• Тәвәллуд
  • 28 Қыркүйек, 2012

Туғулған күнүң мубарәк, кәсипдаш!

 «Уйғур авази» гезитиниң мәзмунлуқ һәм сүпәтлик чиқишиға бар билимини вә күч-ғәйритини сәрип қилип келиватқан йетәкчи журналистлиримизниң бири, фотомухбир Бәхтишат Сопиев бу күнләрдә өзиниң 40 яшлиғини  қарши еливатиду. Кәсипдишимиз заманивий журналистикиниң қир-сирлирини мукәммәл өзләштүргән қәләм саһиби. Униң һәм актуал мәсилиләргә беғишланған мақалилири, һәм сүнъийликтин тамамән жирақ, һаятни өз әйни бойичә тәсвирләйдиған сүрәтлири гезитханлар тәрипидин дайим қизғин қарши елиниду. Кәсипдишимизниң әмгиги мунасип баһалинип, у 2008-жили Қазақстан Журналистлар иттипақи мукапатиниң лауреати, һә, бийил болса, «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң «Күміс қалам» мукапитиниң саһиби аталди. Бәхтишат өзиниң алий инсаний хисләтлири түпәйли кәсипдашлириниңла әмәс, шундақла әл-жут, тонуш-билишлири арисидиму иззәт-еһтирамға егә. Дост-бурадәрлириму униң исмини оттуз оғулниң гүли сүпитидә алаһидә һөрмәт билән тилға алиду. Аилидә  сөйүмлүк пәрзәнт, вападар яр, көйүмчан қериндаш вә меһриван ата болған кәсипдишимизни туғулған күни билән сәмимий тәбрикләп, униңға мустәһкәм саламәтлик, аиләвий бәхит-саадәт тиләймиз вә иҗадийәт мәйданида техиму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз.

«Уйғур авази» гезитиниң коллективи.

 

488 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы