• Әхбаратлар еқими
  • 15 Тамыз, 2019

Jastar keryеni сәпәргә чиқти

Нур-Султанда Jastar keryеni лайиһиси қатнашқучилириниң –Қазақстанниң барлиқ регионлиридики 16 – 29 яш арилиғидики паалийәтчан, талантлиқ яшларниң слети болуп өтти. Қазақстан Яшлар конгресси Яшлар жили даирисидә Әхбарат вә җәмийәтлик разимәнлик министрлиги билән бирликтә җумһурийәтлик Jastar keryеni лайиһисини әмәлгә ашуруватиду. Униң мәхсити – ички яшлар туризмини тәрәққий әткүзүш вә мәмликәтниң түрлүк регионлириниң яшлирини бирләштүрүш. Лайиһигә қатнишишқа буйрутма бәргән бир йерим миң адәмдин мәхсус комиссия 680 адәмни таллавалди. Улар мошу сешәнбә күни бренд-амбассадорларниң һәмра болушида Қазақстан регионлириниң мәдәний-тарихий мираси билән тонушуш үчүн йәттә йөнилиш бойичә сәпәргә атланди. – Жигит-қизлар Ақмола, Қарағанда, Павлодар, Ғәрбий Қазақстан, Шәрқий Қазақстан вә Алмута вилайәтлирини, шундақла Чимкәнт, Түркстан, Тараз шәһәрлирини зиярәт қилиду. Улар мәмликитимизниң әң муқәддәс җайлирида болиду. Шундақ екән, биз лайиһиниң иҗтимаий тармақларда орун елип, яшлар арисида чоң қизиқиш һасил қилидиғанлиғиға ишинимиз, – дәйду Қазақстан Яшлар конгрессиниң иҗраий мудири Тохтар Болысов. Нур-Султандин атлиниш алдида слет қатнашқучилири Қазақстан дөләт әдлийә университетида учришиш өткәзди. Андин кейин уларни Есил дәриясиниң қирғиғида уюштурулған шоу билән узитип қойди.

483 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы