• Әхбаратлар еқими
  • 15 Тамыз, 2019

Таза су билән тәминләнмәктә

Су – һаятлиқ мәнбәси. Мәлумки, йәр йүзидә таза ичидиған суниң тапчиллиғи – әл тәрәққиятиға тосалғу болуватқан асасий мәсилиләрниң бири. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Җүмлидин елимизму бу мәсилидин хали әмәс. Шуңа Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаев қазақстанлиқларни сүпәтлик һәм таза су билән тәминләш мәхситидә, 2011 – 2020-жилларға беғишланған «Ақ бұлақ» дөләт программисини йолға қойған еди. Ушбу программини әмәлгә ашурушниң нәтиҗисидә қазақстанлиқлар мәркәзләштүрүлгән таза ичидиған су билән тәминлинип, хелә жиллардин бери таза суға тәшна болған җумһурийитимизниң тәвә-тәвәлиридики турғунлар, болупму, йезилардики аһали сүпәтлик суға қол йәткүзмәктә. Жираққа бармай, Уйғур наһийәси тоғрилиқ ейтидиған болсақ, бүгүнки күндә «Ақ бұлақ» дөләт программиси даирисидә наһийәдики 25 йезиниң 21идә мәркәзләштүрүлгән таза ичимлик су кәлтүрүлди. Нәтиҗидә программиниң орунлиниши 84,0 пайизға йәтти. Мошу жили униңға Чоң Дехан йезисиму қошулса, «көрсәткүч 88,0 пайизға йетиду», дәп күтүлмәктә. Чүнки 2019-жилға Чоң Дехан йезисиниң су билән тәминләш системисини реконструкция қилиш вә селишқа 13,5 миллион тәңгә бөлүнүп, һазир реҗигә мувапиқ иш жүргүзүлмәктә. Ахирқи йеңилиқларға тохталсақ, бийил Чариндики су мәсилиси иҗабий һәл қилинмақчи. Келәчәктә, ениғирақ ейтсақ, октябрь ейидин башлап, чаринлиқлар таза ичимлик су билән тәминлиниду. Чаринда 1998-жилғичә су трубилири болған, бирақ вақит билән тәң конирап, пайдилинишқа ярамсиз һаләткә чүшкәчкә, йеңи су иншаәтлирини тартиш мәсилиси 2016-жилдин башлап қолға елинған. «JMІ Компани Сервис» ҖЧЙниң мудири Руслан Конусовниң тәкитлишичә, Чаринға су киргүзүш ишлири октябрь ейида толуғи билән аяқлишидекән. Умумән ейтқанда, Чаринға 34 километр су трубилири тартилиши лазим болса, һазирқи вақитта ишниң 80 пайизи орунланған. Чаринға су киргүзүштә йезидин ончә адәм иш билән тәминлинип, улар ишлигән хизмитигә қарап мааш еливетипту. Вақитлиқ болсиму, ишсиз аһалиниң иш билән тәминлиниши, йәнә келип йезиға таза ичимлик су кириши еғизға толтуруп ейтқидәк йеңилиқтур. Узун сөзниң қисқиси, Чарин йезисиға су иншаәтлирини тартишқа бюджеттин 288,9 миллион тәңгә қараштурулупту. Шундақла бийил Баһар йезисидики таза ичимлик су мәсилисиму һәл қилинмақта. Шуңғичә йезиниң йеримила таза ичимлик су билән тәминләнгән болса, әнди бу мәсилә өз йешимини тапти. Шу җүмлидин иш елип бериватқан «ПМК 105» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи 1500 метр йәрни колап, су иншаәтлирини орнитип пүтүпту. Реҗә бойичә мошу жилниң ноябрь ейиғичә Баһар йезисиға су иншаәтлири толуғи билән тартилип, турғунлар сүпәтлик һәм таза ичимлик су билән тәминлиниши һаҗәт. Наһийәлик турғун өй-коммунал егилиги вә турғун өй инспекцияси бөлүминиң бәргән мәлуматлириға асаслансақ, Баһар йезисидики су иншаәтлирини мурәккәп җөндәштин өткүзүшкә дөләттин 45,5 миллион тәңгә бөлүнүпту. Баһардики умумий су иншаәтлири тартилидиған мәйдан 4222 метрни тәшкил қилидекән. Әнди Ғалҗат, Чоң Ақсу йезилирини таза ичимлик су билән тәминләш мәхситидә һазир лайиһилик-сметилиқ һөҗҗәтләр тәйярлиниватиду. Бүгүнки күндә 500 турғуни бар Узунтам, Рахат йезилириниң су иншаити системисиниң қурулушиға лайиһилик-сметилиқ һөҗҗәтләрни тәйярлашқа 32,2 миллион тәңгә, Ават, Сүмбә йезилириниң лайиһилик-сметилиқ һөҗҗәтлирини тәйярлаш үчүн 54,2 миллион тәңгә мәбләғ бөлүш қараштурулмақта. Хуласиләп ейтқанда, Уйғур наһийәсидики әһвал мошундақ. Бирақ, әң муһими, мәсилә бөлүнгән мәбләғдә әмәс, бәлки реҗиләнгән ишниң вақтида һәм сүпәтлик орунлинишидидур, әлвәттә. Хәйрият, «Ақ бұлақ» программиси йолға қоюлуп, су мәсилиси пәқәт Уйғур наһийәсидила әмәс, елимизниң барлиқ тәвәлиридә иҗабий һәл қилиниватқанлиғи хошал қилиду...

431 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы