакими лавазимиға, Жақып Асанов — Қазақстан Җумһурийити Баш прокурориниң орунбасари лавазимиға тайинланди. Бюро әзалири Парламент Мәҗлисиниң бош қалған депутатлиқ орунлириға Президент, «Нур Отан» партиясиниң Рәиси Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев тәклип қилған намзатларни муһакимә қилди. Сәясий кеңәш бюросиниң тохтами билән Мәҗлис депутатлириниң бош қалған мандатлири бир еғиздин Серик Әбикен оғли Үмбетовқа вә Өмиржан Нуртай оғли Өксикбаевқа берилди.

569 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы