- Әхбаратлар еқими
- 15 Тамыз, 2019
Алмутидики сәл ховупи
14-август күни әтигәнлиги Алмута шәһириниң аһалиси янфонлири арқилиқ сәл ховупи тоғрилиқ хәвәрләрни бир-биригә әвәтишкә башлиған. Униңға бенаән, адәмләр мегафонлар арқилиқ хәвәрдар қилинған вә һаҗәт әһвалда бехтәтәр җайларға көчүшкә тәйяр болушқа чақирилған. Шундақла уларниң сөзичә, бәзи җайларда газ, электр энергияси вә су бериш тохтитилип, Қарғалы микрорайониға баридиған йол йепилған.
Кейинирәк Алмута шәһириниң һакимийити сәл ховупи тоғрилиқ тарқиған әхбаратни тәстиқлиди. “Шәһәрниң Наурызбай наһийәсидә бираз сәл кәткән. Зәрдап чәккәнләрниң жиғилидиған җайлири вә көчүш үчүн жиғилидиған пунктлар бәлгүләнди. Аһалини агаһландуруп, бехәтәр җайларға көчириватимиз. Шәһәрниң барлиқ хизмәтлири жуқури тәйярлиқ дәриҗисигә көчирилди, сәл кетиш күтүлүватқан җайниң әтрапидики аһалилиқ пунктлар үчүн ховуп йоқ”, дәп хәвәр қилди шәһәрниң пәвқуладдә вәзийәтләр департаменти.
Һазирқи вақитта вақиә йүз бәргән җайда тегишлик хизмәтләр вәкиллири ишләватиду. Алмута шәһири Наурызбай наһийәсигә қарашлиқ Қарағайлы вә Тау Самалы микрорайонлири йепилди. Қутулдурғучиларниң сөзичә, паракәндиликкә берилишкә һеч асас йоқ.
406 рет
көрсетілді0
пікір