- Асасий мақалилар
- 01 Тамыз, 2019
Франция — Европа иттипақидики асасий шерик
Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Францияниң ихтисат вә малийә министри Бруно Ле Мэрни қобул қилди.
Учришиш давамида Дөләт рәһбири Қазақстан билән Францияниң оттурисида иккитәрәплимә, җүмлидин сода-ихтисадий вә сәясий саһалардики һәмкарлиқ үчүн наһайити җиддий асасниң вуҗутқа кәлтүрүлгәнлигини тәкитлиди.
– Биз Францияни Европа иттипақи даирисидики асасий шеригимиз дәп һесаплаймиз. Европа иттипақи Қазақстанниң баш сода шериги болуп һесаплиниду. Мәмликәтлиримиз оттурисидики иккитәрәплимә сода көләми 4,5 миллиард долларға йәтти, Францияниң мәмликитимиз ихтисадиға салған уттур инвестицияси 15 миллиард доллардин ешип кәтти, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбири җумһурийәттә Францияниң бирқатар компаниялириниң утуқлуқ паалийәт елип бериватқанлиғини тәкитләп, сөһбәтдишини Қазақстанниң уларниң мәмликитимиздә нәтиҗидарлиқ ишлиши үчүн зөрүр боған барлиқ шараитни яритидиғанлиғиға ишәндүрди.
Бруно Ле Мэр Президентқа сәмимий қобул қилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, Франция билән Қазақстанни көпжиллиқ өзара пайдилиқ стратегиялик шерикликниң бағлаштуруватқанлиғини тәкитлиди. Францияниң ихтисат вә малийә министри шундақла икки мәмликәт оттурисидики үнүмлүк өзара һәрикәтни һәртәрәплимә күчәйтишкә интилидиғанлиғини билдүрди.
Дөләт рәһири учришиш ахирида Франция лидери Эмманюэль Макронға салам вә әң сәмимий тиләкләрни йоллиди.
202 рет
көрсетілді0
пікір