• Инсан вә иман
  • 08 Тамыз, 2019

Аилә қәдир-қиммитини ашуридиған мәйрәм

Һәммимизниң қәлбини йеңи һис-туйғуларға, хошаллиқ дәмләргә бөләйдиған мусулман әһлиниң улуқ мәйрими – Қурван һейтиға сақ-саламәт йәткүзгән Алла таалаға чәксиз шүкүр вә мәдһийиләр болсун! Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Барлиқ мөмүн мусулман әһли 11–13- август күнлири Пәрвардигаримизниң разилиғи үчүн қурванлиқ қилип, Алланиң меһир-шәпқитигә еришишкә тиришиду. Инсанлар ушбу изгү әмәли арқилиқ Пәрвардигариға йеқинлишиду. Әнди «қурван» сөзи «йеқин болуш», «йеқинлишиш» дегән мәнани билдүриду. Бу күни Һәҗ сәпиригә атланған мусулман қериндашлиримиз үзини Кәбигә қаритип, Әрәпәт теғида елимизниң бәрикити билән хәлқимизниң бирлигини тиләп, икки дунияниң бәхтини сорап, Аллаға сиғинип, пана тиләйду, дуа-тәгбир қилиду. Қурван һейтини нишанлашниң мәзмун-маһийити зор. Аллани – бир, Пәйғәмбәрни һәқ дәп билгән мусулманлар мечитларда Һейт намизини оқуп, дуа қилип, бир-бирини мәйрәм билән тәбрикләп, хошаллиқ дәмләргә бөләнгәндин кейин, қурванлиқ қилиду. Қурванлиқ қилинған малниң гөши қом-қериндаш, уруқ-туққан, холум-хошна, турмуши төвән аилиләргә, намратларға, житим-йесирларға, накаларға тарқитилип берилиду. Мошу хилдики соваплиқ ишларни бәҗиргәндә, адәмдә меһир-шәпқәт, кәчүрүмчанлиқ, сәвир-тақәт, төзүмлүк кәби пәзиләтләр шәкиллиниду. Бу – қом-қериндаш, уруқ-туққанларни йеқинлаштуридиған күн. Аразлишип қалған кишиләрни яхши-хоп қилишқа, бир-бирини кәчүрүп, қериндашлиқ мунасивәтни мустәһкәмләшкә дәвәт қилидиған улуқ мәйрәм. Чүнки Алла таала: «Сән әпуни дост тутқин, яхшилиққа буйри, наданлар билән тәң болмиғин» («Қуръан Кәрим», «Әъраф» сүриси, 199-айәт) дәп мусулманларни кәчүрүмчан болушқа чақирған. Қурван һейти күни қериндаш, уруқ-туққанларни, дост-бурадәрләр билән холум-хошниларни Һейт мәйрими билән тәбрикләп, дәстихан бешида Алланиң буйриған ризиқ-нәсибисидин, қурванлиқ гөшидин еғиз тәккән әвзәл. Қурван һейти – аилә қәдир-қиммитини ашуридиған мәйрәм. Ата-аниға, Худа қошқан яримизға, бала-чақимизға мәхсус соға тапшуруш, йеңи кийим елип бериш – мәйрәмгә сөләт берип, униң мәзмун-маһийитини техиму ашуриду. Өз новитидә, яш әвлат Қурван һейтиниң қәдри билән совавини чүшинип, изгүлүккә интилиду, мәйрәмни тақәтсизлик билән күтиду. Қурван һейтиниң мусулман әһлини, еләтләр билән милләтләрни йеқинлаштуруштики роли интайин зор. Адәмләр бир-биригә: «Һейт мубарәк болсун!» дәп, иллиқ тиләклирини изһар қилип, течлиқ-аманлиқ соришиду. Бу күни әтигән туруп, ғусул қилип, хуш пурақлиқ әтирлирини чечип, мечитларда Һейт намизини оқуш — соваплиқ иш. Қурванлиқ гөшидин еғиз тегиш, Аллаға мәдһийә, Пәйғәмбәр әләйһиссаламға салават ейтиш — сүннәт әмәл. Қурванлиқ қилиш Һейт намизидин кейин Һейтниң үчинчи күни намазшамғичә давамлишиду. Әгәр бу тәләп орунланмиса, у чағда, у сәдиқә һесаплиниду. Қой, өшкә, кала вә төгини қурванлиқ қилишқа болиду. Кала яки төгини йәттә киши бирлишип қурванлиқ қилишни шәриәт қоллайду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдисидә: «Қарғулиғи вә ағриқ екәнлиги билинип турған, шундақла оруқ мал қурванлиққа яримайду», дегән. Алла таала нийәтлиримизни, изгү әмәллиримизни вә қилған қурванлиқлиримизни қобул қилғай! Яратқучи Егимиз һәммимизгә икки дунияниң бәхтини буйруп, үзимизни йоруқ қилғай! Елимизниң аброй-мәртивиси һәрқачан ашивәрсун! Течлиқ һаятни туғ қилип тутқан мусулман әһлиниң хасийәтлик мәйрими мубарәк болсун, қериндашлар!

256 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы