• Асасий мақалилар
  • 08 Тамыз, 2019

Ениқ тапшурмилар берилди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Асқар Маминни қобул қилди. Дөләт рәһбиригә Арыс шәһиридә әслигә кәлтүрүш ишлириниң вә Түркстанда инфрақурулум объектлири қурулушиниң кетип бериши тоғрилиқ доклад қилинди. Униңдин ташқири Президентқа чәтәл инвестициялирини җәлип қилиш, Евразия ихтисадий иттипақи даирисидә интеграциялик җәриянларни тәрәққий әткүзүш, 2020-жили Көкчетавда өтидиған Қазақстан вә Россия Регионларара һәмкарлиқ форумиға тәйярлиқ көрүшниң кетип бериши тоғрилиқ әхбарат берилди. Президент Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисидә бәргән тапшурмиларниң нәтиҗидарлиқ әмәлгә ашурулушини, шундақла Арыс шәһиридә барлиқ әслигә кәлтүрүш ишлириниң өз вақтида һәм сүпәтлик орунлинишини тәминләшни тапшурди. Учришиш йәкүни бойичә Қасым-Жомарт Тоқаев Асқар Маминға мәмликәттики иҗтимаий-ихтисадий әһвални яхшилаш бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

188 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы