• Йеңилиқлар
  • 28 Қыркүйек, 2012

Уйғур мәдәнийәт күни алмутилиқлар билән шәһәр меһманлири қәлбидә чоңқур тәсират қалдурди

Мундақ мәдәний мәрасим хелидин бери уюштурулмиғанлиқтин болса керәк, әтималим, бу күни Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң алдидики  мәйдан вә униңға тутишип турған истираһәт беғи адәмләргә лиқ толди. Улар бу йәргә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә «Бирлик» җәмийәтлик фонди тәрипидин уюштурулуватқан Уйғур мәдәнийәт күнигә иштрак қилиш мәхситидә жиғилғанлар еди.

Яңраватқан нахша-саз садаси көпчиликкә мәйрәмлик кәйпият әта қилип, бу мәйрәмниң һәқиқәтәнму хәлиқ сәйлисигә айлинидиғанлиғидин дерәк берип туратти. Бенаниң ичидә болса, Алмута шәһиридики вә униң әтрапидики уйғур мәктәплиридә билим еливатқан оқуғучилар «Мениң Қазақстаним» дәп аталған конкурста күч синашти.Бу йәрдә шундақла,  бүгүнки миллий тәрәққиятимиз тоғрилиқ һекайә қилидиған, адәмни бирдин өзигә җәлип қилидиған сехирлиқ күчкә егә көргәзмиләр уюштурулған. Улар «Меһман, мәрһәмәт, еғиз тегиң» миллий таамлар көргәзмиси, «Шәхс вә кийим» миллий кийим-кечәкләр көргәзмиси, «Һүнәрдин һүнәр чиқиду» миллий қолһүнәрвәнчилик көргәзмиси, «Мойқәләм билән сөһбәт» рәссамлар көргәзмиси болуп, уларға қоюлған барлиқ назу-немәтләр, әсир-әтиқиләр, рәсимләр миллий алаһидилиги билән пәриқлинип туриду.  Адәмләргә әйнә шундақ көңүллүк дәмләрни һәдийә қилған бу чарә-тәдбир рәсмий түрдә «Уйғур мәдәнийәт күни» дәп атилипту. Бу чарә-тәдбирни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә «Бирлик» җәмийәтлик фонди бирлишип, Мәдәнийәт жили даирисидә Қазақстан Җумһурийити хәлқиниң тиллири мәйрими даирисидә өткүзүшни нийәт қилипту. Бу йәрдә алдин-ала шу нәрсини алаһидә қәйт қилишқа тоғра келидуки, Уйғур мәдәнийәт күнини өткүзүватқанлар алдиға қойған бу мәхситигә толуқ йәтти. Мана, Уйғур мәдәнийәт күниниң рәсмий ечилиш тәнтәнисиму башланди. Дөләт Гимни яңрап, барлиқ рәсмийәтләр орунлинип болғандин кейин, сөз «Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумовқа берилди. —   Бүгүн биз қазақстанлиқ уйғурларниң һаятидики муһим мәдәний чарә-тәдбирниң шаһиди болуватимиз. Һәммиңларни мошу мәрикә билән тәбрикләймән, — дәп башлиди сөзини Ш.Нурумов. — Түнүгүн мән Астанада Азиядики өз ара иш-һәрикәт вә ишәнчә чарилири кеңәшмисигә әза болған мәмликәтләр вәкиллири қатнашқан   Гражданлар форумиға иштрак қилдим. Униңға қатнашқан он дөләтниң вәкиллири алдида Қазақстанда яшаватқан уйғурлар тоғрилиқ, уларниң иҗтимаий-сәясий вә мәдәний һаяти тоғрилиқ нутуқ билән сөзгә чиқип, «Дуниядики әң бәхитлик уйғурлар Қазақстанда яшайду» дәп ейттим. Бу һәқиқәтәнму шундақ.  Дөлитимиз Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң дана ички сәясити түпәйли биз хатирҗәм һаят, паравән турмуш кәчүрүватимиз. Биздә театр бар, гезит бар, 60тин ошуқ мәктивимиз бар. Ейтиңлара, миллий тәрәққиятимиз үчүн йәнә дунияниң қайси дөлитидә мундақ шараит яритилған? Шуңлашқиму биз Қазақстанни өз Вәтинимиз дәп билимиз вә әйнә мошу вәтинимизниң гүллиниши үчүн техиму нәтиҗидарлиқ билән ишлишимиз керәк вә шундақ болидиғанлиғиға шәхсән өзәм һечқандақ шәк-шүбһә кәлтүрмәймән. —   Мәдәнийәт кона, бирақ у жил өткәнсири яширивериду. Чүнки заман шуни тәләп қилиду, дәвир алаһидиликлириму шу мәдәнийәтниң аҗралмас бир қисми, — деди новәттә тәбрик сөз алған Алмута шәһири һакиминиң орунбасари Серик Сейдуманов. — Қазақстанлиқ уйғурларму өзлириниң қедим замандин келиватқан кона мәдәнийитини заман роһиға яриша йеңилаватқанлиғиниң гувачиси болуватимиз. Бүгүн биз қатнишиватқан мошу мәдәний чарә-тәдбирму заманивий миллий тәрәққиятниң алаһидә бир көрүнүши. Әйнә шу тәрәққият үчүн елимизда һәммә шараит моҗут. Биздин пәқәт бирлишиш, бир мәхсәт-муддиа әтрапиға топлишиш тәләп қилиниду. У мәхсәт-муддиа — милләтләр ара достлуқ, җәмийәтлик разимәнлик, Худаға шүкри, елимизда мана мошуларниң һәммиси бар. Уларни көзимизниң қаричуғидәк сақлап асраш һәр биримизниң инсаний борчи болуши шәрт. Тунҗа Президент — Милләт Лидери Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң тәшәббуси билән қурулған Қазақстан хәлқи Ассамблеяси барлиқ Қазақстан хәлқини бир чаңирақ астиға бирләштүрүп, елимизда қелиплашқан течлиқ билән разимәнликни, достлуқ билән бәрпакарлиқ һаятни пүткүл дуния әһлигә үлгә сүпитидә көрситиватиду. Мустәқилликтә өткән 21 жил бизгә әйнә шундақ утуқ вә шан-шәрәп елип кәлди. Пурсәттин пайдилинип, мән барлиқ қазақстанлиқ уйғурларға бәхит-саадәт вә утуқ тиләймән. Мана мошундақ изгү тиләкләр башқиму тәбрик сөзгә чиққан натиқларниң, җүмлидин Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Әхмәтҗан Шардинов, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдуллам Һошуров, «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң президенти Адилҗан Зәйнавдинов, Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң мудири Савутҗан Сонуров, Түрк этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ахмет Дағдуран вә Қазақстан хәлиқ артисти Гүлвира Разиеваниң тиләклири гүлдүрлигән чаваклар билән қарши елинди. Ейтиш керәкки, Гүлвира һәдә Разиева өзиниң нутқини хәлиқләр достлуғиға беғишланған нахшиси билән тамамлап, көпчиликниң  алқишиға бөләнди. Нахша демәкчи, бу йәрдә Уйғур театри коллективиниң, җүмлидин «Нава» ансамбли билән «Рухсарә» уссул топиниң адәттикидәк өзлириниң маһарити билән һәмминиң қәлбигә йол тапқанлиғини атап өтмәй мүмкин әмәс. Әнди хәлиқ талантлири Адаләт Һошурова билән Венера Мухпулова, шундақла «Таҗиниса» уссул ансамблиниң, хәлиқ арисида аммибаплиғи жуқури «Нур яшлиқ», «Юлтуз», «Нур», «Пәри», «Шәйда» топлири билән «Ашиқлар» дуэтиниң  вә мошу мәрикигә қатнишиш пурситигә егә болған ШУАРлиқ атақлиқ нахшичи Мөмүнҗан Аблекимниң, мошу мәрасимға меһман сүпитидә тәклип қилинған бирқатар миллий этномәдәнийәт мәркәзлири йенидики фольклорлуқ ансамбльлириниң орунлишидики җараңлиқ нахшилар билән нәпис уссуллар жиғилғанлар үчүн мәйрәмлик соға болди. Бу мәйрәмни уюштурғучилар адәмләрни техиму көп җәлип қилиш вә уларни қизиқтуруш мәхситидә мәхсус лотерея оюнини өткүзүшниму унтумапту. Концерт давамида қоллирида лотерея билетлирини тутқан адәмләр хилму-хил мәишәт буюмлириниң бирәсини утувелиш нийитидә болғанлиғи ениқ. Бирақ лотерея утуғи һәммигә несип болувәрмәйдиғу. Шундиму қуруқ қол кәтмигәнләр хелила нурғун болди.  Бу чарә-тәдбирниң утуқлуқ өтүшигә өзлириниң һәссисини қошуш үчүн әттәй кәлгән Уйғур, Панфилов, Әмгәкчиқазақ, Талғир наһийәлик, шундақла Алмутиниң барлиқ наһийәлиридики уйғур мәдәнийәт мәркәзлири билән уйғурларға аит башқиму җәмийәтлик тәшкилатлар өз «өйлирини» тикип, миллий алаһидиликләргә толуп-ташқан көрүнүшлири билән пәриқләнди. Ейтиш керәкки, әйнә шундақ «өйләрниң» бири бизгә, «Уйғур авази» гезити редакциясигә тәәллуқ болди. Биз бу йәрдә гезитимизниң фотомухбири, Қазақстан Журналистлар иттипақи мукапитиниң лауреати  Бәхтишат Сопиевниң шәхсий фотокөргәзмисини уюштурдуқ вә у биз күткәндинму артуқ утуқлуқ өтти. Мәйрәм иштракчилириниң арисида дит билән чүширилгән композициялик сүрәтләрни сетип беришни илтимас қилғанларму болди. Әнди бу фотокөргәзминиң йенида келәр жил үчүн «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш уюштурулуп, уму адәмләрдин хали болмиди, мәйрәм иштракчилиридин йүзгә йеқин адәм келәр жил үчүн «Уйғур авази» гезитиға толуқ бир жилға муштири болди. Адәмләргә әйнә шундақ жуқури кәйпият әта қилған Уйғур мәдәнийәт күни гугум чүшкичә давам қилди. Шундиму адәмләр тарқап кетишкә алдиримиди — мәрасим башлиниш һарписида қандақ нурғун болса, Уйғур мәдәнийәт күни рәсмий йепиқ дәп елан қилинғандин кейинму шу петичә қалди.

Иврайим БАРАТОВ.

СҮРӘТЛӘРДӘ: 1. С.Сейдуманов (солдин оңға), Ш.Нурумов Талғир наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң вәкиллири билән. 2. Уйғур мәдәнийәт күнидин көрүнүшләр. Бәхтишат СОПИЕВ чүшәргән сүрәтләр.

663 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы