• Яшлар жили
  • 21 Тамыз, 2019

Чонҗидики яшлар фестивали

Йеқинда Чонҗа йезисиниң мәркизий мәйданида Уйғур наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизи, наһийәлик ички сәясәт бөлүми вә «Салауатты өмір салтын қалыптастыру мамандарының ассоциациясы» җәмийәтлик тәшкилатиниң уюштуруши билән «Open aіr – 2019» яшлар фестивали болуп өтти. Сабирәм ӘНВӘРОВА, “Уйғур авази” «Чонҗидики Яшлар күни» дәп аталған мәзкүр тәнтәнигә жиғилған яшларниң санида чәк болмиди. Фестиваль давамида яшлар арисида һәрхил оюнлар ойнитилип, маддий вә мәнивий мукапатлар тапшурулди. Мәйданға мәхсус тиләкләр тахтиси қоюлуп, униңға яшлиримиз өзлириниң тиләк-истәклирини йезип қалдурди. Хәйрият, «Жазерке», «Арзу» ансамбльлириниң сәнъәткарлири җошқун нахша-сазлири билән фестивальни техиму җанландурувәтти. Болупму «қарбыз – party» оюни кәчниң көңүллүк өтүшигә зәмин яратти. Мәйдандин оюнға қатнишишқа ончә бала таллавелинип, улар тавузни чапсан һәм биринчи йәп түгитиш бойичә мусабиқигә чүшти. Оюн йәкүни чиқирилип, ғалиплар рәғбәтләндүрүлди. Фестиваль давамида флешмоб уюштурулуп, ахири уссул кечигә улашти.

185 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы