• Йеңилиқлар
  • 15 Тамыз, 2019

Премьер-министр Алмутида болди

Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-министри Асқар Мамин Алмутида иш бабидики сәпәрдә болди. Иш бабидики сәпәр давамида Премьер-министр чоң инфрақурулумлуқ объектлар қурулушиниң кетип беришини көздин кәчүрди, Алмута вә Алмута вилайити агломерациясини тәрәққий әктүзүш мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзди. Әрзән турушлуқ өй вә иҗтимаий объектларни селиш, иш билән тәминләш, транспорт-йол инфрақурулумини, тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүш, туристик иқтидарни әмәлгә ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди. Премьер-министр Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң Алмутини тәрәққий әткүзүшкә чоң диққәт бөлгәнлигини, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң шәһәр инфрақурулуминиң сүпитини яхшилаш, җәмийәтлик бехәтәрликни күчәйтиш, транспорт системисини, медицина вә билим бериш саһалирини тәрәққий әткүзүш бойичә ениқ тапшурмиларни бәргәнлигини тәкитлиди. Шәһәрни тәрәққий әткүзүш лайиһилири бойичә Алмута шәһириниң һакими Бақытжан Сағынтаев, һакимниң орунбасари Илияс Өсеров доклад қилди. Асқар Мамин дөләт органлириға Алмутиниң Қазақстан ихтисадида муһим әһмийәткә егә екәнлигини тәкитләп, шәһәрниң тәрәққий етишини назарәт астида тутушни тапшурди. Шу күни мегаполис әтрапини вә Алмута вилайитиниң шәһәргә йеқин территориялирини тәрәққий әткүзүш бойичә кеңәшмә өткүзүлди. 2019-жили Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тапшурмиси бойичә чоң шәһәрләр әтрапиниң проблемилирини һәл қилишқа 30 миллиард тәңгә, җүмлидин Алмутиға 10 миллиард тәңгә бөлүнди. – Агломерация турғунлириниң турмуш сүпитини яхшилаш чарилириниң әмәлгә ашурулуши шәһәр вә вилайәтниң 730 миңдин ошуқ турғунини тегишлик инфрақурулум билән тәминләш имканийитини бериду, – деди Һөкүмәт башлиғи. Премьер-министр кеңәшмә йәкүни бойичә малийә вә миллий ихтисат министрликлиригә мәнпийәтдар дөләт органлири, Алмута шәһири вә Алмута вилайитиниң һакимийәтлири билән бирликтә шәһәр әтрапини, униңға йеқин территорияләрни тәрәққий әткүзүш бойичә чарә-тәдбирләрни өз вақтида орунлаш чарилирини көрүшни, малийә билән тәминләш мәсилилирини һәл қилишни тапшурди. Һөкүмәт башлиғи шәһәрдә вә вилайәттә аһалиниң чапсан өсүшигә бағлиқ тәрәққиятниң муһим мәсилилирини һәл қилишниң зөрүр екәнлигини, шуниң арқилиқ регионниң инвестициялик мәптункарлиғини ашурушқа болидиғанлиғини тәкитлиди. Премьер-министр бирләшкән лайиһиләрни әмәлгә ашуруш һәм илгирилитиш үчүн Алмута шәһири вә Алмута вилайитиниң лайиһә идарисини қурушни тапшурди. Асқар Мамин иш бабидики сәпири даирисидә Урбанистика мәркизини, № 405-авиаремонт заводини зиярәт қилди, мегаполис қурулушиниң йеңи лайиһиси, шәһәрниң қурулуш индустриясини тәрәққий әткүзүш бойичә планлар билән тонушти. Шундақла Қурулушчилар күнигә беғишланған тәнтәнилик жиғинға, андин кейин Аюсай жилғисини тазилаш бойичә экологиялик шәнбиликкә қатнашти.

441 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы