• (Ләвһә)
  • 15 Тамыз, 2019

Мәнзил

(Ләвһә) Узундин-узун, баш-учи йоқ йолда мəнзил издəп чиққан адəмлəр қариси көрүнəтти. Улар бу йолда хелидин бери келиватқанлиқтин, көпчилиги һерип, мағдирсизланған еди. Ушшақ балилирини йетилигəн, əллəйлирини дүмбисигə һапашлавалған анилар, һасcиға тайинип, аранла қəдəм бесип келиватқан қерилар, азду-тола жүкини таяққа илип, дүмбисигə артип келиватқанларниң айиғи көрүнмəйду. Бу узун йолда уларниң тартмиған җапаси қалмиғандəк көрүниду. Бирақ қандақту-бир ирадə уларға күч-қувəт берип, һаман мəнзилгə қарап елип келивататти. Һəйран қаларлиғи, немишкиду, бу йолувчилар топ-топ əмəс, һəрбири айрим-айрим келивататти... Йол үстидə уларға топлишип өтүватқан, үзлиридə қандақту-бир хошаллиқ әләңгилири əкис əткəн йолувчилар учратти. Лекин улар һарған, чаңқиған бу йолувчиларни байқимиған һалда өтүп кетишəтти. Мəнзилгə йетидиған йолни көрситип қоюшни сориғанларға һəйран болған һалда қаришатти. Арисидин бирəр-йерими һал сорап, азду-тола сүйини, озуғини бəргəндəк болатти. Әйнә шундақ еғир әһвалда келиватқан бу йолувчиларниң көпи, бу түгимəс йолда мəңгүгə қеливататти. Уларниң арисида гөдəклəрму бар еди. Бир вақитта бу йолувчилар келиватқан йол үчкə ачилиниду. Биринчиси –мəнзилгə сусиз, чөл арқилиқ баридиған йол. Иккинчиси – муздаванларни ешип мəнзилгə апиридиған йол. Үчинчиси – жиртқуч һайванға толуп-ташқан қелин җаңгал арқилиқ өтидиған йол. Йолувчилар қайси йолда меңишни билмəй, туруп қалиду. Чөл арқилиқ маңса, чоқум уссизлиқтин өлүп кетиду, муздаван арқилиқ маңса хәтәрлик, əнди җаңгал арқилиқ маңайли десə, жиртқучларға йəм болуши турған гəп. Улар баш қатуруп турушиға йолувчилар ичидин бири чиқидудə, «Мениң кəйнимдин меңиңлар. Мəн силəрни чөл арқилиқ елип өтимəн» дəйду. Шу чағда йəнə бири «Мени əгишиңлар. Мəн муздаван арқилиқ силəрни аман-есəн, мәнзилгә апиримән» дəйду. Арисидин йәнә бири чиқидудə, «Мəн силəрни җаңгал арқилиқ дегән йәргә апиримəн» дəйду. Көпчилик кимни əгишишни билмəй туруп қалиду, чүнки қайсила йол болмисун, интайин хəтəрлик еди. Шу чағда йəттə қəвəт асман қетидин сада келиду. –Мəн силəрниң сəпириңларни хелидин бери күзитип келиватимəн. Байқиғиним, немишкиду, силәр топлишип меңишниң орниға, һәрян чечилип келиватисилəр. Шуниң үчүнму бу узун йолда хелә җапа тартип қалдиңлар. Мəйли, бу үч йолниң қайсисида маңмаңлар, бирлишип, алға қарап қәдәм басмисаңлар, йолуңлар техиму хəтəрлик болиду. Мениң мəслиһитим, силəр бирлишиңлар. Бир болсаңлар, һəрқандақ хейим-хəтəрдин қутулуп кетисилəр. Бир-бириңларға йөлəк болсаңлар, мəнзилгиму чоқум йетисилəр. Һазирдин башлап сепиңларни түзәп, бирлишиңлар!..». «Бирлишиңлар» сөзи əкси сада болуп, бирнəччə қетим қайтилинидудə, андин йоқайду. Аң-таң болған йолувчилар баштики йол башлиғучилардин һаман җавап күтүшəтти. Һә, улар болса, техичә йолувчиларни өзлири таллиған йол билəн меңишқа дәвәт қилатти. Мəнзил болса, һаман жирақ еди... Һасил АБДРИМОВ. Уйғур наһийәси.

179 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы