• Йеңилиқлар
  • 21 Тамыз, 2019

Аһали 24,5 миллионға йетиши мүмкин

Әгәр елимиздики өткән жилқи демографиялик әһвал сақланса, йәнә 30 жилдин кейин Қазақстан аһалиси 24 миллион адәмдин ешип кетиду, әнди уларниң 9 миллиони мәмликәтниң чоң үч шәһиридә яшайду. Әмгәк ресурслирини тәрәққий әткүзүш мәркизиниң экспертлири Миллий ихтисат министрлиги Статистика бойичә комитетиниң әхбаритини тәһлил қилип, әйнә шундақ хуласигә кәлди. Мәсилән, комитет әхбаритиға асаслансақ, бийил 1-июльға қәдәр мәмликәт аһалиси жил бешидин тартип 112 миң адәмгә көпийип, 18 миллион 500 миң адәмдин ешип кетипту. Буниңда урбанизация җәрияни сүръәтлик кетип бариду. Мәсилән, йерим жилниң йәкүни бойичә шәһәр аһалиси 83 миң адәмгә өскән. Әнди йеза аһалисиниң өсүши бари-йоқи 29 миң адәмни тәшкил қилди. Мундақ төвән көрсәткүч йеза турғунлириниң шәһәрләргә көчүшигә бағлиқ болуватиду. Һазир аһалиниң 22 пайизи Нур-Султан, Алмута вә Чимкәнт шәһәрлиридә яшаватиду. Әнди уларға йеқин вилайәтләрни (Ақмола, Алмута вә Түркстан) қошсақ, у чағда бу көрсәткүч 47 пайизғичә йетиду. Әмгәк ресурслирини тәрәққий әткүзүш мәркизи аналитиклириниң пикричә, өткән жилқи демографиялик әһвал вә аһали көчүшиниң кейинки бәш жилқи дәриҗиси сақлинип қалса, 2027-жилға қәдәр Қазақстан аһалиси 20 миллиондин ешип кетиду, 2050-жилға қәдәр болса, 24 миллион 500 миңға йетиду. Әнди мундақ әһвалда Нур-Султан турғунлириниң сани 2050-жилға қәдәр 3 миллион 100 миң адәмдин сәл ашиду, бу 2018-жил билән селиштурғанда, 194 пайизни тәшкил қилиду вә йәнә бир мегаполисқа –Алмутиға техиму йеқинлишиду. Әнди җәнубий пайтәхтимиздә шәһәр турғунлири саниниң 3 миллион 300 миң адәмни тәшкил қилип, 82 пайиз көпийидиғанлиғи күтүлүватиду. Чимкәнт аһалисиниң сани болса, 2050-жилға қәдәр 2 миллион 600 миң адәмгә көпийиду, – дәп тәкитләйду Әмгәк ресурслирини тәрәққий әткүзүш мәркизи әмгәк ресурслирини тәхмин қилиш департаментиниң мудири Дмитрий Шумеков. Буниңда тәтқиқатчилар мәзкүр тәхминниң өтмүш көрсәткүчлиригә асасланған һалда чиқирилғанлиғини, демәк, бирқатар амиллар түпәйли әмәлгә ашмай қелишиниң мүмкин екәнлигини истисна қилмайду.

428 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы