• Йеңилиқлар
  • 15 Тамыз, 2019

Каспий ихтисадий форумиға қатнашти

Премьер-министр Асқар Мамин Түркмәнстанда болуп өткән I Каспий ихтисадий форумиға қатнашти. Түркмәнбаши шәһиридә өткән форумниң умумий мәҗлисигә Түркмәнстан Президенти Гурбангулы Бердымухамедов, Россия Федерацияси Һөкүмитиниң башлиғи Дмитрий Медведев, Әзәрбәйҗан Премьер-министри Новруз Исмаил оглы Мамедов, Иранниң биринчи вице-президенти Эсхак Жаһангири, шундақла Өзбәкстан вә Болғария Премьер-министрлири – Абдулла Арипов билән Бойко Борисов иштрак қилди. Асқар Мамин I Каспий ихтисадий форумиға қатнашқучилар алдида сөзгә чиқип, униң өткүзүлүшиниң 2018-жили 12-августта Ақтавда болуп өткән Саммитта қолға кәлтүрүлгән Каспий дөләтлири башлиқлириниң келишимини әмәлгә ашуруш болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. Мәлумки, Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң рәислигидә өткән Ақтав саммитида Каспий деңизиниң һоқуқ мәртивиси тоғрилиқ тарихий конвенция имзаланған еди. Шуни қошумчә қилиш керәкки, Каспийдики өзара һәрикәт нәтиҗидарлиғиниң ашурулуши Қазақстанниң қирғақ йенидики регионлириниң, уларниң транспорт вә энергетика инфрақурулуминиң тәрәққий етишиға, экологиялик тәңпуңлуқниң вә биологиялик хилму-хиллиқниң сақлинишиға иҗабий тәсир йәткүзиду. Бу болса, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Каспий дөләтлириниң һәмкарлиғини тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ көрсәтмилиригә толуқ мувапиқ келиду. Қазақстан Премьер-министри сода-инвестициялик, транспорт, энергетика, туристик вә экологиялик саһаларда регионлуқ шерикликни җанландурушқа қаритилған бирқатар тәшәббусларни оттуриға қойди. Қазақстан һөкүмитиниң башлиғи “Астана” Хәлиқара малийә мәркизиниң имканийәтлирини вә әркин сода зонилири тоғрилиқ күчкә егә келишимләрни пайдилинип, регион мәмликәтлиригә инвестицияләрни җәлип қилиш үчүн яхши шараит яритишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Қазақстан тәрәп шундақла Каспий деңизиниң экосистемисини сақлап қелиш бойичә ишни яхшилашниң зөрүр екәнлигигә диққәт бөлди. Форум иши даирисидә Асқар Мамин Түркмәнстан Президенти Гурбангулы Бердымухамедов билән учришип, икки мәмликәт оттурисидики сода-ихтисадий һәмкарлиқни техиму тәрәққий әткүзүш мәсилилирини муһакимә қилди. Премьер-министр шундақла Иранниң биринчи вице-президенти Эсхак Жаһангири билән музакириләрни өткүзүп, иккитәрәплимә сода-ихтисадий һәмкарлиқниң муһим мәсилилирини муһакимә қилди. Асқар Мамин униңдин ташқири Түркмәнбаши шәһириниң деңиз портида Хәлиқара Каспий инновациялик технологияләр көргәзмисини зиярәт қилди.

403 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы