• "Агро бизнес 2020"
  • 15 Тамыз, 2019

Ферма ишқа қошулди

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» «...Биринчидин, субсидияләрни бөлүш қайта қарилип, пәйдин-пәй мәһсулатни ғәмсизләндүрүшкә көчүшимиз керәк; иккинчидин, бәш жил ичидә 500 миңдин ошуқ шәхсий өй егиликлири билән кичик фермерларни кооперативларға җәлип қилишқа имканийәт беридиған шараит яритиш керәк; үчинчидин, мәһсулатни қайта ишләш сүпитини яхшилап, товарларни сақлашниң, тошушниң вә өткүзүшниң нәтиҗидар системисини қуруш керәк» дейилиду елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Қазақстанниң Үчинчи йеңилиниши: дуниявий риқабәткә қабиллиғи» Мәктүбидә. Арида өткән бир-икки жилниң ичидә мәзкүр Мәктүптә жүкләнгән мәхсәт-вәзипиләр орунлинип, бүгүнки күндә пәйдин-пәй өз нәтиҗисини бериватиду. Шуларниң бири – кооператив қуруш десәк, «Таштиқарису» ишләпчиқириш кооперативиниң паалийитини тилға елишқа әрзийду. Хулләс, 1986-жили Таштиқарису йезисида чоң карханиниң һули тиклинип, бу йәрдә йүзлигән сийир сеғилидиған сүт фермиси ишқа қошулған еди. Амма, колхоз-совхозлар таралған пәйттә, мәзкүр сүт фермисиниң иши тохтап, ишиги йепилиду. «Йепиқ тувақ йепиқ петичә қелип» жиллар кәйнидин жиллар өтиду. «Яман десәк, яхшини ким бериду?» демәкчи, таштиқарисулуқлар буниңдин бираз вақит илгири кона бенани қайтидин әслигә кәлтүрүп, яхши бир башланмини йолға қойди. Ениғирақ ейтсақ, «Таштиқарису» ишләпчиқириш кооперативиниң намидин 18 миллион 900 миң тәңгә несийә алған тиҗарәтчи Бақытжан Омаров әлликтин ошуқ сүтлүк сийир сетивелип, кона фермиға йеңи үскиниләрни орнитипту. Униң ейтишичә, бурун мәзкүр фермидики үскиниләр мәркәзләштүрүлгән система арқилиқ пайдилинилған екән. Йәни қатар-қатар бағланған сийирларниң сүти трубилар арқилиқ амбарға йәткүзүлгән болса, бүгүнки күндә йеңидин иш башлиған фермида сийирлар йәккә-йәккә сеғилидекән. Хош, “Таштиқарису” сеғин сийир фермисида җәми 15 адәм турақлиқ иш билән тәминлинипту. Ишчиларниң оттура мааши 50 миң тәңгә әтрапида. Фермида сүтни сақлашқа молҗаланған салқинлатқуч қараштурулған болуп, һазирчә күнигә жиғилған сүт йеза турғунлирини тәминләшкә йетип-ашиду. Дана хәлқимиздә «Тама-тама көл болар» дегән яхши ибарә бар әмәсму. 2020-жили мал санини көпәйтип, сүт фермисиниң ишини җанландурушни көзләватқан сөһбәтдишимиз Бақытжан Омаров һазирчә фермисида жигирмә бәштин ошуқ сеғилидиған сийир бар екәнлигини һәм келәчәктә йәнә 50 сеғин сийир қошулидиғанлиғини ейтти. Йәрлик сийирдин нәсиллик мозай елиш үчүн сүнъий уруқландуруш системиси йолға қоюлған. Әнди малларға йәп-чөп тәйярлаш ишини кооператив әмәлгә ашуридекән. Бийилқи реҗә бойичә 250 тонна бедидин йәм тәйярлиниши вә 600 — 700 тонна чөп жиғивелиниши керәк. Һә, һазирчә реҗиләнгән ишниң тәңдин-толиси орунлинип бопту. «Таштиқарису» ишләпчиқириш кооперативи мал бодаш биләнму шуғуллиниду. Қисқиси, кооперативта җәми 60 адәм болуп, мәвсүм вақтида айлиқ тапавити 100 — 120 миң тәңгигичә көтирилидекән. Таштиқарисулуқларниң алға қойған муһим реҗилириниң бири – кона бенани толуғи билән мурәккәп җөндәштин өткүзүп, заманға лайиқ йеңи сүт фермисини ишқа қошуштур. Уйғур наһийәсиниң ишләмчан хәлқи бепаян боз далаға җан киргүзүп, чеки йоқ қарадалани бағу-бостанға айландурмақта. Тәвәдә жилдин-жилға бағвәнчилик вә деханчилиқ кәспи яхши риваҗлинип, наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти тез сүръәттә илгирилимәктә. Шу җүмлидин хәлиқ дөләт тәрипидин яритиливатқан имтиязлардин пайдилинип, тапавәт тепишниң йеңи мүмкинчиликлирини яратмақта. Таштиқарису йезисида ишқа қошулған сеғин сийир фермиси сөзүмизгә испат болалайду.

167 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы