• Йеңилиқлар
  • 28 Қыркүйек, 2012

С.Н. Ахметовни Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-Министри қилип тайинлаш тоғрилиқ

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани

Серик Нығмет оғли Ахметов Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-Министри болуп тайинлансун. У Қазақстан Җумһурийити Премьер-Министриниң биринчи орунбасари хизмитидин бошитилсун.

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ.  

Астана, Ақорда, 2012-жил, 24-сентябрь, №388

 

Серик Нығмет оғли Ахметов

1958-жили туғулған. Қарағанда металлургия комбинатиниң йенидики завод — алий техникилиқ оқуш орнини, Россия Башқуруш академиясини тамамлиған. Ихтисат пәнлириниң доктори. Әмгәк паалийитини Қарағанда металлургия комбинатида металл қуйғучи болуп башлиған. Қарағанда вилайитиниң башқуруш органлирида рәһбирий хизмәтләрни атқурған. 1993 — 1998-жиллири «Футау» бирләшкән карханисиниң мудири, Қазақстанниң «Кең Дала» агросанаәт биржисиниң баш мудири, кейинирәк «Кең Дала» Мәркизий Қазақстан товар биржиси» җавакәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң  президенти болди. Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийитиниң дөләтлик инспектори, Қарағанда вилайитидики Темиртав шәһириниң һакими, Астана шәһири һакиминиң орунбасари, Президент Мәмурийитиниң Дөләтлик инспекциясиниң рәһбири лавазимлирини егилиди. Транспорт вә коммуникация министри, җумһурийәт Премьер-Министриниң орунбасари, Қарағанда вилайитиниң һакими хизмәтлиригә тайинланди. Ахирқи иш орни — Қазақстан Җумһурийити Премьер-Министриниң биринчи орунбасари.    

627 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы