• Дидар ғенимәт
  • 15 Тамыз, 2019

Қериндашларчә дидарлаштуқ

Юлтузай СЕМӘТОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Алмута шәһиридә Уйғур наһийәсидики Ғалҗат оттура мәктивини буниңдин 40 жил муқәддәм тамамлиған 32 синипдаш баш қоштуқ. Мәлумки, ушбу билим дәргаһидин миңлиған шагиртлар учум болуп, җәмийәттин мунасип орнимизни таптуқ. Биз, аридин қанчилик вақит өтүшидин қәтъий нәзәр, меһриван устазлиримизни һечқачан ядимиздин чиқарған әмәс. Шуңлашқиму биз, Достлуқ мәһәллисидики “Diadema” кафесиға жиғилған синипдашлар, вапат болған 18 синипдишимизниң сүрити бар там гезитниму илип қойдуқ. Уларни әсләп, роһиға дуа-тәгбир оқудуқ. Бәхтишат Кәнҗаевниң риясәтчилигидә өткән кәчтә миллий нахша-сазлар вә һәзил-чақчақлар билән қириқ жиллиқ сеғиниш сезимлирини изһар қилған жүрәк қетидики тиләкләр ейтилди. Учришиш әтиси «Алма-Арасанда» давамлашти.  Синипдашлар дәм ғенимәт, дидар ғенимәт дәмләргә толуп-ташқан учришишниң тохтимай давам қилишини истигән һалда, баяшайәт расланған дәстихан әтрапида пуғанимиз қанғичә өткән-кәчкәнни әслишип, гөзәл яшлиғимизни ядимизға алдуқ. Мошундақ әстин чиқмас дидарлишиш дәмлириниң тәшәббускарлири болған синипдаш достлиримиз Алимбүви Баратоваға, Рошәнгүл Илахуноваға вә Җаһанзә Пәхәевқа чәксиз миннәтдарлиғимизни изһар қилип, бир-биримизни қиймай хошлаштуқ. Алмута шәһири. СҮРӘТТӘ: сабиқ синипдашлар җәм болғанда.

420 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы