• Иҗтимаий мәсилә
  • 21 Тамыз, 2019

Суицид – қийинчилиқтин қутулидиған йол әмәс

Тирикчиликтики әң асасий қәдрийәт – адәмниң һаяти. Бир күнниң ичидә миңлиған адәм йоруқ дунияға көз ачса, шуниңға охшаш миңлиған адәм бақи дунияға атлиниду. Әлвәттә, бу – өмүр. Ағриқ-силақлардин, һәрхил апәтләрдин вапат болғанлардин башқа, өз һаятиға палта чепип, әҗилидин бурун өз җениға қәст қилип, һаят билән хошлишиватқанларму аз әмәс. Статистика бойичә дунияйүзидә һәрбир 20 секундта бир адәм өзигә қәст қилидекән. Бу әһвал һазирқи күндә әң актуал болуватқан иҗтимаий мәсилиләрниң биригә айланди. Бу хәтәрлик дәртни һәрким һәртүрлүк қобул қилмақта. Бирлири – заманниң өзгириши десә, йәнә бирлири – иҗтимаий әһвалниң қийинлиғидин, яки болмиса, саламәтликниң начарлишишидин дәп чүшиниду. Умумән, «суицид» сөзи латин тилидин тәрҗимә қилғанда, «өзини өзи өлтүрүш, өзигә қол селиш» дегән мәнани билдүриду. Америкилиқ психолог Карл Менниндер «Суицид – бу өч елиш, қийинчилиқтин, виҗдан азавидин қутулуш» дәп изаһ бәргән. Психологиялик луғәттә “суицид – психикилиқ ағриқ, роһий азап, психологиялик боһран” дәп чүшәндүрүлиду. Суицид аталғусини 1947-жили итальян психологи Г.Дэзен илимға киргүзгән. Суицидниң әң асасий сәвәплири, адәм бойидики мүҗәз-хулқиниң, һәрикитиниң өзгириши вә җәмийәттики өзгиришләрдур. Ушбу сәвәпләрдин қаттиқ һәләйкүмгә чүшкән һәрқандақ яштики адәм өзигә өзи қол селиши мүмкин. Буни ағамчиға есилиш, пичақ селиш, һәрхил дора-дәрмәкләрни ичиш, егизликтин сәкрәш, томур кесиш охшаш ишлар билән әмәлгә ашуриду. Буниңға һис-туйғуси турақсиз адәмләр бариду. Һәтта һазирқи вақитта кичик балиларниң, өсмүрләрниң суицид қилиши ечинишлиқ әһвал. Ахирқи мәлуматларға көз жүгәртсәк, балилар суициди бойичә елимиз дунияда 7-орунда туридекән. Бу тәтқиқат 160қа йеқин чоң-кичик дөләтни өз ичигә алидиғанлиғини нәзәрдә тутсақ, биз әң ховуплуқ балдақта туридекәнмиз. Заман еқимиға бағлиқ җәмийәттә йүз бериватқан һәртүрлүк өзгиришләр яш әвлат психологиясигә сәлбий тәсир қилмақта. Мәсилән, Интернет, зорлуқ-зомбилиқ, байлиқ, йоқсизчилиқ, ата-анисиниң кечә-күндүз җан беқиш мәхситидә тинмай ишләп, бала тәрбийисигә көңүл бөлмәслиги шу җүмлидиндур. Балиларниң психикиси наһайити назук, инчикә болғанлиқтин, һаяттики һәрқандақ қийинчилиқларни, чүшәнмәсликләрни чоң мәсилә сүпитидә қобул қилип, өзигә қол салиду. Яш әвлатниң бу дәһшәтлик йолға бармаслиғи үчүн ана қизи билән, ата оғли билән сир бөлүшүп, өмүрниң қиммәт екәнлигини, у адәмгә бирла қетим берилидиғанлиғини вә йешилмәйдиған мәсилә йоқ екәнлигини чүшәндүрүши керәк. Балилар суициди билән күришиш мәхситидә, елимиздә Ички ишлар, Билим, Саламәтликни сақлаш министрликлири һәмкарлишип, профилактикилиқ программиларни тәйярлап, суицидниң алдини елиш чарилирини қолланмақта. Биз суицидни умумий аталғу биләнла, йәни «иҗтимаий мәсилә» дәп қараватимиз. Лекин униң келип чиқиш сәвәплири һәрхил. Демәк, йешимиму һәрхил болиду дегән сөз. Пәқәт әң йеник йолни таллавалған адәмла суицидқа бариду. Шуниң алдини елишқа болаттиму? Мошу соалға җавап елиш үчүн техи йеқин өтмүштә банклардин алған несийә пулини қайтуралмастин өз җениға қәст қилғучилар көпийип кәткәнлигини әскә алайли. Бу көп сәвәпләрниң пәқәт бири. Йәни дәвир алаһидилигидин чиққан нәрсә. Уни йәшкили болаттиму? Әлвәттә, болатти. Суицидқа диний турғидин қарисақ, Ислам дуниясидики диний өлималар өзигә өзи қол селишни, иҗтимаий-һоқуқий, диний тәрбийиниң йетишмәслигидин дәп баһа берип, уни чоң гуна қатариға ятқузиду. Өзини өлтүрүш – Аллаһ бәргән өмүргә нарази болуш, Яратқанға қарши чиқиш болуп һесаплиниду. Қуръан Кәримдә: «...Өзәңларға қол салмаңлар. Һәқиқәтән, Аллаһ силәргә меһриван» («Ниса» сүриси, 29-айәт) – дәп йезилған. Чүнки Аллаһ өзи бәргән җанни, өзи алиду. Бу мәсилә бүгүнла пәйда болғини йоқ. Бәлки, у моҗутлуқ билән биллила һөкүм сүрүватқандур. Әл ичидә бу ағриқни җин-шәйтанларға җоруйдиғини яхши мәлум. «Ичигә шәйтан» киривалған дәп қойишиду. Ундақ чағларда молла-бахшиларға тайиниду. Буму бәзидә оң нәтиҗә бериду. Чүнки суицид – психикилиқ һаләт. Йәни, адәм өз тәғдири туюққа тақилип, һеч амал тапалмай қийналғанда, униңға сөзму, әмәлму өз тәсирини тәккүзәләйду. Әмәл демәкчи, бемарниң көз алдида өшкә яки мөшүкни сиртмаққа есиш охшаш тәдбирләр барлиғиниму аңлап жүримиз. Әлвәттә, бу кимнила болса, шүркәндүридиған көрүнүш. Лекин әҗдатлиримиз униң арқилиқ «Яманниң дориси яман» дегән нәқилни көздә тутса керәк. Өлүм билән өмүрниң арисидики соалларниң асаси – у адәмниң өзи. Қараңғу түндин кейин йоруқ күн, қийинчилиқтин кейин йеникчилик чоқум болиду. Һәрбир адәм өмүрниң синақлири билән күришип, қәлбидә үмүт отини өчәрмәслиги керәк. Хуршидәм ИЗИМОВА, 16-ағриқханиниң психологи. Алмута шәһири.

228 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы