- Әхбаратлар еқими
- 15 Тамыз, 2019
Спартакиада аяқлашти
Җәнубий пайтәхттә Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт вә спорт министрлиги тәрипидин уюштурулған Қазақстан Җумһурийити 5-язлиқ Спартакиадисиниң командилиқ биринчилигини йепиш мәрасими болуп өтти.
Әслитип өтүмизки, Спартакиада 29-январьда пайтәхттә башлинип, мәмликәтниң 14 регионида үстәл тенниси, грек-рим күриши, әркин күрәш, муайтай, киокушинкай-кан каратэ, оқья етиш, қиличвазлиқ, регби, спорт гимнастикиси, гандбол, чоққиға чиқиш, самбо, бадминтон, бокс, йәлкән спорти, каратэ-до, ат спорти, баскетбол, бәдиий гимнастика, батут гимнастикиси, оқ етиш, йеник атлетика, су полоси, суда үзүш, байдарка вә каноэда үзүш, дзюдо, волейбол, велосипед спорти, триатлон, таеквандо, пляж волейболи, чимәндики хоккей, еғир атлетика охшаш спортниң 40 түри бойичә мусабиқиләр өткүзүлди.
Оюнларниң йәкүни бойичә биринчи орунни Алмута шәһириниң командиси егилисә, иккинчи вә үчинчи орунларға Чимкәнт шәһири билән Алмута вилайитиниң спортчилири сазавәр болди.
371 рет
көрсетілді0
пікір